Йәрәмия 52:1—34

52  Зидқия падишалиқ қилишни башлиғанда 21 яшта еди вә Йерусалимда 11 жил һөкүмранлиқ қилди. Униң анисиниң исми Хамутал, у Либнадики Йәрәмияниң қизи болған.  Зидқия Йәһваниң көзидә йеқимсиз ишларни дәл Йәһоякимдәк қилди.  Йерусалим билән Йәһудияда йүз бериватқан нәрсиләр Йәһваниң ғәзивини қозғиди, шуңлашқа У уларни Өз йүзидин нери қилди. Зидқия Бабил шаһиға қарши исиян көтәрди.  Зидқияниң һөкүмранлиғиниң тоққузинчи жилиниң онинчи ейиниң онинчи күни Бабил шаһи Нәбуқәднәсәр барлиқ әскири билән Йерусалимға кәлди. Халдийлар шәһәрниң йенида қараргаһ қуруп, униң әтрапида қоршав темини ясиди.  Шундақ қилип, Йерусалим Зидқия падишалиғиниң 11-жилиғичә қоршавда болди.  Шәһәрдә ачарчилиқ йүз берип, хәлиқниң йәйдиған һечнемиси қалмиди. Бу төртинчи айниң тоққузинчи күни еди.  Шәһәр сепилини дүшмән бузуп кирди. Гәрчә пүткүл шәһәр халдийлар тәрипидин қоршавда турсиму, йәһудий ләшкәрләр кечиси падиша беғи йенида болған иккитамлиқ сепилдики дәрвазилар арқилиқ қачти. Улар Арабаға чиқидиған йол билән маңди.  Халдийларниң әскири падишаниң кәйнидин қоғлап, Зидқияни Йериха түзлинидә тутти. Униң барчә җәңчилири уни ташлап, қечип кәтти.  Падишани кишәнләп, Хамат йеридики Риблаға, Бабил шаһи алдиға елип кәлди вә у униң үстидин һөкүм чиқарди. 10  Шуниң билән Бабил шаһи Зидқияниң көзичә униң оғуллирини нәйзилиди. Шундақла Риблада барлиқ Йәһуда бәглири өлтүрүлди. 11  Андин Бабил шаһи Зидқияниң көзлирини оюп, уни мис кишәнләргә қамашни пәрман қилди. У уни Бабилға әкетип, зинданға ташлап, шу йәрдә өлгичә тутти. 12  Бабил шаһи Нәбуқәднәсәрниң 19-жилиниң бәшинчи ейиниң онинчи күни Йерусалимға Нәбузарадан кәлди. У Бабил шаһиниң алдида пасибанлар башлиғи болуп хизмәт қилатти. 13  У Йәһваниң ибадәтханисини, падишаниң сарийини, әмәлдарларниң өйлирини вә Йерусалимдики барлиқ һашамәтлик маканларни көйдүрүвәтти. 14  Ушбу пасибанлар башлиғи рәһбәрлигидә болған халдий қошуни Йерусалимниң өп-чөридики сепилни бузувәтти. 15  Күзәтчиләр башлиғи Нәбузарадан тутқунға аддий хәлиқтин бәзилирини, Бабил шаһи тәрипигә өткән кишиләрни вә шәһәрдә қалған кәсипкарларни елип кәтти. 16  Амма Нәбузарадан әң кәмбәғәл кишиләрдин бирмунчилирини шәһәрдә қалдуруп, уларниң бағвәнләр вә деханлар болушини буйриди. 17  Халдийлар Йәһва ибадәтханисиниң мис түврүклирини, һарвуларни вә мис көлни, Йәһва өйидә ишлитилгән муқәддәс қурал-сайманларни сундуруп, барчә мисни Бабилға әкәтти. 18  Улар Худаға хизмәттә пайдилинидиған күл үчүн дасларни, гүҗәкләрни, пилик қайчилирини, хилму-хил қачиларни, пиялиләрни вә барлиқ мис комзәкләрни елип кәтти. 19  Күзәтчиләр башлиғи шундақла дасларни, чоға үчүн чоғданларни, сепиш үчүн қачиларни, челәкләрни, чирақданларни алди. Улар сап алтундин һәм күмүчтин болған еди. 20  Икки түврүктики, бир йоған мис көлчәкниң вә униң астида турған 12 мис буқиларниң һәм Сулайман падиша Йәһва макани үчүн ясиған һарвуларда мисниң салмиғи саниғусиз көп еди. 21  Һәрбир түврүкниң егизлиги 18 җәйнәк, айланмиси 12 җәйнәк еди. Һәрқайсиниң қелинлиғи 4 бармақ чиқатти, уларниң ичи бош еди. 22  Иккила түврүкниң төписидики мис таҗиларниң егизлиги 5 җәйнәктин ибарәттур. Уларни айлинип, мистин ясалған тор билән анарлар есилип туратти. 23  Һәрбир түврүктә 96 анар, торда айлиним бойичә 100 анар болатти. 24  Пасибанлар башлиғи өзи билән башроһаний Сераяни, иккинчи роһаний Зепанияни вә үч дәрвазичи-ләвийни елип кәтти. 25  Униңдин ташқири, у җәңчиләр үстидин башчи әмәлдарни, падиша йүзи алдида турған йәттә кишини, адәмләрни әскәргә язидиған дөләт катипни вә аддий хәлиқтин 60 пухрани елип кәтти. 26  Пасибанлар башлиғи Нәбузарадан уларниң барлиғини Риблада болған Бабил шаһиға апарди. 27  Хамат йеридики Рибла шәһиридә Бабил шаһи уларни өлүмгә қийди. Шундақларчә Йәһудия хәлқи өз зиминидин йәр авдурулди. 28  Мана, қанчә инсанни Нәбуқәднәсәр тутқунға елип кәтти: йәттинчи жили — 3023 адәм. 29  Нәбуқәднәсәр һөкүмранлиғиниң 18-жили Йерусалимдин 832 җан әкетилди. 30  Нәбуқәднәсәр шаһлиғиниң 23-жили күзәтчиләр башлиғи Нәбузарадан тутқунға 745 йәһудийни алди. Барлиғи болуп әсиргә 4600 киши әкетилди. 31  Йәһудия падишаси Йәһоякинниң йәр авдурулушиниң 37-жили, 12-ейиниң 25-күни Бабилниң шаһи болуп, Әвил-Меродак тәхткә чиққанда, у Йәһоякинни азат қилип, түрмидин чиқарди. 32  У униң бешини көтирип, униң билән меһриванларчә муамилә қилип, униң дәриҗисини Бабилда әсирдә болған башқа шаһларниң дәриҗисидин егизирәк көтәрди. 33  Йәһоякин зинданда кийгән кийимлиридин қутулуп, у шаһниң дәстиханида өмриниң ахириғичә меһман болди. 34  Пүткүл өмри та вапатиғичә Бабил шаһи тәрипидин у һәр күни униңға бөлүнгән тәминатни елип турди.

Изаһәтләр