Йәрәмия 51:1—64
51 Йәһва Худа мундақ дәйду:
«Мана, мән Бабилға, йәни Ләб-Камайға қарши
һалакәтлик боран чиқиримән.
2 Мән Бабилға сүпәргүчиләрни әвәтимән,
улар униң чеңини көтирип, йерини чөлдәритиду.
Балаю-қаза күнидә улар һәммәйлән
тәрәптин йетип келиду.
3 Мәргән оқ-ясини тартмайду вә өз савутқа
кийилгән туралмайду. Униң жигитлирини
айимаңлар вә пүткүл әскирини уҗуқтуруңлар!
4 Улар өз, халдийлар топриғида, униң
кочилирида жиқилиду һәм өлтүрүлиду.
5 Чүнки Исраил билән Йәһуда тул қалғини йоқ,
улар өзиниң Худайи, Йәһва Сәрдар тәрипидин
қалдурулмиди. Халдийлар зимини болса,
Исраилниң Муқәддиси алдида зор әйипкардур.
6 Бабилдин тез қечиңлар, һәрким униң өлүм
җазасида қаза болмаслиғи үчүн, җенини
қутулдурсун! Сәвәви, бу вақит — Йәһваниң
интиқам күни, У ишлири бойичә уни
җавапқа тартмақта.
7 Бабил Йәһваниң қолида алтун қача еди,
у пүткүл йәр-зиминға шарап ичкүзәтти.
Барлиқ хәлиқләр униң шаравини ичип,
әқли-һошидин адашти.
8 Бабил уштумтут жиқилди.
У баш-көзини ярди, үстидин жиғлаңлар!
Мәлһәм әкелип, ярилирини бағлаңлар,
бәлким, у сақийип қалар».
9 «Биз Бабилни давалидуқ, лекин у сақаймиди.
Келиңлар, уни ташлап, һәрқайсимиз өз
вәтинимизгә қайтайли! Сәвәви, униң гунайи
асманға йетип, булутларғичә көтирилди.
10 Йәһва Илаһ биз үчүн адиллиқни тиклиди.
Келиңлар берип, Сион теғида
Йәһваниң қилған ишини баян қилайли!»
11 «Оқлириңларни учлаңлар, қалқанлириңларни
елиңлар. Йәһва Мидия шаһлириниң роһини
ойғатти, У уларни Бабил билән урушушқа
дәвәт қилди. У Бабилни гумран қилиш
ойи бар, сәвәви, бу Йәһваниң
ибадәтханисигә нисбәтән өч елишидур.
12 Бабилниң сепили алдида туғни көтириңлар!
Сақчиларни күчәйтип, күзәтчиләрни қоюңлар,
қоршавға тәйяр болуңлар. Чүнки Йәһва реҗә
қурди вә Бабил турғунлири билән немә
қилишни вәдә қилған болса,
нәқ шуни әмәлгә ашуриду».
13 «Көплигән суларда яшиғучи, ғәзниләргә бай, аял!
Сениң ахириң кәлди, сән әнди башқа бейимайсән.
14 Йәһва Сәрдар Өз җени билән қәсәм қилмақта:
“Һәқни ейтимәнки, Мән сени адәмләргә
чекәткиләрдәк толтуримән. Улар саңа һәрбий
чақириқлири билән етилип, ғалибийитигә
бәк хошал болиду”.
15 У Шуки, Ким йәр-зиминни Өз қудрити билән
яритип, каинатни даналиғи билән тәстиқлиди
вә асманларни Өз әқли билән яйди.
16 Униң ейтқан сөзи бойичә әрштики мол сулар
зуван чиқириду. У булутларни йәр четидин
көтирип, ямғур вақтида чақмақларни һасил
қилиду вә Өз амбарлиридин шамал учартти.
17 Һәрқандақ киши надан болуп, әқилсизлик қилиду.
Төмүр устиси һәйкәлни ясап, өзини шәрмәндә
қилиду, чүнки уларниң бутлири — алдамчилиқ,
уларда роһ билән нәпәс әсли йоқ.
18 Улар пайдисиз нәрсиләр, қуруқ пайпетәкчилик.
Җазаға тартиш күнидә уларниң барлиғи йоқайду.
19 Яқупниң Худайи улардәк әмәс, чүнки у
һәмминиң Яратқучиси. У Өз мирасиниң калтиги
вә Униң исми — Йәһва, әскәрләрниң Башчиси!»
20 «Сән Мениңда — базған, урушниң қурали.
Мән сениң арқилиқ хәлиқләрни вәйран
қилип, дөләтләрни ғулитимән.
21 Мән сениң билән атни вә чавандазни, җәң
һарвуни вә һайдиғучисини һалак қилимән.
22 Мән сениң арқилиқ әрни вә аялни, мөтивәрни вә
өсмүрни, жигитни һәм қизни уҗуқтуримән.
23 Мән сән билән падичини вә униң падисини,
деханни һәм униң өкүзлирини, һакимларни
һәм өлкә башлиқлирини гумран қилимән.
