Йәрәмия 43:1—13
43 Йәрәмия кишиләргә Худайи Йәһваниң сөзлирини пүтүнләй ейтип бәргәндин кейин, Йәһва Тәңриниң уларға йәткүзгин дегән әмирлирини баян қилғандин кейин,
2 Гошаяниң оғли Азария, Қареаһниң оғли Йоханан вә башқа тәрса кишиләр Йәрәмия пәйғәмбәргә: «Сән алдаватисән! Худайимиз Йәһва сени бизгә: “Мисирда яшашқа бармаңлар”,— дәп ейтишқа әвәтмиди.
3 Бу Нирияниң оғли Баруқ сени бизгә қарши қоюватиду. У бизниң халдийларниң қолиға чүшүп, өлтүрүлүшимизни яки бизни Бабилға әкетишини халаватиду»,— дейишти.
4 Қареаһниң оғли Йоханан, һәрбийләр вә пүткүл хәлиқ Йәһваниң уларниң Йәһудия йеридә қелиш нәсиһитини тән алмиди.
5 Шуниң билән Йоханан һәм һәрбийләр қалған йәһудийларни вә барлиқ хәлиқләргә қечип кетип, андин қайтип кәлгән йәһудийларни өзлири билән елип кәтти.
6 Улар әрләр, аяллар, балилар, падишаниң қизлирини вә күзәт башчиси Нәбузарадан Шафанниң оғли, Ахикамниң оғли Гедалия билән қалдурған йәһудийларни елип кәтти. Униңдин ташқири, улар шундақла Йәрәмия пәйғәмбәрни вә Нирияниң оғли Баруқни өзлири билән әкәтти.
7 Улар Мисир зиминиға маңди, чүнки Йәһваниң авазини аңлимиди, улар Тахпанхесқа йәтти.
8 Тахпанхеста Йәһва Йәрәмияға сөз қилди:
9 «Йоған ташларни елип, йәһудийларниң көзичә Тахпанхестики пирәвнниң өйиниң ишиги алдида хишлар билән ясалған һойлида уларни хишлар арисиға тиқип, лай билән сугавәткин.
10 Андин уларға мону сөзләрни ейт: “Исраил Тәңри, Сәрдар Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән Бабилниң шаһи, Мениң қулум Нәбуқәднәсәрни әкелип, униң тәхтини Мән йошурған ушбу ташларниң үстидә қойимән. У уларниң үстидин шаһлиқ чедирини орнитиду.
11 У келип, Мисирни уҗуқтуриду. Кимни өлүм күтсә, өлиду, кимни әсир күтсә, әсиргә чүшиду, кимни ағриқ күтсә, униңдин өлиду.
12 Мән Мисир худалириниң бутханилирини көйдүрүветимән. У уларниң ибадәтханилирини йоқитип, уларни әсиргә әкетиду. Падичи йепинчисиға оранғандәк, Бабилниң шаһи Мисир йеригә оринип, у йәрдин сақ-саламәт кетиду.
13 У Бәт-Шәмәшниң түврүклирини чеқип, барлиқ Мисир илаһлириниң маканлирини отта көйдүрүветиду”».