Йәрәмия 32:1—44
32 Йәһва Худаниң Йәрәмия пәйғәмбәргә Йәһудия падишаси Зидқияниң 10-жили сөзи болди (бу жил Нәбуқәднәсәрниң 18-жили еди).
2 Шу чағда Бабил шаһиниң қошуни Йерусалимни қоршавда тутувататти, Йәрәмия пәйғәмбәр болса, Йәһудия падишасиниң сарийида орунлашқан күзәтчиләр һойлисида қамақта еди.
3 Йәһуда падишаси Зидқия уни шу йәргә қамап, мундақ дегән еди: «Немә үчүн сән бәшарәт қиливатисән? Сән дәватисән: “Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән мәзкүр шәһәрни Бабил шаһиниң қолиға бериветимән һәм у уни ишғал қилиду.
4 Йәһуда падишаси Зидқия халдийларниң қолидин ниҗат тапалмайду, чүнки у Бабил шаһиға тапшурулиду вә үзмү-үз, көзму-көз уни көрүп, сөзлишиду”.
5 “У Зидқияни Бабилға апириду, у җайда Мән униң һәққидә немә қилишни қарар қилмиғичә қалиду. Гәрчә силәр халдийлар билән күрәш жүргүзсәңларму, утуққа еришәлмәйсиләр”,— дәйду Йәһва”».
6 Йәрәмия җававән: «Йәһва маңа шундақ сөзләр билән мураҗиәт қилди:
7 “Саңа тағаң Шаллумниң оғли Һанамәл келиду һәм мундақ тәклип қилиду: “Өзәңгә Анатоттики мениң етизимни сетивалғина, чүнки саңа дәсләп сетивелиш һоқуқи мәнсүптур”».
8 Бәзи вақит өтүп, тағамниң оғли Һанамәл, Йәһваниң сөзи бойичә, күзәтчиләр һойлисиға келип: «Илтимас, Бениамин йеридики Анатотта болған етизимни сетивалғина, чүнки сениңда уни сетивелип, егә болуш һоқуқи бар»,— деди. Шундақ қилип, мән бу Йәһваниң ирадиси екәнлигини чүшәндим.
9 Мән тағамниң оғли Һанамәлниң Анатотта болған етизини сетивелип, униңға 17 шекәл күмүчни тартип бәрдим.
10 Мән сода-сетиқ шәртнамисини йезип, тамғилап, гувачилар һозурида уни гувалап, күмүчни таразида тартип бәрдим.
11 Һәм шундақла Қанун бойичә һәм тохтамларға мувапиқ тамғиланған шәртнамини вә очуқ қалған йәнә бир шәртнамини
12 Махсеяниң оғли, Нирияниң оғли Баруққа тағамниң оғли Һанамәлниң вә шәртнамиларни имзалиған гувачилар көзичә вә буни көргән күзәтчиләр һойлисида олтарған барчә йәһудийларниң көзичә тапшурдум.
13 Мән Баруққа уларниң һозурида буйрудум:
14 «Исраилниң Тәңри, Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: “Тамғиланған һәм тамғиланмиған икки шәртнамини елип, сапал қачиға салғин, улар у җайда узун вақит тәл-төкүз қелиши үчүндур».
15 Сәвәви, Исраил Худайи, әскәрләр Башчиси Йәһва мундақ дәйду: “Мошу зиминда бир вақитта өйләр, етизлар һәм үзүмзарлиқлар йәнә сетилип-елиниду”».
16 Шуниңдин кейин, Нирияниң оғли Баруққа сода-сетиқ қәғәзлирини беривәткәндин кейин мән Йәһваға дуа қилишни башлидим:
17 «Илаһий Пәрвәрдигар Йәһва! Сән Өзәңниң қудрәтлик қоли һәм улуқ күчүң билән асман-йәрни яраттиң. Сән үчүн мүмкин әмәс һечнәрсә йоқтур.
18 Сән миң әвлатқа вапа муһәббитиңни көрситисән, лекин атилириниң гунайи үчүн балилириға баһасини салисән. Сән һәқиқий, қадир Яратқучи, Сениң улуқ исмиң — Йәһва Сәрдар.
19 Сениң нийәтлириң улуқвар вә ишлириңда Сән тәңдашсиз. Сениң көзлириң инсан оғуллириниң һәммә йоллириға ечиқтур, чүнки һәрқайсиға йоллири һәм ишлири бойичә баһа бериш үчүндур.
20 Сән Мисирда һазирғичә билип, мәдһийилинидиған мөҗүзиләр вә карамәтләрни қилдиң. Шундақларчә Сән Исраилда һәм пүткүл адәмзат арисида Өзәңгә улуқ исим яраттиң!
21 Сән хәлқиң Исраилни Мисир йеридин қудрәтлик күчүң билән мөҗүзә-карамәтләрни һәм қорқунучлуқ һадисиләрни намайән қилип, азат қилдиң.
22 Вақит өтүп, уларға қәсәм түпәйли беридиған, сүт билән һәсәл ақидиған йәрни һәдийә қилдиң.
23 Улар келип, уни егилиди, бирақ Сени тиңшашни тохтитип, қанунлириң бойичә яшимиди. Улар Сениң әмирлириңни орунлимиди һәм Сән уларға ушбу балаю-апәтни кәлтүрдиң.
