Йәшая 11:1—16

11  Чепилған Йишайниң дәриғидин үнүм Чиқиду вә униң көтигидин чиққан путақ Мевиләрни елип келиду.   Униңға Йәһваниң роһи қониду, Даналиқ һәм сағлампикирликниң роһи, Нәсиһәт һәм ғәйрәтниң роһи, Билим һәм Йәһвадин әйминиш роһи.   Йәһваниң алдида мәвҗут қорқунуч униңға Хошаллиқ бериду. У көзлириниң көрүши Асасида һөкүм чиқармайду вә қулақлириниң Аңлиши бойичә қарар қобул қилмайду.   У кәмбәғәлләрни һәқиқәт асасида сотлайду, Зимин бечарилириниң ишлирини һәқиқәткә Тайинип йешиду. У йәрни еғизиниң чивиғи Билән уриду вә рәзилләрни еғизиниң Нәпәси билән өлтүриду.   Униң потиси һәққанийлиқ вә бәллириниң Бағлиниши садақәтлик болиду.   Шу чағда бөрә қоза билән яшайду, Күчлүк барс оғлақ билән ятиду. Мозай, яш шир вә семиз буқа биллә жүриду Вә кичик бала уларни отлитиду.   Кала ейиқ билән биргә отлайду, Уларниң балилири қешида ятиду. Шир өкүздәк чөп йәйду.   Гөдәк сур иланниң угиси йенида ойнап, Кичик бовақ қолини зәһәрлик иланниң Угисиға қорқмай тиқиду.   Һечким Мениң муқәддәс теғимда яманлиқ Һәм зиян кәлтүрмәйду, чүнки Йәһва Худа Тоғрилиқ билимләр йәрни су деңизни Толтурғандәк толтуриду.  10  Ушбу күни Йишайниң йилтизи хәлиқләргә Туғдәк көтирилиду һәм бутпәрәсләр Мәслиһәт елиш үчүн униңға бурулиду. Униң макани хатирҗәм боп, шөһрәтлиниду. 11  Мәзкүр күни Йәһва йәнә, иккинчи мәртәм, қолини созуп, Өзигә хәлқиниң қалдуғини жиғиш үчүн, уларни Ассурдин, Мисирдин, Патростин, Куштин, Еламдин, Сенаардин, Хаматтин вә деңизниң араллиридин алиду. 12  У бутпәрәсләргә туғни тикләп, Исраилниң қоғланған оғуллирини вә Йәһуданиң чечилип кәткән қизлирини аләмниң төрт қиридин жиғиду.  13  Шуниң билән Әпрайим һәсәтхорлиғи түгәйду, Йәһуда билән қаршилашқанлар қирилиду. Әпрайим Йәһудаға көрәлмәслик қилмайду Вә Йәһуда Әпрайимниң дүшмини болмайду.  14  Улар биллә филистиялиқларға һуҗум қилиду, Шәриқниң оғуллириға булаңчилиқ қилиду. Улар Едум билән Моабқа қолини тәккүзиду Вә Аммонниң оғуллириму уларға беқиниду.  15  Йәһва Мисир деңизиниң ғолини бөлүветиду Вә Фират дәриясиға қолини суниду. Роһиниң Қайнишида униң йәттә еқинини қурутуветип, Адәмләр путидики сәндәллиридә уни өтәләйду.  16  Шу чағда Униң хәлқиниң қалдуғиға Ассурдин Йоған йол селиниду. Исраил Мисирдин Чиққанда ечилған йолдәк, йол болиду.

Изаһәтләр