Йәрәмия 31:1—40

31  «Ушбу вақитта,— дәйду Йәһва,— Мән Исраил қәбилилириниң барчисиға Тәңри болумән, улар болса, Мениң хәлқим болиду».   Йәһва мундақ дәйду: «Қиличтин қутулған хәлиқ чөлдә Худаниң илтипатиға еришти. Мән Исраилни тиничландурушқа бардим!»   Йәһва Рәббим маңа жирақтин кәлди: «Мәңгү меһир-муһәббәттә Мән сени сөйдүм, шуңлашқа сени Өзәм вапа муһәббәттә қучақлидим!   Мән яңливаштин сени қуруп чиқимән вә сән, Исраил қизи, тиклинисән. Сән, иппәтлик қиз, яңливаштин дап-думбақлириңни елип, хошал-хорам уссул ойнайсән.   Сән қайтидин Самарийәниң тағлирида үзүмзарлиқларни тикисән. Уларни олтарғузғанлар мевилирини йәйду.   Шундақ күн келидуки, Әпрайим тағлирида күзәтчиләр: “Келиңлар, туруңлар, Сион теғиға Худайимиз Йәһваға чиқайли!”— дәп чақириди».   Чүнки Йәһва мундақ дәйду: «Яқупқа хошал нахша ейтиңлар вә шатлиғиңлардин үндәңлар, чүнки силәр хәлиқләр бешида туруватисиләр. Хәвәрни җакалап, Пәрвәрдигариңларни махтаңлар вә мундақ сораңлар: “Әй, Йәһва, Өз хәлқиң, Исраилниң қалдуғини, қутқузғина!”   Мән уларни шимал зиминидин әкелимән. Мән уларни йәрниң чәт-четидин жиғип елип келимән. Уларниң арисида һәм қарғу, һәм току, һәм һамилдар, һәм туғуватқанлар болиду. Улар барлиғи бүйүк жиғиндәк мошу җайға қайтип келиду.   Улар көз яш қилип маңиду. Улар Мени илтипат қилишқа ялвуриду һәм Мән уларға шәпқәтлик болуп, түз йол билән сулар еқинлириға апиримән. Улар бу йолда путлашмайду, чүнки Мән Исраилға Ата болумән вә Әпрайим — Мениң тунҗамдур». 10  Хәлиқләр, Йәһваниң сөзини аңлаңлар, уни жирақ аралларда елан қилип, мундақ дәңлар: «Исраилни тенитивәткән уни жиғиватиду. Уни У падичи өз падисини баққандәк, күзитип беқиватиду. 11  Йәһва Илаһ Яқупни сетивалди вә униңдин күчлүк болғанниң қолидин тәләп қилди. 12  Улар келип, Сионниң чоққисида тәнтәнә қилишиду. Улар Йәһва Рәббиниң меһридин шатлинип, яйрап кетиду. Улар яхшилиқлирини: нан, шарап, май, ушшақ һәм қара-мални көрүп, мол суғирилған бағдәк ечилип, җан-диллири башқа қайғурмайду». 13  «Шу вақитта қизлар топларда шатлинип, уссул ойнайду, шуңдақла жигитләрму һәм қерилар. Мән уларниң хапичилиғини хошаллиққа айландуруп, уларға зор тәсәлли һәдийә қилимән. 14  Мән роһанийни яғқа тойдуримән вә Мениң хәлқим мәртлигимдин бәһримән болиду»,— дәйду Йәһва. 15  «Йәһва шуңдақла мундақ дәйду: “Рамада жиғлиған үн чиқиватиду, бәк аччиқ жиға: Раһил пәрзәнтлири һәққидә жиғлаватиду. У тәсәлли елиштин баш тартиватиду, чүнки униң оғуллири йоқ болди”». 16  Йәһва мундақ дәйду: «“Һөкүрәп жиғлима, көзлириңни сүрткин, чүнки әмгигиң үчүн мукапат бар,— дәйду Йәһва.— Улар дүшмән йеридин қайтип келиду”. 17  “Сәндә келәчәккә үмүт бар,— деди Йәһва.— Сениң оғуллириң қайтидин өз зиминиға қайтип келиду”». 18  «Мән жиғлаватқан Әпрайимни аңлидим: “Сән мени боюнтуруққа үгәнмигән топақтәк җазалидиң. Мени җазалап, түзидиң. Әнди мени Өзәңгә қайтурғина, чүнки Сән Йәһва — Мениң Худайимим. 19  Мән бурулдим, өзәмгә қарап, товва қилдим. Сән маңа хаталиқлиримни чүшинишкә ярдәм қилдиң һәм мән иза тартип, йғуриватимән. Сәвәви, мән яшлиғимниң гуналири үчүн шәрмәндидә болуватимән”». 20  «Әпрайим Мән үчүн қиммәтлик оғлум әмәсму? У Мениң сөйүмлүк балам әмәсмеди? Гәрчә Мән униңға пат-пат тәнбиһ бәрсәмму, уни зади унталмидим. Униң үчүн жүригим ағрийду, шуңлашқа Мән чоқум униңға меһир-шәпқәт көрситимән»,— демәктә Йәһва. 