Йәрәмия 25:1—38
25 Мана, Йәрәмияға болған барлиқ Йәһудия хәлқи тоғрисида сөз. Уни у Йошияниң оғли, Йәһудия падишаси Йәһоякимниң төртинчи жили алди, бу Бабил шаһи Нәбуқәднәсәрниң һөкүмранлиғиниң биринчи жили еди.
2 Мана немини Йәрәмия пәйғәмбәр Йәһудияниң пүткүл хәлқи һәм Йерусалимниң барлиқ турғунлири тоғрилиқ ейтти:
3 «Амонниң оғли, Йәһудия падишаси Йошияниң 13- жилидин башлап мошу күнгичә, 23 жил давамида, маңа Йәһваниң сөзи болди һәм мән силәргә әтигән туруп, қайта-қайта уни йәткүздим, бирақ силәр қулақ салмидиңлар.
4 Йәһва Худа силәргә барлиқ Өзиниң пәйғәмбәрлирини қайта-қайта әвәтти, лекин силәр тиңшимидиңлар вә уларниң сөзлиригә диққәт ағдурмидиңлар.
5 Ушбу пәйғәмбәрләр: “Һәрқайсиңлар яман йоллардин һәм бузуқ мүҗәз-хулқиңлардин қайтиңлар. Шу чағда Йәһва силәргә һәм атилириңларға бәргән йәрдә әбәттин-әбәт яшайсиләр.
6 Ят худаларниң кәйнидә жүрүп, уларға хизмәт қилип, ибадәт қилишни тохтитиңлар. Мени қоллириңларниң ишлири билән териктүрмәңлар, болмиса, Мән силәргә апәт кәлтүримән”,— дегән еди.
7 “Амма силәр Мени аңлимидиңлар,— дәйду Йәһва.— Силәр Мени һақарәтләп, өзәңларға бала-қаза әкәлдиңлар”.
8 Шуңа әскәрләр Сәрдари Йәһва мундақ дәйду: “Силәр Мени тиңшимиғанлиқтин,
9 мана, Мән барлиқ шималий қәбилиләрни әкелимән,— дәйду Йәһва.— Бабилниң шаһи, Мениң қулум Нәбуқәднәсәрни, ушбу зиминға вә униң турғунлириға һәм шундақла барлиқ әтраптики хәлиқләргә әкелип, уларни ләнәткә тутуп, қирғинчилиққа беримән. Буни аңлап, инсанлар дәһшәткә чүшиду, улар мәсхирә болушуп, йәрлири чөлдәрәп кетиду.
10 Мән шундақ қилимәнки, уларда хошаллиқ һәм шатлиқ авази тохтайду, той жигити һәм той қизиниң үни, қол түгмининиң тақирлиши һәм шамданниң нури.
11 Барчә мәзкүр зимин вәйран болуп, чөлдәрәп кетиду. Мошу хәлиқләр Бабил шаһиға 70 жил әмгәк етиду”.
12 “Ушбу 70 жил түгигәндә, Мән Бабил шаһини һәм униң хәлқини зиярәт қилип, қанунсизлиғи үчүн җазаға тартимән,— дәйду Пәрвәрдигар Йәһва.— Шуниң билән халдийларниң диярини мәңгүгә чөлдәритимән.
13 Мән бу йәр үстидин ейтқан һәммә сөзлиримни әмәлгә ашуримән, мошу китапта Йәрәмия бәшарәт қилған мәзкүр хәлиқләр тоғрилиқ барлиқ сөзлиримни.
14 Сәвәви, уларни көпсанлиқ хәлиқләр вә улуқ шаһлар қул қиливетиду һәм Мән уларниң қилиқлири һәм ишлири бойичә уларни җазалаймән!”»
15 Исраилниң Тәңри Йәһва маңа мундақ буйруқ бәрди: «Мениң қолумдин мону қәһрим шарави бар қачини алғин. Униңдин Мән сени әвәтидиған һәммә хәлиқләрни ичкүзгин.
16 Улар ичип, тәмтирәкләп, Мән уларға әвәтидиған қиличтин әқлидин адишип кетиду».
17 Мән Йәһваниң қолидин қачини елип, Йәһва мени әвәткән барлиқ хәлиқләрни униңдин ичкүздим.
