Йәшая 1:1—31
1 Амозниң оғли Йәшаяниң бәшарәтлик көрүнүшлири. У уларни Йәһудия падишалири Уззия, Йофам, Ахаз һәм Хизқияниң күнлиридә көргән еди.
2 Асманлар, тиңшаңлар вә, йәр-зимин, қулақ сал,
Чүнки Йәһва мундақ дәйду: «Мән тәрбийиләп,
Оғуллиримни чоң қилдим, амма улар
Маңа қарши чиқиватиду.
3 Өкүз өз ғоҗайинини билиду вә ешәк егисиниң
Оқурлирини, лекин Исраил буни билмәйду,
Мениң хәлқимниң әқли буниңға йәтмәйду».
4 Аһ, немә дегән қанунсиз, һарамлиқлири билән
Еғирлашқан хәлиқ! Һалиға вай, яман уруқ,
Бузулған пәрзәнтләр! Улар Йәһвани,
Исраилниң Муқәддәс Худайини, яратмай,
Униңға тәтүр қараватиду.
5 Йәнә қәйәрлириңларға уруш керәк,
Өз тәрсалиғини давамлаштуриватқанлар?
Бар бешиңлар җараһәтләнди
Һәм жүригиңлар яридар.
6 Баштин тартип тапиниңларғичә сақ йәр қалмиди:
Ярилар, дағлар, көкләр. Улар тазиланмиди,
Бағланмиди вә яғ билән майланмиди.
7 Йериңлар болса чөлдәрәп, шәһәрлириңлар
Көйдүрүлди. Етизлириңларчу? Көзүңларчә
Уларни ятлар йәватиду, һәммә нәрсәңлар
Булаң-тараҗдин кейин қалғандәк.
8 Сион қизи үзүмзарлиқтики ялғуз кәпидәк қалди,
Көктатлиқтики гәмидәк, қоршавдики шәһәрдәк.
9 Әгәр әскәрләр Сәрдари Йәһва бизгә кичиккинә
Аман қалғанларни қалдурмиған болса, биз
Садомдәк болуп, Гамораға охшап кетәттуқ.
10 Йәһва Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар,
Садомниң бәглири! Худайимизниң аянини
Тиңшаңлар, Гамораниң хәлқи!
11 «Маңа силәрниң көплигән қурбанлиқлириңлар
Немә үчүн керәк?— дәйду Йәһва. —
Мән қойларниң көйдүрмилиригә вә бодалған
Малниң йеғиға тойдум вә яш буқиларниң һәм
Қозилар билән текиләрниң қенини халимаймән.
12 Силәр йүзүм алдиға кәлгәндә, ким силәрдин
Буни тәләп қилиду? Ким силәрдин
Мениң Һойлилиримни чәйләшни тәләп қиливатиду?
13 Әнди башқа қуруқ һәдийәлириңларни әкәлмәңлар.
Силәрниң хушпурақ исриғиңлар Мән үчүн
Жиркиничликтур. Йеңи ай чиқиш байрами вә
Шәнбилик мәйрәмлик жиғинлириңларни көргүм
Кәлмәйду. Мәйрәмләш һәм... қанунсизлиқ
Бир вақитта болуватиду!
14 Силәрниң йеңи айларни күтүшиңларни һәм
Тәнтәнилириңларни җеним өч көриду. Улар
Мениң үчүн жүк болди,
Уларни көтириш Мән үчүн еғир.
15 Қоллириңларни дуада Маңа созғанда,
Мән силәрдин тәтүр қараймән. Гәрчә қанчиму
Узақ дуа қилсаңларму, Мән силәрни
Тиңшимаймән: қоллириңлар қанға булғанған.
16 Жуюнуңлар, тазилиниңлар, көзүмдин
Яман ишлириңларни йоқитиңлар,
Явузлуқ қилишни тохтитиңлар!
17 Яхшилиқ қилишни үгиниңлар, адаләтликкә
Интилиңлар, башқилирини әзгәнләрни әқилгә
Кәлтүрүңлар, житимни қоғдап, тул аялниң
Ишини һимайә қилиңлар».
18 «Шу чағда келиңлар вә сотлишимиз,— дәйду
Йәһва. — Әгәр гуналириңлар қизил рәхттәк
Болса, улар қардәк ақ болиду. Әгәр әйивиңлар
Қениқ қизил болса, улар ақ жуңдәк болиду.
19 Әгәр қулақ селишни халисаңлар,
Йәрниң яхшилиғиға бәһирлинисиләр.
20 Бирақ, әгәр ваз кечип, беқинмас болуп қалсаңлар,
Силәрни қилич йоқитиду, чүнки ушбуни
Йәһваниң еғизлири дәватиду».
21 Қандақларчә садиқ пайтәхт паһишә болуп қалди?
Авал униңда һәққанийлиқ истиқамәт қилатти,
Һазир болса, униңда қатиллар яшимақта.
22 Сениң күмүчиң чоюнға айланди,
Шаравиңға су қошулди.
23 Бәглириң — зулумлар, оғриларниң һәмкарлири,
Барлиғи соғиларни яхши көрүп, пара елишқа
Амрақ. Улар житим-йесирлар һоқуқлирини
Қоғдимайду вә тул аялниң иши уларға йәтмәйду.
24 Шуңлашқа әскәрләр Сәрдари, Исраилниң
Қудрәтлик Худайи Йәһва Егә мундақ дәйду:
«Йетиду! Мән дүшмәнлиримдин қутулуп,
Қаршилашқучилардин өч алимән!
25 Мән саңа қолумни қоюп, күл жуюндиси
Арқилиқ әхләттин тазилап, қалдуқларни
Сениңдин айримән.
26 Мән саңа авалқидәк һакимларни беримән вә
Башта болғандәк, мәслиһәтчиләрни.
Андин сени Һәққанийлиқниң шәһири,
Садақәтмән пайтәхт дәп атайду.
27 Сион адаләтлик түпәйлидин сетивелиниду,
Униң Маңа бурулған оғуллири һәқлиғи билән.
28 Барчә исиянчилар билән чекингәнләр
Уҗуқтурулиду вә Йәһвани қалдурғанлар
Биргә һалак болиду.
29 Шундақ, улар бәк сөйүмлүк мәнзирилик
Дәрәқлири үчүн иза тартиду, өзлиригә таллиған
Бутпәрәст бағлар үчүн шәрмәндә болушиду.
30 Силәр өзәңлар йопурмақлири солишип кәткән
Мәнзирилик дәрәқләрдәк болисиләр вә
Сусиз қалған бағдәк қуруп кетисиләр.
31 Араңлардики күчлүк киши саман болуп,
Униң иши учқунға айлиниду.
Улар тутушуп, биллә көйиду
Вә һечким уларни өчәрмәйду».