24 Мән Бабилға вә Халдияниң барлиқ аһалисиға
улар Сионда силәрниң көзүңларчә қилған
вәһшиликлири үчүн, пүтүнләй җазасини
төләймән»,— дәйду Йәһва.
25 «Мана, Мән саңа, һалакәт әкәлгүчи тағ,
қарши чиқимән,— дәйду Йәһва,— сән пүткүл
йәрниң өлтәргүчисидур, шуңа Мән саңа қолумни
созуп, қияташлардин сени ташлап,
көйүп кәткән тағ қиливетимән».
26 «Сәндин һәтта булуңташни өй селиш үчүн яки
һул қуруш үчүн, бирму ташни елип ишләтмәйду,
амма сән мәңгүгә ташланған чөл
болисән»,— дәйду Йәһва.
27 «Ушбу йәрдә туғ көтириңлар. Хәлиқләр арисида
карнәй челиңлар. Хәлиқләрни униңға қарши
урушқа тәйярлаңлар. Униңға қарши Арарат,
Минни вә Ашкиназ шаһлиқлирини чақириңлар.
Униң билән урушушқа ләшкәрләрни
яллайдиған кишиләрни тайинлаңлар.
Атлар яш чекәткиләрдәк қатар чиқсун!
28 Барчә хәлиқләрни, Мидияниң шаһлирини, өлкә
башчилирини, барлиқ һакимларни вә уларға
беқинидиған диярларниң аһалисини чақириңлар.
29 Йәр титрәп, силкәнсун, чүнки Бабил үстидин
Йәһваниң нийити орунлиниватиду. Бабил зимини
әнди турғунсиз чөл-баяванға айлиниду!
30 Бабил әскәрлири җәң қилиштин қалди,
Улар қәлъәлиридә олтирип һалсизланди.
Улар аяллардәк қорқуп, титримәктә.
Бабил өйлирини от йәватиду вә уларниң
қулуплири сундурулди.
31 Чапармән чапармәнниң алдиға чиқмақта вә
хәвәрчи хәвәрчиниң алдиға жүгримәктә.
Улар Бабил шаһиға шәһәрниң һәммә тәрәплири
елинғанлиғи тоғрисида уқтурушқа алдиримақта.
32 Өткәлләр елинди, қомүч қолвақлар көйдүрүлди
вә барчә җәңчиләр паракәндиликкә чүшти».
33 Йәһва Сәрдар, Исраил Тәңри мундақ дәйду:
«Бабил қизи хаманға охшиди. Уни чиңдаш
вақти кәлди. Йәнә аз вақит вә шуниңдин
кейин униңғиму ома вақти келиду».
34 «Бабил шаһи Нәбуқәднәсәр мени пүтүнләй
йәвәтти. У мени паракәндә қилди вә қуруқ
қачиға айландурди. У мени әҗдиһадәк жутувәтти,
өз қарнини мениң байлиқлирим билән тоштурди.
У ахири мени жирақ йәргә еқинда елип кәтти.
35 “Бабилға толуғи билән мениң җараһәтлирим,
рәңгим һәм әтлирим үчүн җаза
берилсун!”— дәп қахшайду Сион қизи.
“Мениң төкүлгән қеним Халдияниң
турғунлирида болсун!”— дәйду Йерусалим».
36 Җававән Йәһва мундақ демәктә:
«Мән сән үчүн ишиңға кирип,
сән үчүн өч елип, адаләтликни әксигә
кәлтүримән. Мән униң деңизини,
униң қудуқлирини қурутуветимән.
37 Бабил харабилар догисиға, чил бөриләр
маканиға айлиниду. У чөл болуп, кишиләрниң
күлкисигә қалиду. У мәсхирә болуп,
униңда һечким яшимайду.
38 Уларниң барлиғи яш ширлардәк ғарилдап,
күчүклиридәк һөкүрәп жиғлайду».
39 «Улар өзлирини таза қиздурғанда,
Мән уларға зияпәт тәшкилләп,
тойғичә шарап ичкүзимән.
Улар шатлинип, ойнишип, андин мәңгү
уйқиға кетип, оханмайду,— дәйду Йәһва.—
40 Мән уларни қозиларни боғузлашқа елип
маңғандәк, текиләрни өшкиләр билән
өлүмгә апиримән».
41 «Шешах ишғал болди вә пүткүл зиминниң
шөһрити мәғлубийәткә учриди!
Бабил — башқирарға дәһшәт кәлтүргүчи,
өзи тамашигә айланди!
42 Деңиз Бабилға йепилди,
көплигән долқунлар уни япти.
43 Униң шәһәрлири вәйран болуп, қуруқ йәр вә
қақасқа айланди. Улар бирму адәм
яшиғуси кәлмәйдиған вә инсан оғлиниң
пути басмайдиған орун болди.
44 Мән Бабилдики Белға сүрлүк қараймән вә униң
ағзидин жутувәткән нәрсиләрни чиқиримән.
Униңға әнди хәлиқләр кәлмәйду
вә Бабилниң сетиллири өрүлиду.
