Йәрәмия 30:1—24
30 Йәһваниң Йәрәмияға болған сөзи:
2 «Исраилниң Худайи Йәһва мундақ дәйду: “Мән саңа ейтиватқан барлиқ сөзләрни китапқа яз.
3 “Мана, шундақ күнләр келиватидуки,— дәйду Йәһва,— Мән әсирдә болуватқан хәлқим, исраиллиқларни һәм йәһудийларни, қайтуримән”. “Мән уларни яңливаштин атилириға бәргән ушбу йәргә әкелимән вә улар қайтидин уни егиләйду”,— дәйду Йәһва».
4 Мана, йәнә қандақ сөзләрни Йәһва Тәңри Исраил билән Йәһудаға ейтти.
5 Йәһва мундақ дәйду:
«Дәһшәтлик үнләр чиқиватиду.
Әтрапимизда пәқәт қорқунуч, течлиқ йоқ.
6 Сорап көрүңлар, әркишиләр туғамду?
Немишкә унда Мән шуни көрүватимәнки,
барлиқ күчлүк әркишиләр қоллирини
белидә туғуттики аялдәк тутуватиду?
Һәм немишкә һәммисиниң
чирайи татирип кәтти?
7 Вай, дәрт! Бу әҗайип күндур.
Буниңға охшиған күн болмиған еди.
Бу Яқуп үчүн қистаңчилиқ вақти,
амма у қутқузулиду».
8 «Мәзкүр күндә,— дәйду Сәрдар Йәһва,— Мән униң бойнидики боюнтуруғини сундуруп, арқанлирини үзүветимән. Чәтәлликләр уни башқа қул қилалмайду.
9 Улар өз Худайи Йәһваға вә Мән уларға беридиған өз падишаси Давутқа хизмәт қилиду».
10 «Сән, Мениң қулум Яқуп,— дәйду Йәһва,—
сән, Исраил, қорқма! Чүнки Мән сени
жирақ йәрдин қутулдуруп, қәбиләңни
тутқундин қайтуримән. Яқуп қайтип
келип, хатирҗәм, течлиқта яшайду
һәм һечким уни қорқутмайду».
11 «Чүнки Мән сениң билән,— дәйду Йәһва,—
сени қутулдуруш үчүн. Мән сени уларниң
арисиға чечивәткән хәлиқләрни йоқитимән.
Бирақ сән ахириңға кәлмәйсән.
Шундақ болсиму, Мән сени Өз адиллиғимда
җазасиз қалдурмаймән, лекин лазим
көләмдә сени чоқум җазалаймән.
Мән сени һәргиз җазалимай қалмаймән!»
12 Йәһва йәнә мундақ дәйду:
«Сениң җараһитин еғир, чүнки
жиқилиш сән үчүн азаплиқ болди.
13 Һечким сени қоғдап чиқмайду.
Яраңни давалашқиму һечнәрсә йоқ,
һечқандақ дорилаш сени сақайтмайду.
14 Сениң барлиқ ойнашлириң сени
унтуди, һәтта издәпму қоймайду.
Чүнки Мән сени дүшмән урғандәк урдум
вә рәһимсиз адәм җазалиғандәк җазалидим.
Сәвәви, сениң әйивиң зор еди
һәм гуналириң сансиз көп.
15 Неманчила җараһәтлириңдин вә азаплиқ
ағриғиңдин вақирайсән? Сениң
ағриғиң тохтимайду! Мән буни сениң
көпсанлиқ беканунлиғиң һәм
гуналириңниң нурғунлиғидин қилдим.
16 Амма-лекин сени йегәнләрниң барлиғи
һалак болиду вә дүшмәнлириң өзлири
әсиргә чүшиду. Сени вәйран қилғанлар
өзлири вәйран болуп, сени булиғанларни
Мән булаңчилиққа бериветимән».
17 «Лекин сени Мән давалап, барлиқ
ярилириңни сақайтимән,— дәйду Йәһва,—
гәрчә сени ташланған вә: “Бу һечкимгә
керәк әмәс Сион”,— дегән болсиму».
18 Йәһва йәнә мундақ дәйду:
«Мән Яқуп чедирлириниң сүргүнини
қайтуримән вә униң кәнтлиригә рәһимлик
көрситимән. Шуниң билән шәһәр
өз орнида, харабилиқтин тиклиниду
вә мунарлири өз орнида чиң туриду.
19 Улардин шүкүрләр пәләккә көтирилиду,
күлкә билән шат-хорам авазлар аңлиниду.
Мән уларни көпәйтип, Яқупниң әвлади
зади камаймайду. Уларни шәрәплик
тутуп, һечким әнди пәсәйтмәйду.
20 Уларниң оғуллири авалқидәк йетилип,
күчлүк хәлиқ болиду. Униң жиғинлири
Мениң алдимда туриду, уларниң
тәқиплигүчилирини Өзәм җазалаймән.
21 Улардин даһи чиқиду вә арисидин
һакимдар көтирилиду. Мән уни Өзәм
йеқинлаштуримән һәм у йенимға келиду.
Болмиса, ким өз-өзидин Маңа
йеқинлишалатти?— дәйду Йәһва.—
22 Силәр Мениң хәлқим болисиләр,
Мән силәрниң Худайиңлар болумән».
23 Мана, Йәһваниң қәһри шувурғандәк
көтирилиду. Шиддәтлик қуюнтаздәк
қанунсизларниң бешида чүшиду.
24 У Өз нийәтлирини орунлап болмиғичә,
Йәһваниң көйүватқан ғәзиви шу ваққичә
тохтимайду. Ахирқи күнләрдә
силәр буни ениқ чүшинисиләр.