Йәрәмия 8:1—22

8  «Шу вақитта,— дәйду Йәһва,— қәбирләрдин Йәһуданиң падишалириниң һәм бәглириниң устиханлирини елип ташлаветиду, шундақла роһанийларниң, пәйғәмбәрләрниң һәм Йерусалим турғунлириниң устиханлирини.  Уларни қуяш һәм ай вә барлиқ юлтузларниң алдида ташлаветиду. Йәһудийлар уларни яхши көрүп, уларға хизмәт қилатти, уларни издәтти һәм кәйнидин жүрәтти. Устиханлирини жиғип, көмүп қоймайду, улар йәр бетидә қиғ болуп ятиду».  «Бу зулум хәлиқтин аман қалғанлар, улардин қутулуп қалғанлар, һаятлиқтин өлүмни әла көриду. Мошундақ әһвал мәзкүр вәһши қәбилә үчүн Мән уларни таритивәткән һәммә җайда болиду»,— демәктә әскәрләр Сәрдари Йәһва.  «Уларға мундақ ейт: “Йәһва мундақ дәйду: Жиқилған киши йәнә турмамду? әгәр бирси қайтип кәлсә, башқисиму қайтип кәлмәмду?   Немишкә ушбу хәлиқ, пүтүнләй Йерусалим, мәңгү чекинип кәтти? Улар тәрсалиғида қаттиқ туруп, вапасизлиғидин қайтип келишкә унумайду.   Мән диққәтлик тиңшап, қулақ салдим, лекин улар сахтилиқни сөзләйду. һечбирси өз әйиплиридә товва қилип: “Мән немә қиливатимән?”— дәп соримайду. Җәңгә өзини атқан аттәк, һәрқайси көпчилик меңиватқан йолға қайтиватиду.   Сәмадики ләйләк бәлгүләнгән вақтини билиду. Пахтәк, қалиғач һәм қақира өз вақтида учүп келиду. Лекин Мениң хәлқим, Мән Йәһва уни һөкүм қилидиған вақтимни, билмәйду”.   “Қандақларчә силәр мундақ дәйсиләр: “Биз дана һәм Йәһваниң Қануни биздә?” Мана, Тәврат устазлириниң ялғанчи қәлимидин пәқәт сахтилиқ билән алдамчилиқ чиқиватиду.   Данишмәнләр өзлириниң абройини төкти. Улар жиқилип, торида чигилип қалиду. Улар Йәһва Рәббиниң сөзини рәт қилди — қени уларниң даналиғи? 10  Шуңлашқа Мән уларниң аяллирини башқиларға бериветимән. Уларниң етизлирини — йеңи мирасхорларға, чүнки уларниң барлиғи, аддийдин тартип байғичә, өзлиригә нәп издәйду. Һәммәйлән, пәйғәмбәрдин башлап роһанийғичә, һелигәрликтин баш тартмайду. 11  Улар хәлқимниң сунуқлирини әқилсиз, бепәрва давалап: “Течлиқ, течлиқ!”— дәйду. Течлиқ болса, тамамән йоқтур. 12  Улар мошундақ жиркиничлик ишлиридин иза тартиши лазим еди, лекин улар иза тартишни билмәйду. Һәтта улар иза дегән чүшәнчини һис қилалмайду! Шуңа уларни жиқилғанлар арисидин һалак болған һаләттә тапиду. Мән уларни зиярәт қилған пәйтимдә җазалаймән”,— дәп әскәртти Йәһва Худа. 13  “Мән уларни силкип, жиғимән,— дәйду Йәһва.— Үзүм ғолида бирму сап қалмайду, әнҗирдә мевилири вә уларниң япрақлири полушуп кетиду һәм Мән уларға бәргән һәммә нәрсини жүтүрүп қойиду”». 14  «Немә үчүн биз бу йәрдә олтиримиз? Келиңлар жиғилип, мустәһкәм шәһәрлиримизгә кирип, шу җайда өләйли. Сәвәви, Яратқучимиз Йәһва бизни өлүмгә буйруп, оғиланған суни ичкүзүватиду. Бу бизниң Йәһваға қарши гуна қилғинимиз үчүндур. 15  Биз хатирҗәмликни күткән едуқ, амма бизгә яхшилиқ йоқ. Биз сақийишни күткәндуқ, бирақ, мана, дәһшәтләр! 16  Дандин дүшмән атлириниң хирилдиши аңланмақта. Айғирларниң қаттиқ кишнишидин пүткүл зимин титримәктә. Дүшмән йеқинлишип, йәрни һәм униңда бар нәрсиләрни, шәһәрни һәм униң аһалисини жүтмәктә». 17  «Мана, Мән силәргә иланларни, оқ иланларни, әвәтиватимән. Уларға қарши һечбир җода йоқ вә улар силәрни тохтимай чақиду»,— демәктә Йәһва. 18  Дәрдимдә маңа тәсәлли бериңларчу! Жүригим бәк ағриватиду! 19  Мана, мән жирақ йәрдин хәлқим қизиниң пәриядини аңлаватимән: «Сионда Йәһва йоқму? Яки у җайда падиша йоқму?»— «Улар немишкә Мени өз бутлири, карға яримас илаһлири билән һақарәтлиди?»— 20  «Ома өтүп болди, яз пәсли түгиди, лекин биз болсақ, қутқузулмидуқ!» 21  Мән хәлқим қизиниң җараһәтлиридин азаплиниватимән. Мән бәк чүшкүнлүктә. Зор дәһшәт мени қаплиди. 22  Гилиатта давалайдиған мәлһәм йоқму? У йәрдә тевип қалмидиму? Немишкә хәлқимниң қизи сақаймайватиду?

Изаһәтләр