Йәрәмия 18:1—23
18 Мана, Йәһва Худадин Йәрәмияға болған сөз:
2 «Тур, сапалчиниң өйигә бар. Шу йәрдә Мән саңа сөзлиримни елан қилимән».
3 Мән сапалчиниң өйигә берип, униң өз әсвавида қиливатқан ишини көрдүм.
4 У лайдин қилған қачиси қамлашмиди. Шу чағда у яңливаштин әшу лайдин халиған башқичә бир қачини ясиди.
5 Шуниң билән Йәһваниң сөзи аңланди:
6 «“Мән ушбу сапалчидәк сениң билән, Исраил өйи, иш тутмаймәнму?— дәйду Йәһва.— Мана, сапалчиниң қолидики лайға охшаш, сәнму, Исраил, Мениң қолумда”.
7 Әгәр мән қандақту-бир хәлиқ яки шаһлиқ вәйран болиду, қомурулуп ташлиниду вә уҗуқтурулиду, десәм,
8 амма мәзкүр хәлиқ яман ишлирини ташлиса, шу чағда Мән ич ағритип, униңға ойлиған апәтни кәлтүрмәймән.
9 Әгәр Мән қандақту-бир хәлиқ яки шаһлиқ мустәһкәмлинип, йилтиз тартиду, десәм,
10 лекин ушбу хәлиқ көзүм алдида Мени тиңшимай, яманлиқ қилидиған болса, шу чағда Мән униңға нийәт қилған яхши нәрсәмни рәт қилимән.”
11 Демәкчи, йәһудийларға һәм Йерусалимниң турғунлириға мону сөзләрни йәткүз: “Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән силәрни җазалаш үчүн, яманлиқ кәлтүрүшни ойлаватимән. Шуңлашқа, илтимас, һәрқайсиңлар нуқсанлиқ йоллириңлардин қайтип, җөндилиңлар вә мүҗәз-хулқуңларни түзитиңлар”».
12 Лекин улар: «Үмүт қилма! Биз халиғинимизни қилимиз һәм һәрқайсимиз жүригимизниң тәтүрлиги бойичә иш тутумиз»,— дейишти.
13 Шуңа Йәһва Тәңри мундақ дәйду:
«Хәлиқләрдин сорап беқиңлар, ким
мошуниңға охшаш нәрсини аңлиди?
Исраилниң иппәтлик қизи бу ишни
қиливатқини барлиғи үчүн әҗайип.
14 Либан қапталлиридин қар йоқап кетәмду?
У җайдин еқип чүшиватқан соғ сулар
қуруп кетәмду?
15 Мениң хәлқим болса, Мени унтуп қалди:
у қурбанлиқлирини қолидин һечнәрсә
кәлмәйдиған худаларға тәғдим қиливатиду.
У йоллиридин, мәңгү йоллиридин,
чиқип кәтти вә оңғул-доңғул йоллар
билән меңишни яхши көрүватиду.
16 Шуңлашқа униң зимини чөл болуп,
әбәдий шәрмәндигә қалиду.
Қешидин өткән һәрким аң-таң қелип,
бешини чайқитиду.
17 Шәрқий боран кәби Мән уларни
дүшмининиң көзичә таритиветимән.
Балаю-апәт күнидә Мән уларға йүзүмни
әмәс, дүмбәмни көрситимән».
18 Бирақ улар: «Келиңлар, Йәрәмияға қарши иғва ойлайли. Чүнки бизниң роһанийлиримизда Қанун, данишмәнлиримиздә мәслиһәт вә пәйғәмбәрлиримиздә Худадин хәвәр йоқимидиғу. Келиңлар, уни тилимиз билән әйипләп, униң сөзлирини етиварға алмаймиз»,— дейишти.
19 Аһ, Йәһва Рәббим, мени аңлиғина һәм
қаршилашқучиларниң зуванини аңла!
20 Яхшилиқ үчүн яманлиқ қайтурамду?
Улар болса, җенимға ора колаватиду.
Мениң Сениң алдиңда туруп, Сениң ғәзивиңни
қайтуруш үчүн, улар тоғрилиқ пәқәт яхши
сөз-тиләк қилғинимни есиңға алғина.
21 Шуңлашқа уларниң оғуллирини ачарчилиқта
қалдурғин вә улар қиличтин һалак болсун.
Уларниң аяллири балилирисиз қелип, өзлири
тул аяллар болсун. Әрлири өлүмгә әкелидиған
вабаларға дуч қелип, жигитлири болса,
урушларда өлтүрүлсун.
22 Сән уларға туюқсиз қошуниңни әвәткәндә,
маканлиридин дәрт-пәриядлар чиқсун.
Сәвәви, улар мени тутувелиш үчүн ора колиди
вә путлиримға қармақларни ташлиди.
23 Сән Өзәң, Йәһва, уларниң маңа болған һарам
ойлирини билисән. Өтүнимән, әйивини
япма вә йүзүң алдидики гуналирини унтума.
Улар Сениң алдиңда дүм көмүрүлсун,
қәһриң вақтида уларни җазалиғанда.