Йәрәмия 50:1—46

50  Мана, Йәһваниң Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ халдийлар зимини, Бабил һәққидә ейтқан сөзи:   «Бу тоғрилиқ хәлиқләргә җакалаңлар. Туғ көтирип, баян қилиңлар. Һечнәрсини йошурмаңлар! Мундақ ейтиңлар: “Бабил елинди, Бел мәсхирә болди! Меродак ғуланди, уларниң бутлири тамашиға қалди. Бабилниң жиркиничлик илаһлири дәһшәткә чүшти!”   Сәвәви, униңға шималдин хәлиқ һуҗум қилди. У униң йерини вәйранчилиққа тутти һәм униңда турғунлар вә җаниварлар қалмиди. Улар һәммиси қечип кәтти».  «Шу вақитта һәм шу күнләрдә,— дәйду Йәһва,— Исраил оғуллири билән Йәһуда оғуллири биллә меңип, жиғлишип, өз Худайи Йәһвани издәйду.  Улар Сионға апиридиған йол һәққидә соришиду вә уларниң үзлири мошу тәрәпкә қарайду. Улар: “Берип, Йәһва билән һечқачан унтулмайдиған мәңгү келишим билән өзүмизни бағлайли”,— дейишиду.  Мениң хәлқим тенәп кәткән қойларға охшиған еди. Улар падичилириниң кесиридин йолдин адашқанди. Улар буларни тағларға әкетип, улар дәм алидиған яйлиғини унтуған еди.  Уларни тепивалғанлар истимал қилип, дүшмәнлири: “Биз әйиплик әмәс, чүнки улар Йәһваға қарши — һәққанийлиқниң маканиға, Йәһваға қарши — атилириниң үмүтигә қарши чиққанди”»,— дәп, өзлирини ақлатти.   «Бабилдин қечиңлар, халдийлар зиминидин кетиңлар һәм падиниң алдида даһи-текиләр болуңлар.   Чүнки мана, Мән қозғап, шимал йеридин Бабилға қарши бүйүк хәлиқләр катарини елип келиватимән. Улар келип, һәрбий сәп түзүп, уни еливалиду. Уларниң оқлири маһир әскәрниңкидәк бекардин учмайду. Улар чоқум нишанға йетиду. 10  Халдия вәйранчилиққа берилиду. Униңға булаңчилиқ қилғанларниң барлиғи тоюп, мәмнун болиду»,— дәйду Йәһва. 11  «Силәр Мениң несивимни булиғанда, қандақ хошал болушуп, мәғрурландиңлар! Чүнки силәр яйлақтики яш калидәк сәкрәп, тайчақлардәк кишнәштиңлар! 12  Анаңлар зор уятта қалди, силәрни туққан қизирип кәтти. Мана униң хәлиқлириниң келәчиги — чаңқиған чөл вә қақас йәр. 13  Йәһваниң нәпритидин ушбу зимин адәмсиз қелип, пүтүнләй чөлдәрәйду. Бабил қешидин өткәнләр һәйран қелишип, дәһшәт ичрә ярилириға қарап, ушқетиду. 14  Мәргәнләр, Бабилға қарши сәп түзүңлар! Униңға һәммә тәрәптин оқ етиңлар, оқлириңларни айимаңлар, чүнки у Йәһва Тәңригә қарши турған еди. 15  Униң әтрапида һәрбий шиарлар аңлансун. Мана, у жиқилди. Түврүклири гумран болуп, сепиллири бузулди. Чүнки бу Йәһваниң интиқами, шуңлашқа Бабилдин өч елиңлар! У башқилар билән қандақ өзини тутқан болса, униң биләнму өзәңларни шундақ тутуңлар. 16  Бабилдики дан тәргүчиләрни йоқитиңлар, ома вақтида териватқан һәм оруватқан барлиғини! Рәһимсиз қиличтин қечип, һәрким өз хәлқигә қайтип келиду вә һәрқайси өз вәтинигә интилиду. 17  Исраиллиқлар — тарилип кәткән қойлар отариси. Уларни ширлар қачтурған еди. Бешида уни Ассур шаһи йесә, ахири униң устиханлирини Бабил шаһи Нәбуқәднәсәр ғаҗилиди. 18  Шуңлашқа Исраил Худаси, Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: “Мән Бабил шаһи билән Ассур шаһини зиярәт қилғанда, немә қилған болсам, шундақ иш қилимән. 19  Мән Исраилни униң қорасиға қайтуримән вә у Кармил һәм Башанда отлайду. У шундақла Әпрайимниң теғида һәм Гилиаттики яйлақларда тойғичә йәйду”». 20  «Шу вақитта вә шу күнләрдә,— дәйду Йәһва,— Исраилниң әйивини издәйду, лекин тапалмайду. Шуниңдәкла Йәһуданиң гуналириму тепилмайду, чүнки Мән тирик қалғанларниң гуналирини пүтүнләй әпу қилимән». 21  «Җүгә, Мератаим йеригә вә Пекод турғунлириға барғин. Улар өзара җаңҗалда қелип, қирилип кәтсун!— дәйду Йәһва,— Мән ейтқанниң барлиғини орунла. 22  Мәзкүр зиминда урушниң ваң-чуңи аңлинип, қорқунучлуқ балаю-апәт йүз бериватиду. 23  Сундурулди вә кукум-талқан болди пүткүл йәр-зимининиң базғини! Қорқунуч әкелидиған Бабил хәлиқләр арисида тамашә-мәсхиригә айланди! 24  Мән сени тутуш үчүн йәмчүк ишләттим. Униңға, сән, Бабил, есилдиң, бирақ чүшәнмидиң. Сени тепип бағлиди, чүнки сән Йәһваға қарши уруш қилғандиң. 