24 Мана, дүшмәнләр қоршав догилирини қурмақта вә шәһәрни еливелиш үчүн йеқинлашти. Қиличтин, ачарчилиқтин һәм һәрқандақ вабалардин шәһәр дүшмәнниң қолиға өтүватиду. Сән немини ейтқан болсаң, шу болуватиду вә Сән буни қөрүватисән.
25 Шундақ болсиму, Сән, Илаһий Пәрвәрдигар Йәһва, маңа: “Өзәңгә күмүч һесавиға етизлиқ сетивелип, гувачиларни чақир”,— дәватисән, һәтта шәһәр халдийларниң қолиға бериливатсиму».
26 Буниңға Йәһваниң җавави болуп, Йәрәмияға мундақ дейилди:
27 «Мән Йәһва, һәрқандақ адәмниң Худайи. Мениң үчүн мүмкин әмәс нәрсә барму?
28 Шуңлашқа Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән мәзкүр шәһәрни халдийларға һәм уларниң шаһи Нәбуқәднәсәргә бериватимән һәм у шаһ шәһәргә егә болиду.
29 Шәһәрни қоршавға алған хайдейлар униңға кирип, көйдүрүветиду. Өгүзлиридә Баалға исриқларни көйдүргән өйләрни һәм Мени териктүрүш үчүн, уларға шарап тәғдимлирини әкәлгәнләрни өртәветиду”.
30 “Чүнки Исраил һәм Йәһуда оғуллири яш чеғидин башлап, Мән яманлиқ дәп саниған нәрсиләрни қилатти. Исраиллиқлар өз ишлири билән пәқәт Мени һақарәтләтти,— дәйду Йәһва.—
31 Ушбу шәһәр уни қурғандин башлап, мошу күнгичә Мениңда ғәзәп билән қәһримдин башқа һечнәрсә қилмиди, шуңлашқа Мән уни йүзүмдин рәт қилдим.
32 Исраил билән Йәһудия Мени хапа қилиш үчүн мошу әйипләрни өткүзди, уларниң падишалири, бәглири, роһанийлири, пәйғәмбәрлири, Йәһуданиң кишилири һәм Йерусалимниң турғунлири.
33 Улар Маңа йүзи билән қаримиди, әксичә, дүмбиси билән тәтүр қариди. Гәрчә Мән таң сәһәрдин тартип уларға нәсиһәт қилсамму, улардин һечқайси тәрбийәни қобул қилмиди.
34 Улар өзлириниң жиркиничлик бутлирини Мениң исмимни алған өйгә, уни напаклаштуруш үчүн, әкирди.
35 Униңдин ташқири, Еном оғлиниң вадисида оғул-қизлирини Малохқа әкелиш үчүн, уларни көйдүрди. Мән һечқачан бундақ пәрманни бәрмигән едим һәм бундақ жиркиничлик нәрсә һечқачан оюмға кәлмигән еди! Шундақ қилип, улар Йәһудани гунаға патурди”.
36 Силәр бу шәһәрниң қилич, ачарчилиқ, вабалар түпәйлидин аҗизлишип, Бабил шаһиниң қолиға тегиду, дәватисиләр. Бирақ Исраилниң Худаси Йәһва мундақ дәйду:
37 “Мән уларни ғәзивимдә, қәһримдә һәм зор нәпритимдә қоғлавәткән һәммә зиминлардин жиғип, уларни мошу җайға қайтуруп, бехәтәр һаятта яшашни һәдийә қилимән”.
38 Улар Мениң хәлқим болиду, Мән болсам уларниң Илаһи болумән.
39 Шу чағда Мән уларға бирпүтүн жүрәк һәм бир йол беримән, улар Мәндин һаятиниң барлиқ күнлиридә әйминиши үчүндур. Шу вақитта уларғиму һәм пәрзәнтлиригиму яхши болиду.
40 Мән улар билән әбәдий келишим түзимән һәм уларға яхшилиқ қилиштин ваз кәчмәймән вә қәлблиригә Мениңдин чекинмиши үчүн қорқунуч салимән.
41 Уларға яхшилиқ қилғанда пүткүл жүригимдин һәм пүтүнләй җенимдин хурсән болуп, уларни зиминида мәңгүгә орунлаштуримән”».
42 «Мән бу хәлиқкә қандақ дәһшәтлик балаю-апәтни кәлтүргән болсам,— дәйду Йәһва,— шундақла Мән униңға вәдә қиливатқан барлиқ яхшилиқларни әвәтимән.
43 Адәмләр яңливаштин өз йеридә етизларни сетивалиду. Гәрчә һазир силәр дәватисиләр: “Бу чөлләшкән диярдур, униңда йә кишиләр, йә мал-варан йоқ, у халдийлар қолиға бериветилди”».
44 «“Бениамин зиминида, Йерусалимниң әтрапида, Йәһудияниң шәһәрлиридә, тағлиқ йәрдә, вадида һәм җәнупта инсанлар етизларни сетивелип, сода-сетиқ шәртнамилирини түзүп, уларни тамғилап, гувачиларни чақириду, чүнки Мән уларни чоқум әсирдин қайтуримән”,— дәйду Йәһва Тәңри».