Йәрәмия 46:1—28
46 Йәһва Худа Йәрәмия пәйғәмбәргә башқа хәлиқләр һәққидә хәвәр бәрди.
2 Мана, У Мисир шаһи, пирәвн Нехо тоғрилиқ ейтқан сөзи. Пирәвн қошуни билән Фират дәрияси, Кархемиш йенида болғанда, уни Бабил шаһи Нәбуқәднәсәр мәғлубийәткә учратти. Бу вақиә Йәһуда падишаси, Йошияниң оғли Йәһоякимниң падишалиғиниң төртинчи жили йүз бәрди:
3 «Кичик һәм йоған қалқанларни
елип, җәңгә кириңлар.
4 Чавандазлар, атларни тәйярлап, уларға миниңлар.
Дубулғиларни кийип, сәп түзүңлар.
Нәйзиләрни биләп, савутларни тақаңлар.
5 “Бирақ немини Мән көрүватимән?!
Улар қорқушуп, кәйнигә чекинди.
Уларниң күчлүк ләшкәрлири мәғлубийәткә
учриди. Улар кәйнигә қарап, паракәндиликтә
қачмақта. Һәммә тәрәптин
дәһшәт,— дәйду Йәһва.—
6 Чапсан жүгригүчи, жүгримә, қудрәтлик, сән
қутулмайсән. Шималда, Фират дәриясиниң
қирғиғида, улар путлишип жиқилди”.
7 Ким у, Нилдәк көтириливатқан вә униң
сулири немишкә әндишигә чүшти?
8 Мисир Нилдәк көтирилип, униң дәриялири
долқунлап кәтти: “Көтирилип, пүткүл
йәрни басимән, шәһәрләрни һалак қилип,
турғунлирини йоқитимән”,— дәйду.
9 Атлар, алға! Җәң һарвулар, учуңлар!
Күчлүкләр чиқсун, қалқан тутқан Куш һәм Пут,
йәнә оқ-яни тутидиған Лудимму.
10 Бу күн Йәһва Сәрдарниң, Илаһий Пәрвәрдигарниң дүшмәнлиридин өч алидиған күни. Қилич йәп-тойиду вә қан ичип, униңдин услуғини қандуриду, чүнки Илаһий Пәрвәрдигар Йәһваниң, әскәрләр Худайиниң Фират дәрияси йенида шимал зиминида қурбанлиқ әкелиш мәрасимидур!
11 Гилиадқа барғин вә давалаш мәлһимини
алғин, Мисирниң иппәтлик қизи!
Сениң көплигән дорилириң пайдисиз
һәм сән сақийишни издисәңму,
һечнемә саңа ярдәм бәрмәйду.
12 Хәлиқләр сениң шәрмәндәңни аңлиди вә
сениң дат-пәриядиң йәрни бешиға кийди.
Әскәр әскәргә путлишип, иккилиси
биргә жиқилмақта».
13 Мана, Йәһва Худаниң Йәрәмия пәйғәмбәргә Бабил шаһи Нәбуқәднәсәр һәққидики сөзи. У Мисирға қандақ һуҗум қилидиғини тоғрилиқ:
14 «Мисирда елан қилиңлар, Мигдолда баян
қилиңлар, Мемфиста вә Тахпанхеста җакалаңлар!
Ейтиңлар: “Қур түзәп, тәйярлиқ көрүңлар,
чүнки һәммә тәрәптин қилич әтрапиңни йәйду.
15 Немидин сениң күчлүклириң туралмайватиду?
Улар Йәһваниң уларни жиқитқанлиғи үчүн,
путини тирәп туралмиди.
16 Нурғунлири, бәк нурғунлири, путлишип
бир-биригә жиқилмақта. Улар: “Келиңлар туруп,
өз хәлқимиз, ана дияримизға рәһимсиз
қиличтин қачайли”,— дәйду.
17 Шу йәрдә улар вақиришип: “Мисирниң шаһи,
пирәвн — қуруқ көрәң, у һәрикәт қилиш
вақтини өткүзүп қойди!”— дәйду.
18 “Өзәм билән қәсәм қилимән,— дәйду Падиша,
Униң исми Йәһва, У — әскәрләр Худайи,—
сени йәңгүчи тағларниң ичидики Табордәк
вә деңизниң йенидики Кармилдәк болиду.
19 Тутқунға йөткилиш үчүн затлириңни тәйярла,
Мисирниң қизи, чүнки Мемфис вәйран болиду.
Уни көйдүрүп, чөлдәритиду.
20 Мисир чирайлиқ калиға охшайду, лекин
униңға шималдин кумута басиду.
21 Һәтта униң әскиридики ялланма ләшкәрләр
бодиған топақларға охшаш. Уларму
кәйнигә чекинди, чүнки улар үчүнму
зиярәт күни кәлди вә җазалиниш пәйти”.
22 “Униң үни қечиватқан иланниң вижилдишиға
охшайду, чүнки униңға күчлүк дүшмәнләр
палтилар билән келип, уни чапиду.
23 Улар униң җаңгилини чепип ташлайду,—
дәйду Йәһва,— гәрчә у қелин һәм
өтәлмәйдиғандәк билинсиму, чүнки
уларниң сани чекәткидәк көп.
24 Мисир қизи шәрмәндидә қалди.
У шималий хәлиқниң қолиға тапшурулиду”.
25 Исраил Илаһи, Йәһва Сәрдар йәнә мундақ дәйду: “Мән Фивадин болған Амонни җазалаймән, униңға тайинидиған пирәвнни, Мисирниң барчә илаһлирини”.
26 “Мән уларниң җенини издәватқан Бабил шаһи Нәбуқәднәсәр вә униң хизмәткарлириниң қолиға бериветимән. Бирақ кейинирәк Мисир авалқи заманлардәк аһалиға толиду”,— дәйду Йәһва.
27 “Сән, Мениң қулум Яқуп, қорқма вә хизмәткарим,
Исраил, дәһшәтләнмә. Сәвәви, Мән сени
қутқузуп, жирақтин қайтуруп келимән.
Сениң қәбиләңни сүргүн зиминидин елип
келимән. Шуниң билән Яқуп яңливаштин
хатирҗәм һәм теч яшайду вә
һечким уни қорқатмайду.
28 Шуңлашқа, қулум Яқуп, әймәнмә,—
дәйду Йәһва,— чүнки Мән сениң билән.
Мән сени қоғлап, арисида чечивәткән хәлиқләрни
ахириға әкелимән, амма сениң ахириң болмайду.
Бирақ Мән пәқәт сени адил түрдә, лазим
мөлчәрдә, җазалаймән вә һәргиз сени
җазасиз қалдурмаймән”».