25  Йәһва Өзиниң қурал амбирини ечип, униңдин ғәзивиниң сайманлирини еливатиду. Илаһий Тәңри, Йәһва Сәрдарниң, халдийлар диярида бир иши бардур. 26  Бабилға жирақ йәрләрдин келип, униң амбарлирини ечиңлар. Униң байлиғини буғдай догилиридәк жиғиңлар, андин уни қарғишқа тутуп, пүтүнләй йоқитиңлар. Униңда һечнәрсә қалмисун! 27  Униң яш буқилирини боғузлаветиңлар, улар союлумға тутулсун. Уларниң һалиға вай, чүнки һесават бериш күни кәлди! 28  Қачқанларниң вә Бабил йеридин қутқузулғанларниң үнлири аңланмақта. Улар Сионға Тәңри Йәһваниң өч алғанлиғи, Униң Өз ибадәтханиси үчүн җазалиғанлиғи тоғрилиқ хәвәр йәткүзүватиду. 29  Бабилға мәргәнләрни, оқ-я тартқанларни чақириңлар. Униң өп-чөридә қараргаһ қуруңлар. Һечким қечип кәтмисун. Униң ишлири үчүн интиқам елиңлар — у силәргә немә қилған болса, униңғиму шуни қилиңлар. Чүнки у Йәһваға қарши, Исраилниң Муқәддәс Рәббигә, қарши чиқип, һакавурлуқ қилған еди! 30  Шуниң үчүн униң жигитлири коча-мәйданларда жиқилиду вә барлиқ ләшкәрлири ушбу күндә уҗуқтурулиду»,— дәйду Йәһва. 31  «Мана, Мән саңа, тәкәббурлуқниң өзигә, маңдим,— дәйду Илаһ Пәрвәрдигар, Йәһва Сәрдар,— Мән сени, һакавур Бабил, җазалаймән, чүнки сениң зиярәт қилинидиған күнүң келиватиду. 32  Сән, тәкәббур, путлишип жиқилисән вә һечким сени турғузмайду. Мән шәһәрлириңдә отни көйдүримән һәм бу өрт өп-чөрәңни көйдүрүп ташлайду». 33  Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: «Исраил һәм Йәһуда оғуллирини охшаш қийнап, әсиргә алғанлар қаттиқ тутуп, қоюп бәргүси кәлмәйду. 34  Лекин уларниң Сетивалғучиси күчлүк. Униң исми — Йәһва, қошуңлар Егиси. У чоқум улар үчүн ишқа қошулуп, адаләтликни тикләйду. У Бабил турғунлирини силкәндүрүп, паракәндиликкә селип, Өз йеригә тиничлиқ бериду». 35  «Қилич Халдияға қаралди,— дәйду Йәһва,— У Бабил аһалисини, шәйхлирини вә данишмәнлирини қирип ташлайду. 36  Қилич уларниң қуруқсөз пәйғәмбәрлирини, әқлидин адишип, надан иш қилидиғанларни, вә җәңчилириниму өлтүриду. 37  Қилич уларниң атлири билән җәң һарвулириға, түрлүк қәбилә әскиригә, улар аяллардәк қорқанчақ болуши үчүн, әвәтилиду. Қилич ғәзнилиригә, улар қарақчиларниң булаң қилиниши үчүн, чүшиду. 38  Униң сулири тартилип, қуруп кетиду, чүнки бу йәр — бутларниң йеридур. Адәмләр өзлириниң әҗайип яман көрүнүшлиридин әқлидин адишип кәтти. 39  Шуңа мошу диярда пәқәт чөл һайванлири яшайду. Униңда һувлайдиған явайи җаниварлар, төгиқушлар, кирпиләр маканлишиду. Әвлаттин-әвлатқичә һечбир инсан балиси у йәрдә истиқамәт қилмайду». 40  «Яратқучи Садом, Гамора һәм хошна шәһәрләрни көйдүрүвәткәндәк, мошу вақиттиму дәл шундақ болиду,— дәйду Йәһва.— Һечким һечқачан у йәрдә яшимайду вә бирму киши уни макан қилмайду! 41  Мана, шималдин хәлиқ келиватиду. Йәрниң четидин улуқ хәлиқ вә улуқ шаһлар көтирилип маңди. 42  Қоллирида оқ-я билән нәйзиләрни тутмақта. Улар вәһши һәм шәпқәтсиз. Үнлири долқунлиған деңиздәк қаттиқ, улар атлирида бир кишидәк олтармақта. Улар сениң билән, Бабилниң қизи, җәң қилишқа интилип йеқинлашмақта. 43  Бабил шаһи буни аңлап, титрәп кәтти. Униң қоллири бошап кәтти. У туғуттики аялдәк азаплинип, қийниливатиду. 44  Шир Йорданниң қирғақлирида өскән қелин чатқалдин чиққандәк, дүшмән бехәтәр қораларға, уларниң ховупсиз яйлақлириға келиватиду. Мән шу вақитта Бабил турғунлирини өз вәтинидин алдираш қечишқа мәҗбурлаймән. Мән кимни таллиған болсам, шуниңға уни беримән. Ким Маңа охшайду вә ким Мени җавапқа тартиду? Қандақ падичи Мениң алдимда туруп қалалайду? 45  Шуңлашқа Йәһваниң, У Бабил тоғрилиқ чиқарған қарарини вә Униң халдийлар дияри һәққидә ойлиған нийитини тиңшаңлар. Уларниң яйлиғи вәйран болғанлиқтин, уларни аҗиз қозилардәк сөрәп әкетиду. 46  Бабил шунчилик дәһшәт түридә елинғанлиғи хәвиридин пүткүл йәр-зимин силкинип кетиду вә хәлиқләр арисида зор дат-пәрияд чиқиду».

Изаһәтләр