Йәрәмия 9:1—26
9 Оһ, әгәр мениң бешим суға толған қудуқ
болған болса вә көзлирим су өрләп чиқидиған
булақ болса, шу чағда мән кечә-күндүз
хәлқимниң өлтүрүлгән оғуллири һәққидә
тохтимай зар жиғлаттим!
2 Оһ, әгәр маңа бирси чөл-баяванда йолувчилар
дәм елиш маканини көрсәтсиди!
Шу чағда мән хәлқимни ташлап,
униңдин нери кетәттим.
Сәвәви, уларниң барлиғи зинахорлар
вә хаинларниң жиғиндиси.
3 Уларниң сахта тили тартилған оқ-яға охшаш,
улар күчини йәрдә һәқиқәт үчүн ишләтмәйду.
«Улар яманлиқтин яманлиққа өтүп,
Мени билгүси кәлмәйду»,— дәйду Йәһва.
4 «Бир-бириңлардин сақлиниңлар вә
һәтта қериндишиңларға ишәнмәңлар,
чүнки бурадәргә бурадәр тосқунлуқ қилип,
йеқини достиға төһмәт қилмақта.
5 Һәрким өз йенидикини алдап, растни ейтмайду.
Улар тилини хата сөзләшқә үгитип,
һарғичә явузлуқни қиливатиду.
6 Сән һарамзадә-һелигәрлик ичидә яшаватисән.
Улар қувлуғидин Мени билгүси
кәлмәйватиду»,— дәйду Йәһва.
7 Шуңлашқа әскәрләр Сәрдари Йәһва
мундақ сөзләрни ейтмақта:
«Мән уларни еритип, синаймән.
Униңдин башқа Мениң хәлқимниң
қизи билән немә қилимән?
8 Уларниң тили — һалакәтлик оқ, у ялған сөзләйду.
Һәрқайси өзиниң достиға течлиқ тиләп,
жүригидә униңға қапқан тәйярлайду».
9 «Наһәтки Мән уларни бундақ ишлири үчүн
җавапқа тартмаймән?— дәйду Йәһва.—
Бундақ хәлиқтин җеним интиқам алмамду?
10 Ушбу тағлар тоғрилиқ товлап, жиға башлаймән,
даладики яйлақлар һәққидә матәм күй ейтимән,
чүнки улар көйүп кәтти, һечким әнди уларда
жүрмәйду. Падиларниң мөриши аңланмайду,
қушлардин башлап һайванларниң
барлиғи һалакәт йеридин қечип кәтти.
11 Мән Йерусалимни харабилиққа айландуримән,
чил бөриләрниң угиси қилимән. Йәһудияниң
шәһәрлирини аһалисиз қақасқа йөткәймән.
12 Буни чүшинидиған данишмән барму?
Кимгә буни башқилириға сөзләп беришкә
Йәһваниң еғизлири ечип бәрди?
Немә үчүн зимин һалак болди?
Немә үчүн у җәзиридәк көйүп кәтти
вә һечким униңда әнди жүрмәйду?»
13 Йәһва җававән: «Уларға Мениң бәргән Қанунимни рәт қилғини үчүн, униңға әмәл қилмай, Маңа беқинмиғини үчүн,
14 амма өзиниң қәлбиниң хаһишини көзләп, атилири үгәткәндәк, Баалларниң кәйнидин жүргәнлиги үчүндур.
15 Шуңлашқа Исраилниң Тәңри, Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: “Мән мәзкүр хәлиқни әмән йегүзүп, оғиланған суни ичкүзимән.
16 Мән уларни улар билмигән, йә уларниң атилири билмигән, хәлиқләр арисида тенитип, қилич билән улар қирилип кәткичә қоғлаймән”.
17 Йәһва Сәрдар мундақ дәйду:
“Матәм нахшилирини маһиранә ейтидиған
аялларни чақириңлар. Улар кәлсун һәм немә
иш йүз бериватқини үстидә
чоңқур ойлап көрүңлар.
18 Бу аяллар алдираш келип,
силәр үчүн жиға башлисун.
Уларниң жиғиси тәсирлик болуп,
көзлириңлардин яшлар еқип,
кирпиклириңлардин сулар төкүлсун.
19 Сиондин жиға авази аңланмақта:
“Вайәй, биз өлүватимиз! Биз вәһшиләрчә
шәрмәндә болдуқ! Чүнки бизни йеримизни
ташлиғузиватиду, өйлиримиз бузулди!”
20 Демәк, аяллар, Йәһваниң сөзини аңлаңлар вә
Униң еғизиниң гепигә қулақ селиңлар!
Қизлириңларға жиғлашни үгитиңлар вә
бир-бириңларға матәм күйләрни йоллаңлар.
21 Чүнки өлүм деризәңлардин кирип,
мәккәм мунарлириңларға чүшти.
У кочилириңлардики балилириңларни вә
мәйдандики жигитлириңларни елип кетиду”.
22 Ейтқин: “Йәһва мундақ демәктә:
“Адәмләрниң җәсәтлири етиздики қиғдәк ятиду.
Улар гоя омичиниң кәйнидики кесилгән
башақлардәк ятиду һәм уларни
жиғидиған һечким болмайду”».
23 Йәһва Пәрвәрдигар йәнә мундақ дәйду:
«Данишмән, даналиғиң билән көрәңлимә
вә күчүң билән, қудрәтлик, пәхирләнмә.
Шуниңдәк, байвәччи, байлиғиңға ишәнмә!»
24 «Лекин ким махтанғуси кәлсә, Мени,
Мән Йәһва екәнлигимни, билип һәм
чүшинидиғанлиғи билән махтансун.
У шуни билсунки, Мән дайим вапа
меһир-муһәббәтни билдүрүп, адил иш тутуп,
садиқ болумән. Сәвәви, Мән буни яхши
көримән»,— дәп агаһландуриду Йәһва.
25 «Мана, шундақ күнләр келиватидуки,— дәйду Йәһва, — Мән барчә хәтниләнгәнләрни, бирақ шундақтиму хәтнисиз қалғанларни, җавапқа тартимән:
26 Мисир, Йәһудия, Едум, Аммон, Моабларни, чөлдә яшайдиғанларни, чекилирини қирип чүширидиғанларни, чүнки һәммәйлән ушбу хәлиқләрниң хәтниси йоқ һәм пүткүл Исраил өйиниңму қәлби хәтниләнмигән».