Йәрәмия 23:1—40
23 «Мән беқиватқан қойлиримни қоғлап, һалак қиливатқан падичиларниң һалиға вай!»— дәйду Йәһва.
2 Шуңлашқа, мана хәлқимни отлитиватқан падичиларға Исраилниң Худаси Йәһва немини ейтиватиду: «Силәр Мениң қойлиримни тенитивәттиңлар, улар һәққидә ғәмхорлуқ қилмай, уларни қоғлавәттиңлар». «Мән силәрни вәһши мүҗәз-хулқиңлар үчүн җазалаймән»,— дәйду Йәһва.
3 «Андин Мән аман қалған қойлиримни қоғлавәткән йәрләрниң барлиғидин жиғип келимән. Мән уларни яйлақлириға қайтуруп, уларниң көплигән әвлади пәйда болиду.
4 Мән уларниң үстидин уларни бақидиған падичиларни қойимән. Шу чағда Мениң қойлирим башқа қорқмайду һәм титримәйду, улардин һечбирси йоқимайду»,— демәктә Йәһва Рәбб.
5 «Мана, шу күнләр келиватидуки,— дәйду Йәһва,— Мән Давутқа һәққаний мирасхорни беримән. Падиша ушбу зимин үстидин һөкүмранлиқни әқил-парасәтлик, адиллиқ һәм һәққанийлиқ билән жүргүзиду.
6 Униң күнлиридә Йәһудия қутқузулиду вә Исраил бехәтәрликтә яшайду. Мана, шу чағда у атилидиған нам: Йәһва — бизниң һәққанийлиғимиз».
7 «Шундақ күнләр келиватидуки,— дәйду Йәһва,— шу чағда: “Исраил оғуллирини Мисир йеридин ачиққан тирик Худа Йәһва билән қәсәм ичимән!”— демәйду.
8 Бәлки: “Исраилниң әвладини шимал зиминидин һәм У башқа йәрләргә таритивәткән исраиллиқларни қайтуруп әкәлгән тирик Худа Йәһва билән қәсәм ичимән”,— дейишиду. Улар әнди өз йеридә истиқамәт қилиду».
9 Пәйғәмбәрләр һәққидә.
Мениң жүригим йерилди һәм
барлиқ устиханлирим титримәктә.
Мән Йәһвадин һәм Униң муқәддәс
сөзлиридин мәс болдум.
Шарап жиқитқан адәмгә охшидим.
10 Чүнки йәр Худаға вапасизларға толди
вә зимин ләнәттин қахшимақта.
Җәзириниң яйлақлири қуруп кәтти
вә пәйғәмбәрләр һоқуқи билән
пайдилинип, қанунсизлиққа патти.
11 «Һәм пәйғәмбәр, һәм роһаний
булғанди, һәтта Мениң өйүмдә
Мән уларниң паскинчилиғини
байқаватимән»,— дәйду Йәһва.
12 «Шуниң үчүн уларниң йоли тейилғақ
һәм қараңғу болиду. Уларни иштәрсә,
улар жиқилиду. Сәвәви, тәкшүрүш
жилида Мән уларға бала-қаза
әвәтимән,— дәп әскәртти Йәһва.—
13 Самарийәниң пәйғәмбәрлириниң жиркиничлик
қилиқлирини Мән көрүватимән.
Улар Баалниң намидин бәшарәтләрни
ейтиватиду. Шундақ қилип, Мениң хәлқим,
Исраилни, адаштуруватиду.
14 Мән Йерусалимниң пәйғәмбәрлиридә
сәскәндүридиған нәрсини байқаватимән.
Улар нека вапасини бузуп, ялғанчилиқта
жүрмәктә. Улар яманларниң қоллирини
қоллап, кишиләр өз әйиплиридин
қайтмаслиғи үчүн, бу ишни қиливатиду.
Шуңлашқа улар һәммәйлән Мениң
алдимда Садомдәк болуп, Йерусалимниң
турғунлири Гамораға айланди».
15 Шуңа әскәрләр Худайи Йәһва пәйғәмбәрләр тоғрилиқ монуни дәйду:
«Мән уларни әмән йегүзимән вә оғиланған
суни ичкүзимән, чүнки Йерусалимниң
пәйғәмбәрлиридин пүткүл мәзкүр зиминға
чекиниш һәм бузуқчилиқ таралди».
16 Әскәрләр Сәрдари Йәһва мундақ дәйду:
«Мошу ялғанчилиқни силәргә ейтиватқан
Пәйғәмбәрләрниң бәшарәтлирини тиңшимаңлар!
Улар силәрни алдап, қәлбиниң
көрүнүшлирини Йәһваниң еғизидин
чиққандәк силәргә ейтиватиду.
17 Улар қайта-қайта Мени көзигә
илмайдиғанларға: “Йәһва: “Силәрдә
течлиқ болиду”,— дәйду”, дәп өз
журигиниң тәрсалиғи бойичә жүргәнләргә:
“Апәт силәргә тәгмәйду”,— дәватиду.
18 Кимниң Йәһва билән интайин
йеқин муамилиси баркән?
Ким Униң сөзини аңлап, чүшәнгән екән?
Ким Униң сөзигә диққәт ағдуруп,
уни қобул қилалиди?