45 Униңдин чиқ, хәлқим Мениң,
Йәһваниң ялқунлуқ қәһридин қутулғин!
46 Жүригиң йәрдә кәйни-кәйнидин
аңлитилидиған хәвәрдин аҗизлашмисун һәм
қорқмисун! Чүнки бир жили бир хәвәр
җакалиниду, кәлгүси жили — башқа хәвәр.
Улар йәрдә болудиған паракәндилик,
зулумлуқ вә һөкүмдарлар бир-бирсигә
қарши чиқидиғанлиғи һәққидә болиду.
47 Шуңлашқа шундақ күнләр кәлмәктә,
Мән Бабилниң бутлирини зиярәт қилип,
уҗуқтуримән. Униң пүткүл зимини
шәрмәндә болуп, турғунлириниң
барлиғи җәсәткә айлиниду.
48 Асман билән йәр вә улардики һәммә нәрсә
Бабилниң жиқилғиниға интайин хошалдур.
Сәвәви, шималдин уни йоқитидиғанлар
келишиду,— дәйду Йәһва.—
49 Бабил пәқәт исраиллиқларнила һалак қилмиди,
Бабилда шундақла пүткүл йәрниң адәмлири
өлүмгә дучар болди.
50 Қиличтин аман қалғанлар, қечиңлар, тохтимаңлар!
Жирақ җайларда Йәһвани есиңларға селиңлар!
Йерусалим көңлүңларға кәлсун».
51 «Биз иза тарттуқ, мәсхириләрни аңлиғанда,
пәслик үзлиримизни япти,
Йәһваниң муқәддәс ибадәтханисиға
чәтәлликләр бесип киргәндә».
52 «Шуниң үчүн, мана, шундақ күнләр
келиватидуки,— дәйду Йәһва,— Мән
бутлирини йоқ қилип, уларниң зиминлирида
жараһәтләнгән кишилири товлап, өмүләйду».
53 «Гәрчә Бабил асманғичә көтирилсиму, һәтта у
егиз сепиллирини мустәһкәмлигән болсиму,
Мәндин униңға чөлдәрәткүчиләр келиду»,—
дәйду Йәһва Худа.
54 «Тиңшаңлара! Бабилдин дат-пәрияд үнлири
аңлиниватиду вә халдийлар дияридин бүйүк
апәтниң ғул-ғулиси чиқиватиду!
55 Чүнки Йәһва Тәңри Бабилни қирип, униң
җараңлиқ авазиға ахир кәлтүриватиду.
Униң долқунлири товлап, ваң-чуңи
жираққа аңлиниватиду.
56 Бабилға вәйран қилғучи кәлгәндә, җәңчилири
тутулиду вә уларниңму оқ-ялири сундурулиду.
Сәвәви, Йәһва — баһа Бәргүчи чоқум
уларниң нәрқ баһасини төләйду.
57 Мән униң шәйхлири билән данишмәнлирини,
һакимлири, өлкә башчилири вә әскәрлирини
өлгичә мәс қилимән. Улар әбәт уйқиға кетип,
һәргиз оханмайду»,— дәйду Падиша.
Униң исми — Йәһва, қошунлар Худайи.
58 Йәнә монуни ейтиду Йәһва Сәрдар:
«Һәтта Бабилниң сепиллири кәң болсиму,
улар асасиғичә пүтүнләй бузулиду.
Гәрчә униң дәрвазилири егиз болсиму,
уларни от пүтүнләй ялмаветиду.
Хәлиқләр өз күчини бекардин-бекар исрап
қилсиму, улар өртниң таами болудиған нәрсә
үчүн һарғичә әмгәк әткинини байқайду».
59 Йәрәмия пәйғәмбәр Махсеяниң оғли, Нирияниң оғли Сераяға у Йәһуда падишаси Зидқия билән униң һөкүмранлиғиниң төртинчи жили Бабилға жүргәндә мундақ қилишни буйриди. Серая падишаниң егилик ишлириға вакаләтлик қилатти.
60 Йәрәмия Бабилға тегидиған бала-қазаларни бир китапқа язған еди. У Бабилға қарши гәпләрниң барлиғини униңға пүтти.
61 Андин Йәрәмия Сераяға мундақ дәп буйриди: «Сән Бабилға келип, уни көргәндә, мәзкүр сөзләрниң барлиғини оқуп бәр.
62 Андин мундақ дегин: “Йәһва, Сән ушбу шәһәрни қириветимән дегәндиң һәм униңда җени бар һечким қалмайду — йә инсанлар, йә җаниварлар, амма бу йәр мәңгү чөл болиду”.
63 Мошу китапни оқушни түгәткәндә, униңға бир ташни бағлап, Фират дәриясиға ташла,
64 һәм мундақ дегин: “Мана мошундақ Бабил чөкүп кетиду һәм у башқа көтүрүлмәйду. Уни Мән балаю-апәттин кейин шундақ қилимәнки, униң турғунлири һалсирап, аҗизлишиду”».
Мошуниң билән Йәрәмияниң сөзлири түгиди.