Йәшая 13:1—22

13  Амозниң оғли Йәшая вәһийдә көргән Бабилниң еғир жүки һәққидә вә униңға қарши хәвәр:   «Очуқ тағда туғни егиз көтириңлар. Уларға вақирап, қолуңларни пулаңлитиңлар, Улар егидарларниң дәрвазилириға кирсун!   Мән таллиғанлиримға буйруқ бәрдим, Әскәрлиримни ғәзивимни әмәлгә ашуруш үчүн Чақирдим. Улар Мениң күч-қувитимдә Пәхирлинип, тәнтәнә қиливатиду.   Аңлаңлара! Тағлардики ваң-чүң гоя бүйүк Көпсанлиқ хәлиқтин! Шаһлиқларниң әндиши Аңланмақта, улар биргә жиғилған хәлиқләр. Әскәрләр Сәрдари Йәһва җәңгә чиқидиған Ләшкәрлирини синчилап қараватиду.   Улар жирақ дөләттин, асманларниң четидин Келиватиду, пүткүл йәрни һалак қилиш үчүн — Йәһва һәм Униң қәһриниң қураллири.   Өпкидәп жиғлаңлар, чүнки Йәһва күни йеқиндур! Ушбу күн Һәммигә Қадирдин һалакәттәк Пүткүл йәр йүзигә келиватиду.   Мана немишкә һәмминиң қоллири аҗизлашти Вә һәркимниң жүриги қорқуштин ерип кәтти.   Инсанларни дәһшәт, паракәндә һәм азаплар Қаттиқ тутти. Улар туғуватқан аялдәк ағриқтин Орун тапалмайватиду. Бир-биригә алақзадә Қаришип, үзлири оттәк қизарди.   Мана, Йәһва күни йүз бериватиду, У бир дәһшәттур! У қәһәр билән ялқунлиған Ғәзәпкә толған. Мәхсити, зиминни қақас қилип, Гунакарларни униңдин пүтүнләй йоқитиштур.  10  Асмандики юлтузлар вә уларниң түркүмлири Әнди йоруқлуқ бәрмәйду. Чиқиватқан қуяш Нур чачмайду вә айму йорутмайду. 11  Мән сәвәнликкә толған аләмни зиярәт қилип, Рәзилләрниң беқанунлиғиға нәзәр салимән. Тәкәббурлар чоңчилиғини йоқитип, залимлар Мәғрурини йәр билән йәксән қилимән.  12  Мән шундақ иш қилимәнки, адәмләрни тепиш Сап алтунни, мәшһур Офир алтунини, Тепиштин қийин болиду.  13  Буниң үчүн Мән асманни силкиндүримән, Шу чағда йәрму орнидин қозғилип кетиду. Сәрдар Йәһва Худаниң нәпритидин вә Униң көйүватқан ғәзиви күнидә бу болиду.  14  Һәрким қоғлиған өшкиләр вә падичисиз қалған Қойлардәк өз хәлқигә қайтиду вә һәрким өзи Яшиған йеридин жүгрәйду.  15  Қолға чүшкән һәрқандақ киши нәйзилиниду Вә ким тутувелинса, қиличтин өлиду.  16  Уларниң балилирини көзлири алдида Өлтүрүветиду, өйлири булаңчилиққа дуч болиду, Аяллирини болса, вәһшиләрчә зорлуқ қилиду.  17  Мана, Мән уларға қарши күмүчни қәдир Тутмайдиған вә алтунға амрақ Әмәс мидиялиқларни әвәтимән.  18  Улар жигитләрни оқ-ялири билән санчип, Гөдәкләрниму айимайду вә һәтта қосақтики Балиларғиму уларниң ичи ағримайду.  19  Бабил — шаһлиқларниң арисидики әң гөзәл, Халдиялиқларниң мәғрури һәм бүйүклиги, Пәрвәрдигар вәйран қилған Садом билән Гаморадәк гумран болиду.  20  Униңда башқа аһали яшимайду, Һечким һечқачан униң турғуни болмайду. Әрәп у җайда чедирини тикмәйду вә Падичилар падилирини у йәргә әкәлмәйду.  21  У йәрдә һәрхил явайи мөшүкләр яшайду, Уларниң маканлири үкиләргә толиду, у йәргә Төгиқушлар җайлишип, Алвастилар сәкрәп жүриду.  22  Униң сарайлирида чил бөриләр һувлайду, Атақлиқ мунарлирида дәштниң һайванлири Истиқамәт қилиду. Пат-йеқинда униң вақти Келиду, чүнки униң күнлири санақлиқ».

Изаһәтләр