Йәрәмия 4:1—31
4 «Әгәр сән, Исраил, Маңа қайтип кәлсәң,— дәйду
Йәһва,— Мән үчүн сәскиничлик бутлириңдин
қутулсаң, сени қайтуримән һәм сән башқа
қаңғирип жүрмәйсән.
2 Әгәр қәсәм ичип: “Тирик Худа Йәһва билән
қәсәм қилимән!”— дәп, һәқиқәттә,
садиқлиқта һәм адаләтликтә иш тутсаң,
Униң арқилиқ хәлиқләр бәрикәтлиниду
вә Униң билән махтиниду».
3 Йәһва Йәһудия һәм Йерусалим турғунлириға
мундақ буйруйду: «Өзәңлар үчүн тиң
йәрләрни һайдаңлар вә тикәнликләр
арисиға уруқ ташлимаңлар.
4 Йәһваниң алдида хәтнә қилинип,
жүрәклириңларни тазилаңлар!
Йәһудия һәм Йерусалимниң аһалиси,
Мениң ғәзивим туташмиғичә һәм
оттәк көймигичә, силәрниң вәһши
мүҗәзлириңлар үчүн, Мән дегәндәк қилиңлар».
5 Бу һәққидә Йәһудияда елан қилиңлар һәм
Йерусалимда җакалаңлар, мүңгүз челип,
жуқури авазда пүткүл йәр бойичә
мундақ дәңлар: «Биллә жиғилип,
мустәһкәмләнгән шәһәрләргә қачайли!
6 Сионда туғ тикләп, униңға қарап қачайли.
Ишәшлик маканни издәйли, турмаңлар!»
чүнки Мән шималдин зор һалакәтни әкелимән.
7 Худди шир өз чатқаллиғидин чиққандәк,
хәлиқләрниң қатили йолға чиқти.
Өз орнидин силәрниң дияриңларни
чөлдәритиш үчүн маңди.
Шуниң билән, шәһәрлириңлар
вәйран болуп, адәмсиз қалиду.
8 Шуниң үчүн канапқа кийинип,
мәйдәңләргә уруп, һөкүрәңлар.
Сәвәви, Йәһва қәһриниң өрти
силәргә лавулдап көйүватиду.
9 «Шу күни,— дәйду Йәһва,—
җасурлуқ падишадин қачиду.
У шуңдақла бәгләрниму ташлайду.
роһанийлар дәһшәткә чүшүп,
пәйғәмбәрләр аң-таң қалиду».
10 Мән шу чағда: «Аһ, Пәрвәрдигар Йәһва! Демәк, Сән мошу хәлиқ билән Йерусалимни алдапсән. Сән ейтқанғу: “Силәрдә течлиқ болиду”,— дәп, әксичә, гекитигимизгә қилич тәңләнмәктә!»— дедим.
11 Шу вақитта ушбу хәлиқкә һәм Йерусалимғамундақ дейилиду:
«Қайнақ шамал чөлдики дөңләрниң төпидин
келип, хәлқимниң қизиға йепилиду.
У тазилаш яки шамалдитиш үчүн кәлмәйду.
12 Мәзкүр күчлүк шамал у йәрдин Мениң әмрим
билән келиватиду. Мана шу чағда Мән
уларниң үстидин һөкүмлиримни җакалаймән!
13 У қара булутларға қияс вә уларниң
җәң һарвулири қуюнтаздәк һәм
атлири бүркүтләрдин чапсанирақ.
“Һалимизға вай! Биз һалак болумиз!”
14 Йерусалим, өлүп кәтмәслик үчүн,
қәлбиңдики вәһшиликни йоқат,
йәнә қанчә заман яман нийәтләр
сениңда угилайду?
15 Дандин хәвәр бериватқанниң үни
аңланмақта, у Әпрайим теғидин апәт
тоғрилиқ мәлум қиливатиду.
16 Хәлиқләргә бу һәққидә йәткүзүңлар вә
Йерусалимға бу хәвәрни елан қилиңлар».
«Мана, жирақ йәрдин пайлақчилар келиватиду
вә Йәһудияниң шәһәрлири үстидин уларниң
һәрбий шиарлири аңлинватиду.
17 Улар Йерусалимни һәммә тәрәптин етизни
күзитиватқан күзәтчиләрдәк қоршайду.
Чүнки у Маңа қарши исиян
көтәрди,— дәйду Йәһва.—
18 Буниң сәвәви, сениң жүрүш-турушиң һәм
яман мүҗәз-хулқиң. Сени азаплиқ қийнилиш
басиду, чүнки итаәтсизлик көңлүңдә
чоңқур орун алди!»
19 Қандақ мән көйүватимән, қандақ мән
азаплиниватимән! Жүригим чидиғусиз
ағриқтин ширқираватиду, у қаттиқ соқуп,
мән теч олтиралмайватимән.
Чүнки мән карнәйниң авазини аңлидим,
у һәрбий тәшвишниң бәлгүсиғу!
20 Бир дәрттин кейин башқа дәрт келиватиду,
барлиқ йәр гумран болди. Уштумтут
чедирларниң рәхтлири йоқ болди.
21 Қай ваққичә мән Сионға йол көрситидиған туғни
көримән һәм мүңгүзниң үнини аңлаймән?
22 «Мениң хәлқим әқилсиздур.
Улар Мени тонуп-билмиди.
Улар шох, надан балилар һәм уларда
әқил йетишмәйду. Улар яманлиқ қилишқа
қабил, амма яхшилиқ қилишни билмәйду».
23 Мән йәргә қаридим: у қуруқ һәм ташланди.
Асманға қарисам, у йәрдә йоруқ йоқ.
24 Тағларға қарисам, улар титримәктә
вә барчә дөңләр силкәнмәктә.
25 Мән қариведим, мана, һечким йоқ вә
әрш қушлири учүп кәткән.
26 Қарисам, Кармил, бағларниң дияри,
чөлгә айлинипту вә барчә шәһәрләр
харабилиққа дуч бопту.
Буни Йәһва ялқунлиған
қәһридә әмәлгә ашурди.
27 Чүнки Йәһва шундақ дегәнғу:
«Барлиқ йәр чөлдәрәйду, лекин уни
ахириғичә йоқ қилмаймән.
28 Шуңа йәр-зимин қайғуриду,
асманларму тутулиду, чүнки Мән ейттим вә
қилдим. Униңға өкүнмәймән һәм
қараримни рәт қилмаймән.
29 Чавандазлар һәм оқчилар ваң-чуңни аңлап,
шәһәрләрниң бари қечип кетиватиду.
Улар қелин орманлиқларға һәм егиз тағларға
қечип, шәһәрләрдә бирму турғун қалмиди».
30 Вәйранчилиқта қалған сән, әнди немә қилисән?
Сән сөсүн есил рәхткә кийинип,
алтун буюмларни тақап, көзлириңни бояп
жүргән болсаңму, бекардин өзәңни ясапсән.
Чүнки саңа қизиққан ойнашлириң
сениңдин қечип, җениңни издәватиду.
31 Мән кесәл аялниң үнини аңлидим.
Бу товлашлар тунҗа қетим туғуватқан
хотун вақирашлириға охшатти.
Бу болса, Сион қизиниң авази,
у еғир дәм елип, қоллирини созуп:
«Аһ, һалимға вай! Мән қатиллиримдин
қаттиқ азаплиниватимән!»— демәктә.