Йәрәмия 19:1—15

19  Йәһва маңа мундақ деди: «Берип, сапалчидин комзәк сетивал. Уни елип, хәлиқниң бирнәччә ақсақаллири һәм чоң роһанийлирини чақирип,  Еном оғлиниң вадисиға барғин. Шу йәрдә Сапал қийиндилири дәрвазилири алдида Мән саңа ейтидиған сөзләрни җакала:  “Йәһуданиң падишалири вә Йерусалимниң турғунлири, Йәһваниң гепини аңлаңлар! Исраилниң Худайи, Сәрдар Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән ушбу йәргә шундақ апәт кәлтүриватимәнки, ким уни аңлиса, қулақлирида зиңилдап кетиду.  Бу хәлиқ Мени қалдуруп, мәзкүр зиминни тониғусиз қиливәткини үчүн, бу иш йүз бериду. Улар бу йәрдә йә өзлири, йә атилири, йә Йәһуда падишалири билмигән ят илаһларға қурбанлиқларни сунуп, мәзкүр җайни әйипсизләр қени билән толтурди.  Улар Баалға қурбан супилирини қуруп, оғуллирини Баалға көйдүрмигә тәғдим қилиш үчүн, уларни отта көйдүрди. Мән һечқачан уларға бундақ әмир қилмидим һәм ейтмидим, һәтта мундақ нәрсә һечқачан оюмғиму кәлгән әмәс!”  “Шуңлашқа шундақ күнләр келиватидуки,— дәйду Йәһва,— мәзкүр җай башқа Тофет яки Еном оғлиниң вадиси, дәп аталмайду, амма өлтүрүш вадиси, дәп атилиду.  Мән ушбу зиминда Йәһуданиң һәм Йерусалимниң әқлини тартивалимән вә уларни дүшмәнлириниң қиличи арқилиқ өлтүримән. Уларниң җенини издәватқанларниң қоли арқилиқ җазалап, җәсәтлирини қушларға һәм һайванларға йәм қилдуримән.  Мән бу шәһәрни харабилиққа айландуруп, мәсхирә қилимән. Йенидин өткән һәрким униң җараһәтлиригә қарап, дәһшәткә келиду.  Мән исраиллиқларға оғул-қизлириниң гөшини йегүзимән вә һәрқайси әһвалиниң еғирлиғидин қистанлиқта һәм қоршавда олтирип, йеқининиң етини йейишкә мәҗбур болиду”. 10  Андин сениң билән барған әркишиләрниң көзичә комзәкни чеқивәт 11  вә уларға мундақ дегин: “Әскәрләр Сәрдари Йәһва мундақ дәйду: “Сапал қачини чаққанда, уни җөндәшкә мүмкин болмиғандәк, шундақла Мән мошу хәлиқни һәм мошу шәһәрни чеқиветимән. Тофетта адәмләрни йәр йәтмигәнликтин дәпин қилип, у җайда орун қалмайду”. 12  “Мана Мән ушбу йәр вә униң турғунлири билән қандақ иш қилимән,— дәйду Йәһва.— Мән бу шәһәрни Тофетқа тәңләштүримән. 13  Йерусалим аһалисиниң өйлири һәм Йәһуда падишалириниң сарайлирини Тофеттәк напаклаштуримән: улар өгүзлиридә асман қошуниға қурбанлиқларни беғишлап, ис чиқирип, шарапларни ят бутларға төкүватқанлар”». 14  Йәрәмия пәйғәмбәр Тофеттин қайтқанда, уни шу йәргә Йәһва Өзи бәшарәт ейтишқа әвәткән еди, у Йәһва ибадәтханисиниң һойлисида туруп, пүткүл хәлиқкә мону сөзләрни қилди:   15  «Исраилниң Тәңри, Сәрдар Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән агаһландурғинимдәк, ушбу шәһәргә, униң әтрапидики шәһәрләргә алдин ейтқан барлиқ яманлиқни, балаю-апәтни кәлтүримән. Сәвәви, турғунлири гәдинини қаттиқ тутуп, Мениң сөзлиримгә беқинғуси кәлмиди”».

Изаһәтләр