18 Бешида мән Йерусалимни һәм Йәһудияниң башқа шәһәрлирини падишалири һәм бәглири билән ичкүздим, бу йәрләрни харабилиққа айландуруш үчүндур. Уларниң бешиға чүшкән күлпәтни башқилар аңлап, дәһшәткә кәлди. Улар һәммәйлән шәрмәндигә, қарғишқа һәм күлкигә айланди. Уни йеқин-арида көрисиләр.
19 Андин Мән Мисирниң шаһ-пирәвнгә, униң әмәлдарлиригә вә пүткүл хәлқигә шарап ичкүздим.
20 Шундақла уларниң арисида яшаватқан чәтәлликләрни, Уз йериниң барлиқ шаһлирини, Филистияниң шаһлирини, Һашкелон, Газа, Әқрон вә Ашдотниң қалдуқлирини,
21 Едумни, Моабни вә Аммон оғуллирини,
22 Тирниң бар шаһлирини, Сидонниң һәммә шаһлирини һәм деңиз араллириниң шаһлирини,
23 Дедан, Тема, Буз вә чекилири қирип чүширилгән барлиғини,
24 Әрәпстанниң барчә шаһлирини вә җәзиридә яшаватқан һәрхил қәбилиләрниң шәйхлирини,
25 Зимриниң барлиқ шаһлирини, Еламниң барчә шаһлирини һәм Мидияниң һәммә шаһлирини,
26 шималниң йеқин һәм җирақтики шаһлирини бирдин кейин бирини вә йәрдики қалған шаһлиқларни ичкүздим. Һәммидин кейин Шешахниң, йәни Бабилниң, шаһи қачидин ичиду.
27 «Ейт уларға: “Исраил Худайи Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: “Ичиңлар, мәс болуңлар вә қусуветиңлар. Силәр жиқилип, әнди туралмайсиләр, чүнки Мән силәргә қилич әвәтиватимән”.
28 Әгәр улар қолуңдин ичиш үчүн қачини елишқа унумиса, уларға мундақ дә: “Йәһва, әскәрләр Пәрвәрдигари, мундақ дәйду: “Силәр чоқум ичисиләр!
29 Чүнки, әгәр Мән Мениң исмим билән аталған шәһәргә балаю-апәт әвәтиватсам, силәр җазасиз қаламсиләр?!”
“Яқ, силәр җазасиз қалмайсиләр, чүнки Мән йәр йүзидә яшаватқан барлиқ кишиләргә қилич көтириватимән”,— дәйду Йәһва Сәрдар.
30 Сән болсаң, мошу бәшарәт сөзләрни ейтқач, уларға мундақ дә:
“Йәһва әрштин ширдәк ғарилдайду,
муқәддәс маканидин авазини аңлитиду.
У Өз кәнтигә қаттиқ вақирайду,
үзүмни искәнҗидә чәйлигәнләрдәк
үн қетип, йәр турғунлири үстидин ғәлибисини
мәйрәмләп, тәнтәнә нахша ейтиду”.
31 “Ваң-чүң зимин четигичә йетиду, чүнки
Йәһваниң хәлиқләр билән сот иши болмақта.
У Өзи һәрқандақ кишини сотлайду вә
рәзилләрни У қиличлайду”,— дәйду Йәһва.
32 Йәһва Сәрдар җакалайду: “Мана, апәт
хәлиқтин хәлиқкә өтиду вә зор боран
йәрниң чәтлиридин көтирилиду.
33 Шу күни Йәһва қиривәткәнләр йәрниң у четидин бу четигичә топ-топ ятиду. Уларни һечким жиғлап, жуюп, дәпин қилмайду. Улар қиғдәк зимин йүзидә ятиду”.
34 Падичилар, һөкүрәп жиғлаңлар!
Чаң-топида еғинаңлар, пада башчилири, чүнки
силәрниң өлтүрилидиған күнүңлар келиватиду.
Мән силәрни таритиветимән һәм силәр
қиммәтбаһа қачидәк сунуп кетисиләр!
35 Падичиларға қачидиған макан тепилмайду
вә пада даһилириға қутқузулуш йоқ.
36 Тиңшаңлара! Падичилар пәрияди аңланмақта,
чүнки Йәһва Сотчи уларниң
яйлақлирини йоқ қилди.
37 Йәһваниң ғәзәплик қәһридин
хатирҗәм йезилар вәйран болди.
38 У өз өңкүридин яш шир кәби чиқти вә
йәр-зимин Униң шәпқәтсиз қиличидин,
қәһриниң өртидин чөл-баяван болди».