Йәрәмия 28:1—17

28  Шу жилила, Йәһуда падишаси Зидқияниң һөкүмранлиғиниң бешида, нәқ төртинчи жилниң бәшинчи ейида Гибиондин болған Азурниң оғли Ханания пәйғәмбәр пүткүл хәлиқ алдида һәм Йәһваниң ибадәтханисидики роһанийларниң һозурида маңа мундақ деди:  «Исраилниң Худайи, Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: “Мән Бабил шаһиниң боюнтуруғини сундуруп ташлаймән.  Икки жилму өтмәй, Мән өз орниға Бабилниң шаһи Нәбуқәднәсәр Бабил шәһиригә елип кәткән Йәһва ибадәтханисиниң барлиқ қачилирини қайтуримән”.  “Мән шундақла Йәһуданиң падишаси, Йәһоякимниң оғли Йәһоякинни һәм униң билән Бабилға әкетилгән йәһудийларниму мошу җайға қайтуримән,— дәйду Йәһва.— Чүнки Мән Бабил шаһиниң боюнтуруғини гумран қилимән”».  Шу чағда Йәрәмия пәйғәмбәр Хананияға роһанийлар көзичә һәм Йәһваниң өйидә турған хәлиқ алдида мураҗиәт қилди.  Йәрәмия униңға: «Амин! Йәһва мошуни қилсун! Йәһва сениң сөзлириңни орунлап, мошу җайға Бабилдин һәммә тутқунларни вә Йәһва өйиниң қачилирини қайтурсун.  Лекин мән саңа һәм пүткүл хәлиқкә дәйдиған сөзүмни аңлап көр.  Қедимий замандин башлап, һәм мәндин, һәм сәндин бурун яшиған пәйғәмбәрләр көплигән зиминларға һәм дөләтләргә бүйүк урушларни, балаю-апәтләрни һәм кесәлләрни бәшарәт қилған еди.  Әгәр қандақту-бир пәйғәмбәр течлиқ һәққидә бәшарәт қилса, пәқәт униң сөзи әмәлгә ашқанда, шу нәрсә аян болидуки, ушбу пәйғәмбәрни һәқиқәтән Йәһваниң әвәткәнлиги». 10  Шу чағда Ханания пәйғәмбәр Йәрәмияниң бойнидики боюнтуруқни жулуп елип, уни сундурувәтти. 11  Ханания пүткүл хәлиқниң алдида мону гәпни қилди: «Йәһва Худа мундақ дәйду: “Икки жил өтмәй, барлиқ хәлиқләрниң бойнида есиқлиқ Бабил шаһи Нәбуқәднәсәрниң боюнтуруғини мошундақларчә сундуримән!”» Шуниң билән Йәрәмия өз йолиға раван болди. 12  Ханания Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни сундурувәткәндин кейин Йәһвадин униң тоғрилиқ сөз болди: 13  «Берип, Хананияға мундақ ейт: “Йәһва саңа мундақ дәйду: “Сән яғач боюнтуруқни сундурдиң, амма униң орниға төмүр боюнтуруқни кийисән”. 14  Чүнки Исраилниң Худайи Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: “Мән пүткүл мошу хәлиқләрниң бойниға төмүр боюнтуруқни салимән. Улар Бабилниң шаһи Нәбуқәднәсәргә хизмәт қилип, ишләйду. Һәтта явайи һайванларниму Мән униңға бәрдим”». 15  Йәрәмия пәйғәмбәр Ханания пәйғәмбәргә йәнә мундақ деди: «Ханания, аңлиғина! Йәһва сени әвәтмиди һәм сән мону хәлиқни бекардин үмүтләндүрүватисән. 16  Шуңлашқа Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән сени йәр бетидин сүртиветимән. Мошу жили сән өлисән, чүнки сән Йәһваға қарши исиянға дәвәт қилдиң”». 17  Шуниң билән Ханания сахта пәйғәмбәр шу жилила, йәттинчи айда вапат болди.

Изаһәтләр