Йәрәмия 2:1—37
2 Маңа Йәһваниң сөзи болуп, У:
2 «Җүгә берип,
Йерусалимға монуни җакала: “Йәһва Тәңри мундақ
дәйду:
“Саңа яшлиғиңда көрситилгән шәпқәтлиримни
есиңға салимән. Сән Мениң билән баш қошуш
үчүн вәдиләшкәндә, қандақ вапалиқ билән
сөйәттиң. Мениң кәйнимдин чөл-баяванда,
терилмигән йәрдә, изчил жүрәттиң.
3 Исраил Йәһва үчүн муқәддәс еди, Униң
һосулиниң у тунҗа мевиси болғанди”.
“Уни жутуветәй дегәнләрниң һәммиси
әйипкар болушуп, уларни чоқум
җаза күтиду”,— дәйду Йәһва».
4 Йәһваниң гепини аңлаңлар, Яқупниң
өйи вә Исраилниң барлиқ аилилири!
5 Йәһва мундақ ейтмақта:
«Қандақ яманлиқни Мениңда тапти
силәрниң атилириңлар? Немә үчүн
улар Мениңдин шунчә жирақлашти?
Немишкә һечнемигә тохтимайдиған
бутларниң кәйнидин жүрүп, өзлириму
һечнемигә яримайдиған болушуп кәтти?
6 Улар мундақ сорашмиди: “Қени бизни
Мисирдин ачиққан Йәһва Худа? У бизни
чөлдә елип меңип, далалар һәм
өңкүрләр, қурғақ, адәм жүрмигән вә
яшимиған йәрләрдин өткүзгәнди”.
7 Мән силәрни бағларға бай йәргә әкәлдим.
Силәр униң мевилирини йәп, яхшилиқлирини
көрүшүңлар үчүндур. Лекин силәр келип,
Мениң дияримни булғап, Мениң мүлкүмни
сәскинидиған нәрсигә айландурдиңлар.
8 Роһанийлар: “Йәһва қени?”— дәп ойлашмиди.
Мениң Қанунимни үгитишкә тегишликләр
Мени билмәйду. Падичилирим Маңа қарши
чиқип, Мәндин үзүлди. Пәйғәмбәрләр болса,
Баалниң намидин бәшарәт қилишип,
ярамсизларға ибадәт қилмақта.
9 “Шуңлашқа Мән кәлгүсидиму силәр билән
сотлишимән,— дәйду Йәһва,—
силәрниң оғуллириңларниң оғуллири
биләнму сотлишишни тохтатмаймән”.
10 “Киттимниң араллириға берип, көрүп беқинлар.
Адәм әвәтип, Кедарниму пайлап чиқиңлар.
Мулаһизә қилип, яхши ой жүгәртиңлар:
мошуниңға охшаш нәрсиләр
шу җайларда йүз бериватамду?”
11 Қандақту-бир хәлиқ өз худалирини
(гәрчә улар худалар болмисиму) башқа бир
Худаға алмаштурдиму? Амма-лекин Мениң
хәлқим Мениң шан-шөһритимни пайдисиз
нәрсигә йөткәвәтти.
12 Асманлар, һәйран қелиңлар, зор дәһшәттин
силкинип кетиңлар!— дәйду Йәһва,—
13 Чүнки Мениң хәлқим икки яман гунани
өткүзди: у Мени, тирик суниң Мәнбәсини,
қалдуруп, өзлиригә су туталмайдиған,
йериқ қудуқларни қезивалди”.
14 “Наһәтки Исраил — өйдики қул яки
өйдә туғулған малайму?
Немишкә у қарақчиларниң һәм
оғриларниң олҗисиға айланди?
15 Яш ширлар униңға ғарилдап, авазини
аңлитиватиду. Улар униң йерини чөл
қилип, шәһәрлири аһалисиз қелип,
өртинип, вәйран болди.
16 Мемфис һәм Тахпанхесниң оғуллири
башлиридики чачлирини жулмақта.
17 Яратқучиң Йәһвани қалдурғиниң үчүн
вә У сени йоли билән йетәклигәндә,
сән Униңдин үз өргиниң үчүн,
бу иш йүз бериватқанду?
18 Әнди немишкә сән Мисирниң йолиға
буруливатисән һәм Нилниң сүйини ичишни
халаватисән? Немә үчүн сән Ассурниң йолиға
чүшүп, Фиратниң сүйини ичишкә алдираватисән?
19 Сениң бузуқлиғиң сени җазалаватиду
вә садақәтсизлигиң сени әйипләватиду.
Демәк, Худайиң Йәһвани ташлаш
қандақ яман һәм аччиқ иш, чүнки сениңда
Маңа лайиқ қорқунуч йоқ”,— дәп,
паш қилиду әскәрләр Илаһи Йәһва.
