Йәрәмия 21:1—14

21  Йәрәмияға Зидқия падиша Малхеяниң оғли Пашхурни вә роһаний, Маасеяниң оғли Зәфанияни әвәткәндин кейин Йәһва Худадин болған сөзләр.  Улар мундақ өтүнүш қилғанди: «Илтимас, Йәһвадин биз тоғрилиқ сорап көргинә, чүнки Бабилниң шаһи Нәбуқәднәсәр бизгә һуҗумини тохтатмайватиду. Бәлким, Йәһва биз үчүн қандақту-бир мөҗүзисини қилип, у биздин чекинәр».  Йәрәмия уларға мундақ җавап қайтурди: «Зидқияға мундақ дәп ейтиңлар:  “Исраилниң Тәңри Йәһва мундақ дәйду: “Мана, силәр Бабил шаһиға һәм сепиллириңларни қоршавға алған халдийларға қарши күришип, қоллиниватқан қураллириңларни Мән силәргә қарши қаритимән. Мән уларни жиғип, шәһәрниң оттурида қойимән.  Мән Өзәм силәргә қарши созған қолум һәм қудрәтлик күчүм билән ғәзәп-қәһримдә вә зор өчәкишимдә җәң қилимән.  Ушбу шәһәрдә яшаватқан кишиләрни һәм мал-варанни һалак қилимән. Улар дәһшәтлик вабадин өлиду”.  “Андин,— дәйду Йәһва,— Мән Йәһудияниң падишаси Зидқияни, униң хизмәткарлирини һәм мәзкүр шәһәрдә вабадин, қиличтин вә ачарчилиқтин аман қалған хәлиқни Бабил шаһи Нәбуқәднәсәрниң қолиға тапшуримән, уларниң җенини издәватқан дүшмәнлириниң қолиға. Нәбуқәднәсәр уларни айимайду, уларға ич ағритмайду һәм рәһим-шәпқәт көрсәтмәйду, у уларни қилич билән қирип ташлайду”.  Мону хәлиқкә мундақ дегин: “Йәһва силәргә мундақ сөзни қиливатиду: “Мана, Мән силәргә һаятлиқ йоли билән өлүм йолини тәклип қиливатимән.  Ким мошу шәһәрдә қалса, у қиличтин, ачарчилиқтин һәм вабадин өлиду. Ким шәһәрдин чиқип, силәрни қоршавда тутуватқан халдийларға берилсә, у тирик қалиду вә униң җени униңға мукапат орнида болиду”. 10  “Чүнки Мән йүзүмни ушбу шәһәргә қарши туттум һәм униңға яхшилиқ қилмаслиқни қарар қилдим,— дәйду Йәһва.— Бу шәһәр Бабил шаһиниң қолиға тәккәндә, у уни өрткә тутиду”. 11  Шундақла Йәһуда падишасиниң өйидикиләр, Йәһваниң гепини аңлаңлар. 12  Давутниң өйи, Йәһва саңа мундақ дәйду: “Һәр әтигәнлиги адил сотни өткүзүңлар вә зорлуқчи һәм һийлигәрниң қолидин езилгәнләрни қутулдуруңлар. Мениң қәһрим оттәк көйүп кәтмәслиги үчүн вә силәрниң яман хулқиңлар түпәйлидин у лавулдап кәтмисун”. 13  “Мана Мән, түзләңниң қорамтешида турған шәһәр, саңа қарши маңдим,— дәйду Йәһва.— Силәр дәватисиләр: “Ким бизгә һуҗум қилалайду вә ким маканимизға кирәләйду?” 14  Мән силәрни қилиқлириңларниң йемишлири бойичә җавапқа тартимән,— дәйду Йәһва,— вә орманлиғиңларда һәммә нәрсини көйдүрүветидиған отни яндуримән!”»

Изаһәтләр