Йәрәмия 22:1—30
22 Йәһва Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Йәһуда падишасиниң сарийиға берип, шу йәрдә мону хәвәрни елан қил.
2 Ейтқин: “Давутниң тәхтидә олтарған Йәһуда падишаси, сән вә сениң хизмитиңдики хизмәткарлириң вә ушбу дәрвазилар арқилиқ кириватқан хәлқиң, Йәһваниң сөзини аңлаңлар!
3 Йәһва мундақ дәватиду: “Адил сот жүргүзүп, һәққаний болуңлар. Залимдин қисим тартиватқанни қутулдуруңлар. Мусапирға ятлиқ қилмаңлар, житим билән тул аялни рәнҗитмәңлар вә мәзкүр шәһәрдә бегуна қанни төкмәңлар.
4 Әгәр силәр мошу сөзүмни булҗутмай орунлисаңлар, ушбу өйниң дәрвазилири арқилиқ Давутниң тәхтидә олтарған падишалар һарвуларда һәм атларда дайим киришиду. Шундақла силәрму, әмәлдарлар вә хәлиқ, кирисиләр”.
5 “Әгәр силәр сөзлиримни тиңшимисаңлар, Өзәм билән қәсәм қилимән,— дәйду Йәһва,— ушбу өй харабилиққа учрайду”.
6 Сәвәви, Йәһва Худа Йәһуда падишасиниң макани һәққидә мундақ дәйду:
“Сән Мән үчүн Гилиадқа, Либанниң
чоққисиға охшайсән. Лекин, һәқни ейтимәнки,
Мән сени чөлгә айландуримән, сениң
шәһәрлириң турғунсиз қалиду.
7 Мән саңа қарши бузғучиларни әвәтимән,
һәрқайсиниң өз қурали болиду.
Улар сениң әң яхши кедрлириңни чепип,
от-ялқунға ташлаветиду.
8 Көплигән хәлиқләрниң кишилири ушбу шәһәрниң қешидин өтүп, бир-бирсидин: “Немә үчүн Йәһва Илаһи бу улуқ шәһәр билән бундақ иш қилди?— дәп сорайду.
9 Җававән: “Улар Худайи Йәһваниң келишимини ташлап, башқа худаларға ибадәт қилип, уларға чоқунғини үчүн мошу иш йүз бәрди”,— дегән сөзләрни улар аңлайду.
10 Өлгән һәққидә жиғлимаңлар вә
униң тоғрилиқ хапа болмаңлар.
Амма-лекин тутқунға әкетилгән
һәққидә жиғлаңлар, сәвәви, у башқа
қайтип кәлмәйду һәм вәтинини көрмәйду.
11 Мана Йәһва Йәһуданиң падишаси Йошияниң оғли Шаллум яки Йәһоахаз тоғрилиқ ейтқан сөзлири. У атиси Йошияниң орнида падиша болуп, мәзкүр йәрдин әкетилди: “У әнди қайтип кәлмәйду.
12 Чүнки уни әкәткән җайда өлүп кетиду вә вәтинини башқа көрмәйду”.
13 Ким* өз өйини һәққанийсизлиқта
бәрпа қилип, үстүнки бөлмилирини
қанунсизлиқта салса, һалиға вай!
У өз йеқинини бекарға ишлитип,
униңға тегишлик маашини бәрмәйду.
14 У дәйду: “Өзәмгә кәң-таша өй салимән,
униң бөлмилири йоруқ болиду. Униңда
йоған деризиләрни қилип, кедр билән
қаплап, қизил бояқ билән сирлаймән”.
15 Наһәтки сән кәлгүсидиму һөкүмранлиқ
қилимән, дәп ойлайсән? Чүнки сән кедр
яғачтин башқилиридин қариғанда көп
қуруватисән? Сениң атаң йәп-ичмидиму?
Бирақ у адил һәм һәққаний иш қилатти,
шуңлашқа униң һәммә нәрсиси
яхши болған еди.
16 У сотта езилгәнләр билән намратларни
қоғдатти, шуңа униң ишлири оң маңатти.
“Мошу Мени билгәнликни билдүрмәмду?—
дәп сорайду Йәһва.—
17 Лекин сениң көзлириң һәм жүригиң пәқәт
өзәңниң пайдисиға қарайду вә сениңда
бегуна қанни төкүш һәм алдап, булаңчилиқ
қилиш хаһиши бесимдур”.
18 Шунлашқа Йәһва Тәңри Йәһуданиң падишаси, Йошияниң оғли Йәһояким һәққидә мундақ дәйду:
“Униң тоғрилиқ һечким жиғлимайду вә
бир-биригә: “Немә дегән дәрт, бурадәрим,
яки: “Қериңдишим, һалимизға вай!”— демәйду.
Униң тоғрилиқ қайғурғанда: “Қандақ
қайғу-һәсрәт, тәхсиримиз! Һалимиз
мүшкүл, қени униң алийҗанаплиғи?”— демәйду.
19 Уни ешәкни көмгәндәк дәпин қилиду:
сөрәп ачиқип, Йерусалим дәрвазилиридин
нери йәргә ташлаветиду”.
20 Либанға көтирилип, вақира, сениң авазиң
башандиму аңлансун. Абарим тағлиридин
вақирап жиғла, чүнки барлиқ
ойнашлириң уҗуқтурулди.
21 Мән сениң билән аватлашқан чеғиңда
сөзләшкән едим. Лекин сән: “Саңа
қулақ салмаймән!”— дәп җавап берәттиң.
Сән яш чеғиндин өзәңни мошундақ
тутаттиң— Мени зади тиңшиматтиң.
22 Барчә падичилириңни шамал әкетиду
вә барчә достлириң әсиргә кетиду.
Шу чағда шәрмәндә болуп, саңа чүшкән
дәрт-һәсрәттин пәскәшликни һис қилисән.
23 Аһ, Либанда олтарған вә угаңни кедрлар
арисида қурған! Саңа қаттиқ һәм аччиқ
толғақтәк ағриқлар кәлгәндә, сән
қанчелик бечәрә болисән!»
24 «“Мән тирик!— дәйду Йәһва,— һәтта Йәһудияниң падишаси, Йәһоякимниң оғли Йәһоякин оң қолумдики мөһүр-үзүгим болсиму, уни жулуп ташлаттим!
25 Мән сени җениңни издәватқанларниң, сән қорқуватқанларниң, қолиға — халдийларниң қолиға вә Бабил шаһи Нәбуқәднәсәрниң қолиға бериветимән.
26 Мән сени һәм сени туққан анаңни силәр туғулмиған һәм көрмигән йәргә қоғлаймән һәм шу йәрдә силәр вапат болисиләр.
27 Силәр һечқачан пүткүл көңлүңлардин кинигән йәргә қайтип кәлмәйсиләр.
28 Ушбу киши, Йәһоякин — ташланған һәм
чеқилған қачиму? Наһәтки у һечкимгә
керәк әмәс зат? Немишкә у вә униң әвлади
тонумайдиған диярға рәт қилинип, қоғланди?”
29 Һәй, йәр, зимин, дөләт!
Йәһваниң сөзини аңлап бекиңлар!
30 Йәһва Рәбб мундақ дәйду:
“Мәзкүр кишини пәрзәнтсиздәк йезиңлар.
У өз һаятида муваппәқийәтсиз болиду,
чүнки униң әвладидин һечким Давутниң
тәхтидә олтарған әр вә Йәһудияни
башқурған һөкүмран болмайду”».
Изаһәтләр
^ 22:13—17 - айәтләрдә Йәһудияниң падишаси Йәһояким тоғрилиқ гәп болуватиду.