20 “Жирақ өтмүштә Мән, Йәһудия, сениң
боюнтуруғиңни сундуруп, кишәнлириңдин
бошатқан едим. Бирақ сән:
“Саңа хизмәт қилмаймән”,— дедиң.
Шуниң билән һәрқандақ егиз дөңдә
һәм һәрқандақ мәнзирилик дәрәқ астида
сән ечилип йетип, паһишәлик қилдиң.
21 Мән сени алаһидә қизил үзүмзарлиқниң
ғолидәк олтарғузған едим.
У таза уруқниң узун ғоли еди.
Қандақларчә сән Мениңда туруп, ят
үзүмзарлиқниң явайилишип кәткән
бәргилиригә охшап қәттиң?”
22 “Һәтта сән совун билән жуюнуп,
өзәңгә көп микдарда шакирапни
тазилашта ишләтсәңму, бәрибир сән
Мениң көзүмдә напак болуп қалисән
әйивиң түпәйлидин”,— дәйду
Пәрвәрдигар Йәһва.
23 Қандақларчә сән: “Мән өзәмни
напак қилмидим, Бааларниң кәйнидин
жүгримидим”,— дәп ейталайсән?
Өзәңниң вадидики жүрүш-турушиңға
қарап баққин. Немә қилғиниң һәққидә
ойлиғин, сән қиңғир йоллар билән жүгрәп
жүргән яш чиши төгигә охшидиң.
24 Җәзиригә үгәнгән явайи чиши ешәктәк,
у қачидиған вақти кәлгәндә, өзини
туталмай, әркәкни издигән шу һайванға
охшайсән. Уни издигәнләр һармай,
униң ейида уни чапсан тепивалиду.
25 Мән: “Аяқлириңни ачма вә гекитигиңни
қурутма”,— дәп нәсиһәт бәрсәм, сән:
“Яқ, үмүт қилма! Чүнки мән ятларни
яхши көримән һәм уларниң кәйнидин
жүргиним жүргән”,— дедиң.
26 Оғри тутулғанда, шәрмәндидә қалғандәк,
шундақ Исраил өйи өзини рәсва қилди:
хәлиқ падишалири, бәглири, роһанийлири
вә пәйғәмбәрлири изада қалди.
27 Улар дәрәқкә: “Сән — мениң атам” вә
ташқа: “Сән мени туғдуң”,— демәктә.
Амма Маңа болса үзлирини әмәс, бәлки
дүмбисини қаратти. Лекин дәрт-һәсрәт
кәлгәндә, улар Маңа: “Келип,
бизни қутулдурғина!”— дейишиду.
28 Қени, сән өзәңгә ясавалған илаһлириң?
Улар келип, дәрдиң вақтида сени,
қолидин кәлсә, қутқузсун. Чүнки
сәндә, Йәһуда, қанчә шәһәр болса,
шунчә худалар барғу.
29 “Немә үчүн силәр Мениң билән
талишисиләр? Немишкә силәр Маңа
қарши чиқтиңлар?”— дәйду Йәһва.
30 Мән оғуллириңларни пайдисиз уруптимән.
Улар нәсиһәтни қобул қилмиди.
Силәрниң қиличиңлар вәһши шир кәби
пәйғәмбәрлириңларни йәвәтти.
31 Аһ, халайиқ, Йәһваниң сөзигә қулақ
селиңлар! Наһәтки, Мән Исраил үчүн
сәһра болдум яки дәһшәтләрчә
зулмәтниң йери болдум?
Немә үчүн хәлқим: “Биз халиған
җайимизда әркин яшап, Саңа
һәргиз қайтип кәлмәймиз”,— дәйду?
32 Қиз өз зебу-зенәтлирини унтамду яки
той қизи көкси бәлбеғини?
Һә, Мениң хәлқим болса,
нәвақ Мени унтиди...
33 Һәй, аял, Йәһудия, қандақ маһирлиқ билән
сән ойнашларни издәйсән! Сән зор
устилиқ билән яман ишларни бәҗирисән.
34 Кийимлириңниң етәклири әйипсиз
гадайларниң қениға миләнди.
Гәрчә Мән уларниң саңа қарита
яман ишлирини байқимисамму,
етигиң уларниң қенида.
35 Шундақ болсиму, сән: “Мән әйипсиз.
Тайлиқ, У маңа ғәзәпләнмәйду”,— дәйсән.
Мана, Мән сениң билән сотлишип,
сениң: “Мән гуна өткүзмидим!”—
дегиниң үчүн, һөкүм чиқиримән.
36 Немишкә сән шунчивала йеникмүҗәз
һәм дайим өзгирип турисән?
Мисирдинму әнди иза тартисән, өз
вақтида Ассурдин иза тартқандәк.
37 Шуңлашқа бешиңни тутуп маңисән,
чүнки Йәһва таянчилириңни рәт қилди
вә улар саңа һечқандақ ярдәм берәлмәйду».