Йәрәмия 7:1—34

7  Йәһваниң Йәрәмияға болған сөзи:  «Йәһва маканиниң дәрвазлири қешида туруп, мону сөзләрни җакалиғин: “Ушбу дәрвазилар арқилиқ кирип, Йәһва Тәңригә ибадәт қилишқа кәлгән йәһудийлар, Йәһваниң сөзигә қулақ селиңлар!  Исраилниң Худаси Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: “Йоллириңларни һәм мүҗәз-хулқуңларни қәтъий җөңдәңлар, шу чағда Мән силәргә мәзкүр җайда яшап қелишни рухсәт қилимән.  Ялған сөзләргә ишинип, ейтмаңлар: “Бу Йәһваниң ибадәтханиси, Йәһваниң макани, Йәһваниң ибадәтханиси биздә!”  Чүнки, әгәр силәр зулум йоллириңлар билән ишлириңларни түзимисәңлар, әгәр адәм билән адәмниң арисида адил һөкүм чиқармисаңлар,  әгәр мусапирни, житимни вә тул аялни әзмисәңлар, бегуна қанни бу диярда төкмисәңлар һәм башқа ят худаларға өзәңларниң кесиригә ибадәт қилмисаңлар,  шу вақитта Мән силәрниң әҗдатлириңларға әбәдийликкә бәргән ушбу зиминда яшишиңларға имкан беримән”».  «Амма силәр һечқандақ пайда әкәлмәйдиған сахта гәпләргә үмүт артиватисиләр.  Оғрилиқ қиливатисиләр, өлтүрүватисиләр, әр яки аял зина қиливатисиләр, алдамчилиқта қәсәм ичиватисиләр, Баалға чоқунуп, қурбанлиқларни сунуватисиләр вә авал тонумиған бутларниң кәйнидин жүрүватисиләр. 10  Қандақларчә мошундақ сәскинидиған һәрикәтләрни бәҗирип, Мениң исмим билән аталған өйүмгә келип: “Биз аман қалимиз”,— дәйсиләр? 11  Мениң исмим қоюлған мәзкүр маканимға қарақчиларниң өйигә болғандәк муамилә қиливатмамсиләр? Мән буниң һәммисини көрүватимән»,— дәйду Йәһва. 12  «“Авал Мән Өз исмим болуши үчүн таллиған маканим Силомға берип, қарап беқиңлар. У җай билән хәлқим Исраил өткүзгән яманлиқлири үчүн, Мән немә қиливәттим. 13  Лекин силәр барлиқ мошундақ ишларни қилишни давамлаштурдиңлар,— дәйду Йәһва,— һәтта Мән силәргә қайта-қайта әскәртсәмму, силәр тиңшимидиңлар. Мән силәрни чақирсамму, җавап қайтурмидиңлар. 14  Шуңлашқа һазир Мениң исмим билән атилидиған өй билән Мән Силом билән қилғанни қилимән. 15  Мән силәрни йүзүмдин нери қоғлаймән, гоя өз вақтида қериндашлириңлар, Әпрайимниң барчә әвладини, қоғлиғандәк”. 16  Сән болсаң, бу хәлиқ үчүн дуа қилма. Улар һәққидә җиғлима вә илтиҗа қилма һәм Мениң алдимда уларға ярдәм сорима, чүнки Мән сени аңлимаймән. 17  Сән көрмәйватамсән, улар Йәһудияниң шәһәрлиридә вә Йерусалимниң кочилирида немә қиливатиду? 18  Оғуллири отун жиғип, атилири от туташтуриватиду, аяллири бут — Асман мәликисигә қурбанлиқ житларни тәғдим қилиш үчүн, хемир жуғуриватиду. Улар Мени һақарәтләш үчүн, башқа илаһларға шарап һәдийәлирини тәғдим қиливатиду. 19  “Лекин улар Мени хапа қиливатамду?