Йәрәмия 38:1—28

38  Маттанниң оғли Шифатия, Пашхурниң оғли Гедалия, Шәләмияниң оғли Жукал вә Малхеяниң оғли Пашхур Йәрәмияниң хәлиқкә ейтқан сөзлирини аңлиди:  «Йәһва силәргә мундақ дәйду: “Мошу шәһәрдә қалидиғанлар қиличтин, ачарчилиқтин һәм кесәлләрдин өлүп кетиду. Ким халдийларға берилишкә чиқса, у өлмәйду. Униң җени униң үчүн олҗа болуп, у һаят қалиду”.  Йәһва йәнә мундақ деди: “Ушбу шәһәр чоқум Бабил шаһи әскириниң қолиға тапшурилиду вә у уни алиду”».  Бәгләр падишаға мундақ деди: «Бу адәмни өлтүрүш керәк, чүнки шәһәрдә қалған ләшкәрләрниң қоллирини мошундақ гәпләрни дәп, у аҗизлаштуриватиду. Шундақла пүткүл хәлиқкә у яхшилиқ әмәс, бәлки яманлиқ тиләватиду».  Зидқия падиша җававән: «Мана, у силәрниң қолуңларда, чүнки падиша силәргә қарши һечнәрсә қилмайду»,— деди.  Улар Йәрәмияни елип, уни падишаниң оғли Малхеяниң күзәтчиләр һойлисидики қудуққа ташлиди. Улар Йәрәмияни ағамчиларда төвәнгә чүшәрди, қудуқта су болмиған, пәқәт патқақ барди, шуңлашқа Йәрәмия патқаққа чөкүшкә башлиди.  Бу вақиә тоғрилиқ падишаниң әмәлдари, ефиоп Абдимәләх аңлиди. Шу чағда падиша Бениамин дәрвазилириниң қешида олтиратти.  Абдимәләх падиша өйидин чиқип, униңға мураҗиәт қилди:  «Тәхсирим, падиша! Мәзкүр кишиләр Йәрәмия пәйғәмбәр билән бәк яман иш қилди! Улар уни ориға ташлиди, у җайда у ачтин өлиду, сәвәви шәһәрдә нан қалмиди». 10  Шу вақитта падиша ефиоп Абдимәләхкә буйриди: «Өзәң билән мошу йәрдин 30 адәмни елип, Йәрәмия пәйғәмбәрни у өлүп қалмиғичә, қудуқтин чиқиривал». 11  Абдимәләх өзи билән ейтқан кишиләрни елип, падишаниң сарийиға барди. У йәрдә ғәзниниң тегидики ханиға кирип, кона латилар билән жиртилған кийимләрни елип, уларни ағамчиларда Йәрәмияға чүширип бәрди. 12  Абдимәләх Йәрәмияға: «Мошу латиларни қолтуқлириңиз астиға ағамчиларға қоюң»,— дәп, тәклип бәрди. Йәрәмия дәл шундақ қилди. 13  Уни ағамчилар арқилиқ оридин тартип чиқти. Униңдин кейин Йәрәмия күзәтчиләр һойлисида қалди. 14  Зидқия падиша Йәрәмияни өзигә чақиртип, Йәһва ибадәтханисиниң үчинчи киришигә әкелишкә адәм әвәтти. Падиша Йәрәмияға: «Сениңдин бир нәрсиләрни сораймән. Мениңдин һечнәрсини йошурма»,— деди. 15  Йәрәмия җававән: «Әгәр мән сизгә һәқиқәтни ейтсам, мени өлтүрүвәтмәмсиз? Һәм әгәр сизгә мәслиһәт бәрсәм, сиз мени тиңшимайсиз»,— деди. 16  Шу чағда Зидқия падиша мәхпий түрдә Йәрәмияға қәсәм берип: «Бизгә җан бәргән тирик Худа Йәһва билән қәсәм ичимән! Мән сени өлтүрмәймән вә җениңни издәватқан кишиләрниң қолиға беривәтмәймән»,— деди. 17  Йәрәмия Зидқияға мундақ деди: «Исраилниң Худаси, Сәрдар Йәһва мундақ дәйду: “Әгәр сән Бабил шаһиниң бәглириниң қолиға өзәңни тапшурушқа алдирисаң, саңа рәһим көрситилип, аман қалисән. Ушбу шәһәрму отта көймәйду вә сән өй ичиң билән тирик қалисән. 18  Әгәр Бабил шаһиниң бәглири алдиға чиқмисаң, у чағда шәһәр халдийлар қолиға өтиду, улар уни көйдүрүветиду һәм сән улардин қутулалмайсән”». 19  Шу чағда Зидқия падиша Йәрәмияға: «Мән халдийларға өтүп кәткән йәһудийлардин қорқимән. Бәлким, әгәр мени уларниң қолиға тапшурса, улар вәһшиләрчә мени қийнайду»,— деди. 20  Лекин Йәрәмия униңға: «Бәрмәйду. Өтүнимән, Йәһваниң авазини тиңшаңа, У мениң арқилиқ сөзләватиду. Шу чағда сиз билән һәммә нәрсә яхши болиду һәм сиз яшап қалисиз. 21  Әгәр шәһәрдин чиқишни рәт қилсиңиз, мана, у вақитта немә болудиғинини Йәһва маңа ечип бәрди. 22  Мән шуни көрдүмки, Йәһудия падишасиниң сарийида қалған аялларни Бабил шаһиниң бәглиригә ачиққанда, бу аяллар мундақ деди: “Сән ишәнгәнләр сени алдап, йеңивалди. Әнди уларниң касапитидин аяқлириң патқаққа чөмди. Улар болса, сени ташлап кәтти”. 23  Барлиқ сизниң аяллириңизни вә оғуллириңизни халдийларға бериветиду вә сиз уларниң қолидин кутулалмайсиз. Сиз Бабил шаһиниң қолиға чүшисиз вә сизниң кесириңиздин мәзкүр шәһәр көйдүрүлиду». 24  Зидқия Йәрәмияға: «Һечким бу сөзләрни билмисун, шу чағда өлмәйсән. 25  Әгәр бәгләр мениң сениң билән сөзләшкинимни билип, саңа келип: “Падишаға немә дегиниңни бизгә ейт. Биздин һечнәрсини йошурма, шу чағда биз сени өлтүрмәймиз. Падиша саңа немә деди?”— дәп сориса, 26  уларға мундақ дегин: “Мән падиша алдида мени қайтидин Йонатанниң өйигә қайтурмаслиқни өтүндим, чүнки у җайда мән чоқум һаятимдин мәһрум болумән”». 27  Бирмунчә вақит өткәндин кейин Йәрәмияға бәгләр келип, уни сораққа алди. У уларға падиша үгәткәндәк җавап бәрди. Улар уни течлиқта қалдурди, чүнки һечким униң падиша билән болған гепини аңлимиған еди. 28  Шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр күзәтчиләр һойлисида Йерусалим шәһири ишғал қилинған күнгичә болди. Йерусалимни дүшмән алғанда, у техи у җайда болғанди.

Изаһәтләр