Йәрәмия 36:1—32

36  Йәһудия падишаси, Йошияниң оғли Йәһоякимниң һөкүмранлиқ қиливатқан төртинчи жили Йәрәмияға Йәһва Худадин сөз болди:  «Пүтүкни ал вә униңда Мән саңа Исраил, Йәһуда вә башқа хәлиқләр һәққидә ейтқан нәрсиләрни йезип қой. Бу нәрсиләрни Мән саңа дәсләп Йошияниң күнидин тартип, мошу күнгичә ейтқан едим.  Бәлким, Йәһуда өйи Мән уларға кәлтүримән дегән балаю-апәт тоғрилиқ аңлап, һәрқайси яман йолидин қайтса, Мән уларниң қилмишлири билән гуналирини әпу қилаттим».  Йәрәмия Нирияниң оғли Баруқни чақиртти. У униңға Йәһва ейтқан барлиқ сөзләрни дәп бәрди вә Баруқ уларни пүтүклиди.  Андин Йәрәмия Баруққа монуни буйриди: «Маңа Йәһваниң ибадәтханисиға киришни рухсәт қилмайватиду, чүнки мән тутқунда.  Демәк, сән шу йәргә берип, мошу пүтүктики Йәһваниң сөзлирини оқуп бәргин. Уларни Йәһва өйидә роза күнидә шәһәрлиридин кәлгән йәһудийларниң барлиғиға еғизчә оқуп бәр.  Бәлким, улар Йәһва Тәңридин илтипатни сорап ялвуруп, яманлиқ қилишни тохтитаттидур, сәвәви Йәһва ушбу хәлиқкә төкүдиған ғәзиви һәм қәһриниң зор екәнлиги тоғрилиқ әскәртмәктә».  Нирияниң оғли Баруқ Йәрәмия пәйғәмбәр униңға буйриған һәммини қилди. У жуқури авазида Йәһва ибадәтханисида Йәһваниң сөзлири пүтүлгән язмидин оқуп бәрди.  Йәһуда падишаси, Йошияниң оғли Йәһоякимниң падишалиғиниң бәшинчи жилиниң тоққузинчи ейида барлиқ Йерусалимниң аһалисиға вә шәһәрләрдин Йерусалимға кәлгән хәлиқкә Йәһва йүзи алдида роза тутуши һәққидә елан җакаланди. 10  Баруқ пүткүл хәлиқкә Йәһваниң ибадәтханисида көчәргүчи кативи, Шафанниң оғли Гемарияниң ашханисида, жуқарқи һойлида, Йәһва маканиниң йеңи дәрвазилири киришидә мошу сөзләрни үнлүк йәткүзди. 11  Шафанниң оғли, Гемарияниң оғли Миха ушбу Йәһваниң пүтүктики сөзлирини аңлиғанда, 12  у падишаниң сарийидики катипниң ханисиға барди. У җайда барлиқ әмәлдарлар олтирипту: дөләт кативи Елишама, Шәмаяниң оғли Делая, Акборниң оғли Әлнатан, Шафанниң оғли Гемария, Хананияниң оғли Зидқия вә башқа бәгләр. 13  Миха уларға Баруқ хәлиқкә пүтүкни оқуғанда аңлиған барлиқ нәрсиләрни сөзләп бәрди. 14  Шу чағда барлиқ бәгләр Кушниң оғли, Шәләмияниң оғли, Нәтанияниң оғли Йәһудийни Баруққа әвәтти. У берип Баруққа мундақ дейиши керәкти: «Сән хәлиқкә оқуған пүтүкни елип кәл». Баруқ, Нирияниң оғли, қолиға пүтүкни елип, уларға кәлди. 15  Улар униңға: «Мәрһәмәт, олтирип, бизгә уни оқуп бәргин»,— деди. Баруқ улар дегәндәк қилди. 16  Улар барлиқ сөзләрни аңлап чиққандин кейин бир-биригә дәһшәт билән қарап, Баруққа: «Биз чоқум мәзкүр сөзләрни падишаға йәткүзишимиз лазим»,— дейишти. 