— дәйду Йәһва.— Өз шәрмәндисигә өзлиригә өзлири яманлиқ қиливатмамду?” 20  Шуңлашқа Йәһва Пәрвәрдигар мундақ дәйду: “Мана, ушбу йәргә, инсанларға вә мал-варанға, етиздики дәрәқләргә һәм йәрниң мевилиригә ғәзивим қайнаватиду. Мениң қәһрим көйүп, әнди өчмәйду”. 21  Исраилниң Илаһи, әскәрләр Сәрдари Йәһва мундақ дәйду: “Давам қилип, өз көйдүрмилириңларни башқа қурбанлиқлириңларға қошуп, мошу малниң гөшини өзәңлар йәңлар”. 22  Мән атилириңларни Мисирдин ачиққан күни көйдүрмиләр һәм қурбанлиқлар тоғрилиқ вәсийәт бәрмигән едим. 23  Бирақ Мән уларға мундақ әмир бәргән едим: “Сөзүмни тиңшаңлар һәм Мән силәрниң Рәббиңлар болумән, силәр Мениң хәлқим болисиләр. Мән көрсәткән йол билән маңсаңлар, силәргә яхши болиду”. 24  Амма-лекин улар қулаққа салмай, сөзлиримгә бепәрва қариди. Улар бузулған жүригиниң кажлиғи билән меңип, алдиға әмәс, бәлки кәйнигә даҗиди. 25  Атаңлар Мисир йеридин чиққандин башлап мошу күнгичә, шундақ иш йүз бәрди. Мән уларға қуллирим пәйғәмбәрләрни һәр күни, сәһәрдин тартип әвәтип турдум. 26  Лекин әҗдатлириңлар Мени тиңшимай, сөзлиримгә диққәт бөлмиди. Улар гәдинини қаттиқ тутуп, атилиридинму бәттәр иш қилди! 27  Сән бу гәпләрни уларға десәңму, улар сени тиңшимайду. Уларға мураҗиәт қилсаңму, улар инкас қайтурмайду. 28  Шу чағда сән уларға: “Мана, һәқиқәтән Худайи Йәһваға беқинмайдиған һәм Униң нәсиһитини қобул қилмайдиған хәлиқ! Садиқлиқ йоқ болди һәм һәқиқәтму уларниң еғизидин кәтти”,— дәйсән. 29  Сионниң қизи, узун чачлириңни қирқиғин вә уларни дөңләрниң төпилиридә ташла. Жиға нахшаңни башла, чүнки Йәһва бу әвлатни ташлиди. Сәвәви, улар Униң ғәзивиниң нишани болди. 30  “Йәһуданиң оғуллири Мениң көзүмдә яманлиқ санилидиған ишни қилди,— дәйду Йәһва.— Бу кишиләр өзлириниң жиркиничлик бутлирини Мениң исмимға беғишланған өйгә уни булғаш үчүн, әкирип қойди. 31  Улар Еном оғлиниң вадисида Тофәт егизликлирини қуруп, униңда оғул-қизлирини отта көйдүрди, гәрчә Мән уларға һечқачан бундақ әмир қилмиған едим һәм бу дәһшәтлик нәрсә ойимғиму кәлмәтти”. 32  “Шуңа, мана, шундақ күнләр келиватидуки,— дәйду Йәһва Худа,— бу орунни башқа Тофәт яки Еном оғлиниң вадиси дәп атимайду, бәлки уни қатиллар вадиси, дәп атайду. Тофәттә адәмләрни йәрләйду, у җайда орун қалмайду. 33  Бу хәлиқниң ушбу җәсәтлири һайванлар вә қушлар үчүн озуқ болиду һәм һечким уларни қоғлимайду. 34  Мән шундақ қилимәнки, Йәһудия шәһәрлиридә вә Йерусалим кочилирида хошаллиқ авази тохтайду, той жигити һәм қизиниң шатлиқ үнлири аңланмайду, чүнки бу зимин пүтүнләй чөлдәрәп кетиду”».

Изаһәтләр