Йәрәмия 29:1—32

29  Мана, Йәрәмия пәйғәмбәрниң Йерусалимдин сүргүндә болған хәлиқниң арисидики роһанийларға, пәйғәмбәрләргә вә Нәбуқәднәсәр Йерусалимдин Бабилға әкәткән һәммисигә язған хетиниң сөзлири.  У уни Йерусалимдин Йәһоякин падиша, униң аниси, сарайдики әмәлдарлар, Йәһудия һәм Йерусалимниң бәглири, кәсипкәрләр вә қурулушчилар әкетилгәндин кейин әвәтти.  Йәрәмия хәтни Шафанниң оғли Елеаса вә Хилқияниң оғли Гемария арқилиқ әвәтти. Уларни Йәһудияниң падишаси Зидқия Бабилға Нәбуқәднәсәргә бир иш билән әвәткән еди. Униңда мундақ ейтилған:  «Исраилниң Тәңри, әскәрләр Худайи Йәһва Йерусалимдин Бабилға Өзи йөткигән тутқунларға мундақ дәйду:  “Өйләрни селип, уларда яшаңлар, бағларни тикип, уларниң мевилирини йәңлар.  Өйлиниңлар һәм силәрдә оғул-қизлар туғулсун. Оғуллириңларни өйләп, қизлириңларни турмушқа чиқириңлар, уларниңму оғул-қизлири туғулсун. Силәр ушбу җайда көпийиңлар, һәргиз кемәймәңлар.  Мән силәрни әвәткән шәһәргә течлиқ тиләңлар вә Йәһваға униң үчүн дуа қилиңлар, чүнки у йәрдә течлиқ болса, силәрдиму течлиқ болиду.  Исраилниң Илаһи Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: “Араңларда яшаватқан пәйғәмбәрләр билән вәлийләргә силәрни адаштурушқа йол қоймаңлар, уларниң чүшлирини аңлимаңлар,  чүнки Йәһва мундақ дәйду: “Улар Мениң исмимдин силәргә ялғанни ейтиватиду. Мән уларни әвәтмидим”. 10  Йәнә Йәһва силәргә монуни дәйду: “Бабилда истиқамәт қилғиниңларға 70 жил өткәндин кейин, Мән силәрни зиярәт қилип, ғәмхорлуқ көрситимән. Шу чағда силәр тоғрилиқ ейтқан яхши сөзүмни орунлап, силәрни өз дияриңларға қайтуримән”. 11  “Мән шуни яхши билимәнки, қандақ нийәтни силәр һәққидә ойлап қойдум,— дәйду Йәһва.— Мән силәргә балаю-апәт әмәс, бәлки течлиқ беримән. Чүнки Мән силәргә келәчәк һәм үмүтни әвәтимән. 12  Силәр Мени чақирисиләр, Маңа дуа қилисиләр һәм Мән авазиңларни аңлаймән”. 13  “Силәр Мени издәйдиған болисиләр һәм таписиләр, чүнки пүткүл жүригиңлардин Мени истәйсиләр. 14  Мән Өзәмни силәрниң тепишиңларға йол қойимән,— дәйду Йәһва. “Мән силәрни сүргүндин чиқирип, чечивәткән барлиқ җайлардин вә һәммәйлән хәлиқләрдин жиғимән,— дәйду Йәһва.— Мән силәрни әсиргә қай җайдин әвәткән болсам, шу җайға қайтуримән”. 15  Силәр шундақ дәйсиләр: “Йәһва Илаһимиз Бабилдиму бизгә пәйғәмбәрләрни тикләп бәрди”. 16  Йәһва Давут тәхтидә олтарған падишаға һәм мошу шәһәрдә яшаватқан вә силәр билән әсиргә бармиған бурадәрлириңларға мундақ дәйду: 17  “Әскәрләр Башчиси Йәһваниң сөзи: “Мән уларға қилич, ачарчилиқ һәм кесәлләрни әвәтип, уларни сесиқ әңҗиргә қияс қилимән. Ушбу әңҗир шу қатар яман болидуки, сесиқчилиғидин уни истимал қилишқа болмайду”. 