21  «Өзәңгә йол көрситидиған ташларни топла. Шуңдақла көрсәтмә бәлгүлирини қоюп, маңидиған йолуң тоғрилиқ яхши ойлан. Қайтип кәлгин, Исраилниң қизи, өз шәһәрлириңгә қарап маң. 22  Қай ваққичә мусапир болуп жүрисән, бевапа қиз? Йәһва йәр-зиминда йеңи бир нәрсини бәрпа қилди: аял киши ериниң илтипатини әнди издәйдиған болиду». 23  Исраилниң Илаһи, Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: «Мән сәргәрданларни қайтидин Йәһудияға һәм униң шәһәрлиригә қайтурғанда, мундақ бир параң дейилидиған болиду: “Йәһва сени, һәққаний макан, муқәддәс тағ, бәрикәтлисун!” 24  Йәһудияда биллә шәһәрликләр, деханлар һәм падичилар биргә яшайду. 25  Чүнки Мән һәрқандақ һарған һәм аҗизлашқан җанға күч-қувәт беримән». 26  Шу чағда мән охинип, көзүмни ачтим. Чүшүм мән үчүн бәк йеқимлиқ еди. 27  «Мана, шундақ күнләр келиватидуки,— дәйду Йәһва,— Мән Исраил һәм Йәһуда өйлирини адәм балисиниң һәм өй җаниварлириниң уруғиға толтуримән». 28  «Мән уларни томуридин қомуруп ташлиғандәк, вәйран қилип, бузғандәк вә уҗуқтуруп, һалак қилғандәк, әнди уларни қуруп, олтарғузимән,— дәйду Йәһва.— 29  Шу күнләрдә һечким башқа: “Атилар чүчүмәл үзүмни йәптикән, бирақ оғуллириниң чишлири қамапту”,— дәп ейтмайду. 30  Лекин һәрқайси өз әйиви үчүн өлиду. Ким чүчүмәл үзүм йесә, униң чишлири қамайду». 31  «Мана, шундақ күнләр йеқинлаштики,— дәйду Йәһва Тәңри,— Мән Исраил һәм Йәһуда билән йеңи келишим түзимән. 32  Бу келишим, Мән уларниң атилирини Мисир зиминидин қолидин тутуп ачиққан вақитта, түзгән келишимға охшимайду. “Улар у Мениң билән түзгән келишимни бузувәтти, гәрчә Мән уларниң бирдинбир Егиси болсамму”,— дәйду Йәһва». 33  «Мана, Мән Исраил өйи билән мошу күнләрдин кейин түзидиған келишимим”,— дәйду Йәһва.— Мән қанунимни уларниң ичигә селип, жүрәклиридә уни язимән. Мән уларниң Худайи болумән, улар болса, Мениң хәлқим болиду». 34  «Улар башқа бир-бирини, йенидикини вә бурадәрини: “Йәһвани тонуп-билиңлар!”— дәп үгәтмәйду, чүнки уларниң барлиғи, әрзимәсидин башлап әһмийәтлигигичә, Мени билидиған болиду,— дәйду Йәһва.— Мән уларниң гуналирини һәм қанунсизлиғини кәчүрүп, башқа әскә алмаймән». 35  Йәһва Яратқучи мундақ дәйду, У қуяшни күндүзи йоруқ бериши үчүн яратти вә ай һәм юлтузларға түндә йоруқлуқ бериши үчүн қаидиләрни бәрди. У деңизда һөкүрәйдиған долқунларни чиқириду, Униң исми — әскәрләр қошунлириниң Худайи Йәһвадур. 36  «Әгәр ушбу қанунлар Мениң алдимда тәсирини йоқатса,— дәйду Йәһва,— шу чағда Исраилниңму әвлади Мениң алдимда хәлқим болушини тохтитиду». 37  Йәһва мундақ дәйду: «“Әгәр асманни өлчәп чиқишқа мүмкин болса вә йәрниң һулини тәкшүрүшкә мүмкин болса, шу чағда Мәнму Исраилниң барлиқ әвладини уларниң қилған-әткәнлири үчүн рәт қиливетәттим”,— дәйду Йәһва». 38  «Мана, шундақ күнләр келиватидуки,— дәйду Йәһва,— Йәһваниң шәһири Хананел мунарисидин башлап, Булуң дәрвазилириғичә ясилип чиқиду. 39  Өлчәш жипи андин Гареб дөңигичә тартилиду вә андин Гоаға бурулиду. 40  Җәсәтләрни вә күлни ташлайдиған вади вә дөңләрдики етизлиқлар Кедрон вадисиғичә, Атлар дәрвазиниң булуңиғичә, шәриқ тәрәптә, Йәһва үчүн муқәддәс йәрләр болуп, улар һечқачан бузулмайду вә йоқитилмайду».

Изаһәтләр