Йәрәмия 47:1—7

47  Йәрәмия пәйғәмбәргә, пирәвн Газа шәһирини йеңивалғичә, филистиялиқлар тоғрилиқ ейтқан Йәһваниң сөзи.  Йәһва Худа мундақ дәйду: «Мана, шималдин сулар көтирилип келиватиду. Улар мол еқин болуп, ушбу йәрни вә униңда яшиғучиларни чөкүриду. Кишиләр товлап вә мәзкүр йәрдә болғанлар қаттиқ һөкүрәп жиғлайду.   Дүшмән атлириниң топурлишини, җәң һарвуларниң токурлишини һәм уларниң чақлириниң ғучурлишини аңлап, атилар һәтта оғуллириға қарашмай жүгрәйду, чүнки уларниң ғәйрәтлиги түгәйду.   Сәвәви, шундақ күн йоруйдики, филистиялиқларниң барлиғи қирилиду. Тир билән Сидонниң иттипақдашлирини йоқ қилиду. Чүнки Йәһва Каптор аралидин йөткәлгән филистиялиқлар қалдуғини уҗуқтуриду.   Газаниң беши тақир болиду, Ашкелон җим болиду. Йәнә қанчә узақ вақит силәр, вадида аман қалғанлар, өзәңларни кесисиләр?   Аһ, Йәһваниң қиличи! Қай ваққичә сән теч болмайсән? Ғилавиңға қайт, тохта, тиничлан.   Бирақ, қандақларчә у теч болиду, әгәр Йәһва Сәрдар униңға шундақ әмир қиливатса? У уни Ашкелон һәм деңиз қири билән урушушқа әвәткән еди».

Изаһәтләр