19 Мана, Йәһваниң қәһри шувурғандәк
чиқиду, у шиддәтлик борандәк
қанунсизларниң бешиға чүшиду.
20 Йәһваниң ғәзиви У ойлиған һәммә
нийәтлирини әмәлгә ашурмиғичә,
силмайду. Ахирқи күнләрдә
силәр буни ениқ чүшинисиләр.
21 Мән ушбу пәйғәмбәрләрни әвәтмидим —
улар өзлири жүгриди. Мән улар билән
сөзләшмидим, амма улар бәшарәт қилди.
22 Әгәр улар Мениң нәсиһитимдә болған
болса, улар хәлқимгә Мениң сөзлиримни
йәткүзәтти. Улар уни яман йолидин
қайтишқа үндәтти һәм яман
мүҗәз-хулқини җөндәштә ярдәмлишәтти».
23 «Наһәтки Мән йеқиндила Худамән,— дәйду
Йәһва,— жирақта болғинимда
Мән Худа әмәсму?»
24 «Адәм балиси шундақ бир Мән көрмәйдиған
сирлиқ җайни тапаламду?»— дәп сорайду
Йәһва Тәңри. «Асман һәм йәрдә Мениң
көзлиримдин йошурулған бирму орун
барму?— дәйду Йәһва.—
25 Мән Мениң исмимдин ялған пәйғәмбәрлик қиливатқан пәйғәмбәрләрниң сөзлирини аңлидим. Улар: “Маңа бир чүш кирди! Маңа әҗайип чүш кирди!”— дәп һаяҗанлиниду.
26 Қай ваққичә бу давамлишиду? Улар өз қәлбиниң алдамчилиғини башқиларға йәткүзиду.
27 Өз чүшлириниң ярдими билән улар хәлқимни Мениң исмимни унтушқа йәткүзәйли, дәп ойлайду. Өз вақтида уларниң атилириму Мениң исмимни Баал үчүн унтуған еди.
28 Чүш киргән пәйғәмбәр өз чүшини ейтивәрсун, бирақ пәйғәмбәр, қайсиға Мән сөзүмни тапшурған болсам, уни дурус йәткүзуши лазим».
«Немә үчүн саман пакиз дан билән биргә болуши керәк?»— дәйду Йәһва.
29 «Мениң сөзүмму отқа охшимамду,— дәйду Йәһва— вә ғарташларни йериватқан базғанға?»
30 «Шуңлашқа, мана, Мән пәйғәмбәрләрни җазалаймән,— дәйду Йәһва,— улар Мениң сөзлиримни бир-биридин оғрилаватиду».
31 «Мән пәйғәмбәрләрни җазалаймән,— дәйду Йәһва,— чүнки улар тили билән: “Мана, У мундақ аян бәрди!”— дәп җакалаватиду».
32 «Мән ялған чүшлирини ейтиватқан пәйғәмбәрләрни чоқум җазалаймән,— дәйду Йәһва.— Улар хәлқимни алдамчилиғи һәм көрәңлиги билән йолдин чиқириватиду. Бирақ Мән уларни әвәтмидим һәм уларға һечнәрсини буйримидим. Бу хәлиқкә улардин һечбир пайда болмайду»,— дәп агаһландуриду Йәһва.
33 «Ушбу хәлиқ, пәйғәмбәр яки роһаний сениңдин сориса: “Қандақ хәвәр яки қандақ еғир жүкни Йәһва саңа бәрди?”— мундақ җавап қайтурғин: “Силәр һәқиқәтән жүк! Мән силәрдин қутулимән”,— дәйду Йәһва”.
34 Кәлгүсидә, әгәр пәйғәмбәр, роһаний яки хәлиқтин бирси: “Бу Йәһвадин жүк!”— десә, у чағда Мән мәзкүр кишини, униң өйи билән җазалаймән.
35 Һәрқайсиңлар йениңдикиләрдин яки бурадәриңдин: “Йәһва немә дәйду? Йәһвадин қандақ җавап?”—дәп сораңлар.
36 Лекин Йәһвадин болған хәвәр — у жүк, демәңлар, чүнки һәрким үчүн униң шәхсий сөзи жүк болиду. Әгәр силәр тирик Худайимиз, әскәрләр Сәрдари Йәһваниң сөзини бурмилисаңлар.
37 Пәйғәмбәргә мундақ дегин: “Саңа Йәһва қандақ җавап бәрди? Яки: Йәһва саңа немә деди?”
38 Әгәр силәр кейинму: “Йәһвадин бу жүк!”— дәп ейтивәрсәңлар, Йәһва җававән: “Силәр: “Бу Йәһвадин жүк”,— дәватқиниңлар үчүн, гәрчә Мән силәргә буни: “Бу Йәһвадин жүк!”— дәп ейтмаслиқни буйриған болсамму,
39 буниң үчүн Мән силәрни пүтүнләй унтуп, рәт қилимән. Силәрни һәм силәргә вә әҗдатлириңларға бәргән ушбу шәһәрни көтирип, Өзәмдин нери ташлаймән!
40 Мән шундақ қилимәнки, силәрниң шәрмәндәңлар һәм пәсийишиңлар мәңгү болуп, һечқачан унтулмайду”».