17  Улар Баруққа: «Ейтқина, қандақларчә сән бу сөзләрни йезивалдиң? Буни саңа Йәрәмия ейттиму?»— деди. 18  Баруқ җававән: «У маңа бу сөзләрни иншадәк ейтип бәрди, мән болсам, уларни сия билән пүтүклидим»,— деди. 19  У чағда бәгләр Баруққа: «Бар, Йәрәмия билән мөкүвелиңлар вә һечкимгә қәйәрдә екәнлигиңларни ейтмаңлар»,— дәп мәслиһәт бәрди. 20  Улар өзлири пүтүкни дөләт кативи Елишаманиң ханисида қоюп, сарайға берип, падишаға һәммә сөзләрни йәткүзди. 21  Падиша Йәһудийни пүтүкни елип келишкә әвәтип, уни катип Елишаманиң ханисидин әкәлгүзди. Йәгудий уни падишаға һәм падишаниң қешида турған әмәлдарларға үнлүк оқуп бәрди. 22  Бу жилниң тоққузинчи ейи болғачқа, падиша қишлиқ өйидә яшатти һәм униң алдида маңғалда от көйүп туратти. 23  Йәгудий пүтүкниң үч-төрт парчисини оқуп болғандин кейин, падиша уларни кесивелип, маңғалдики отқа ташлатти, таки һәммә пүтүк отта көйүп кәтмигичә. 24  Йә падиша, йә бу сөзләрни аңлаватқан хизмәткарлири қорқмай, кийимлирини жиртмиди. 25  Гәрчә Әлнатан, Делая вә Гемария падишадин пүтүкни көйдүрмәслиги үчүн ялвурған болсиму, у уларни тиңшимиди. 26  Униңдин ташқири, падиша оғли Йерахмиелға, Азриилниң оғли Сераяға вә Абдәилниң оғли Шәләмияға Баруқ катипни вә Йәрәмия пәйғәмбәрни тутуп келишни буйриди. Лекин Йәһва уларни йошурди. 27  Падиша Йәрәмия Баруққа ейтқан сөзлири бар пүтүкни көйдүрүвәткәндин кейин, Йәһва Йәрәмияға йәнә мураҗиәт қилип, мундақ деди: 28  «Йәнә бир пүтүкни елип Йәһуда падишаси Йәһояким көйдүрүвәткән авалқи пүтүктики барлиқ сөзләрни язғин. 29  Йәһуда падишаси Йәһояким тоғрилиқ монуни ейт: “Йәһва мундақ дәйду: “Сән ушбу пүтүкни көйдүрүп, мундақ дедиң: “Немә үчүн сән униңда: “Бабилниң шаһи чоқум келип, бизниң йәрни һалак қилиду, у уни чөлдәритип, адәмләрни һәм җаниварларни қириветиду?” 30  Шуңлашқа Йәһва Пәрвәрдигар Йәһуда падишаси Йәһояким һәққидә мундақ дәйду: “Униң әвладидин һечким Давутниң тәхтидә орун алмайду вә униң җәсиди күндүзи аптапта қахлиниду вә кечиси соғда қалиду. 31  Мән уни өзиниң, әвлатлириниң вә хизмәткарлириниң гуналири үчүн җавапқа тартимән вә уларға һәм Йерусалим турғунлириға, Йәһудия хәлқигә Мән агаһ қилған балаю-апәтни әкелимән, чүнки улар Маңа қулақ салмиди”». 32  Йәрәмия башқа пүтүкни елип, уни Нирияниң оғли, катип Баруққа бәрди вә Йәһудия падишаси Йәһояким өртәвәткән пүтүктики болған барлиқ сөзләрни қайта инша қилди. Йәнә уларға көплигән мошундақ мәнадики сөзләрни қошуп яздурди.

Изаһәтләр