18  “Мән уларни қилич, ачарчилиқ һәм өлүмлүк ваба билән тәқипләп, барлиқ шаһлиқларниң көзичә шәрмәндигә қалдуримән. Уларға қарап, кишиләр дәһшәткә келиду, улар Мән қоғлавәткән хәлиқләрниң ичидә ләнәткә, мәсхиригә һәм күлкигә айлиниду. 19  Чүнки улар Мениң сөзлиримгә қулақ салмиди, Мән уларға сәһәрдин башлап, қайта-қайта әвәткән қуллирим, пәйғәмбәрлиримниң, сөзлирини аңлиғуси кәлмиди”,— дәйду Йәһва. “Һә, силәр тиңшимидиңлар!”— дәйду Йәһва. 20  Силәр, тутқундикиләр, Мән силәрни Йерусалимдин Бабилға чиқарған едим, Йәһваниң сөзини тиңшаңлар. 21  Исраилниң Худаси, Сәрдар Йәһва Колайниң оғли Ахаб һәм Маасеяниң оғли Зидқия һәққидә, Мениң намимдин ялғанчилиқни ейтиватқанлар һәққидә, монуни билдүриду: “Мән уларни Бабилниң шаһи Нәбуқәднәсәрниң қолиға тапшуримән һәм у силәрниң көз алдиңларда уларни өлтүриду. 22  Шуниңдин кейин Бабилда болуватқан йәһудийларниң мундақ қарғиши пәйда болиду: “Йәһва сениң билән Бабилниң шаһи Зидқия һәм Ахабни отта қорувәткәндәк, иш қилсун!” 23  Чүнки улар Исраил ичидә сәскиничлик иш қиливатиду: йеқинлириниң аяллири билән зина қилип, Мениң исмимдин сахтипәзликни ейтиватиду. Мән уларға ундақ нәрсиләрни ейтишқа буйрумидим. “Мән буларниң һәммисини билимән һәм бу нәрсидә гувалиқ қилимән”,— дәйду Йәһва”». 24  «Нәһәламдин болған Шәмаяға мундақ дегин: 25  “Исраилниң Тәңри, Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: “Сән өз намиңдин Йерусалимда яшаватқан пүткүл хәлиқкә вә Маасеяниң оғли Зәфания роһанийға һәм барлиқ роһанийларға хәтләрни әвәтипсән. Уларда мундақ йезилипту: 26  “Йәһва сени Йәһоядаһ роһанийниң орниға Йәһваниң өйидә башқурғучи болуп, һәрқандақ әқлидин азған, өзини пәйғәмбәрдәк тутудиған кишини кишәнләшкә бәлгүлиди. 27  Немишкә сән Анатоттин болған Йәрәмияни тизгинлимәйсән? У өзини пәйғәмбәрдәк тутуватидиғу. 28  Чүнки у һәтта бизгә Бабилға мундақ хәвәр әвәтти: “Болуватқан әһвал узаққа созулиду. Шуңлашқа өйләрни ясап, яшаңлар, бағларни тикип, мевилирини йәңлар...”». 29  Зәфания роһаний бу хәтни Йәрәмия пәйғәмбәргә үнлүк оқуп бәргәндә, 30  Йәһваниң сөзи Йәрәмияға болди: 31  «Әсирдики пүткүл хәлиқкә хәвәр әвәт: “Йәһва Нәһәламдин чиққан Шәмая тоғрилиқ мундақ дәйду: “Шәмая силәргә бәшарәтлик қилипту, гәрчә Мән уни әвәтмигән болсам һәм силәрни ялғанчилиққа ишәндүрүпту. 32  Шуңлашқа Йәһва Илаһ мундақ дәйду: “Мән Нәһәламдин болған Шәмаяни һәм униң әвладини җазалаймән. Униңда мәзкүр хәлиқ арисида яшайдиған бирму кишиси қалмайду вә у Мән Өз хәлқимгә кәлгүсидә қилидиған бирму яхшилиқни көрмәйду,— дәйду Йәһва.— Сәвәви, у Йәһваға қарши исиян көтирип, башқиларниму униңға дәвәт қилди”».

Изаһәтләр