Йәшая 14:1—32
14 Йәһва Яқупқа рәһимлик көрситип, яңливаштин Исраилни таллайду. У исраиллиқларни уларниң зиминида орунлаштуруп, уларға чәтәлликләрни қошиду. Чәтәлликләр уларға қошулуп, Яқуп өйигә чаплишиду.
2 Хәлиқләр уларни елип, өз орниға әкелиду. Исраиллиқлар болса, уларни Йәһва зиминида өзләштүрүп, улардин қулларни қилиду. Исраиллиқлар әсирдә уларни тутқунлуқта тутқанларни тутуп, һөкүмранлири үстидин һөкүмранлиқ жүргүзиду.
3 Мәзкүр күни Йәһва сени азаплириңдин, қайғулириңдин вә еғир қуллиғиңдин азат қилғанда,
4 шу чағда сән Бабил шаһи тоғрилиқ мундақ тәмсилни ейтип берисән:
«Наһәтки қийниғучи теч болди?
Наһәтки әзгүчи йоқалди?
5 Йәһва Худа зулумларниң калтигини сундурди,
Һөкүмдарларниң тәкәббур һасисини.
6 У хәлиқләрни тохтимас қәһридә
Урғанни уҗуқтурди, чүнки у қәбилиләрни
Рәһимсиз беқиндуруп, езәтти.
7 Барлиқ йәр тиничлинип, дәм еливатиду,
Адәмләр шатлиғидин үндәватиду!
8 Либан кедрлири сән һәққидә хошал болушуп,
Мундақ дәйду: “Сән ухлап қалғандин башлап,
Һечким бизни чепишқа кәлмәйватиду!”
9 Һәтта гөрстанму қимирлап кәтти,
Cени киришиңдә қарши елишқа.
Сениң үчүн өлгәнләрни охатти, йәрниң
Барлиқ даһилирини. Һәтта хәлиқләрниң
Шаһлирини тәхтлиридин турғузди.
10 Улар һәммиси саңа демәкчи:
“Сәнму биздәк оруқлап кетипсән,
Сәнму бизгә раса охшапсән!
11 Гөргә сениң улуқлиғиң, нахшилириңниң
Сазлири ташланди. Астиңда қурутлар
Орун-көрпәң болуп, чириклик сени япиду”.
12 Қандақларчә сән, парлақ юлтуз,
Шапаәтниң оғли, әрштин жиқилдиң?!
Хәлиқләрни чәйлигән сән, палта урған
Дәрәқтәк йәргә ғулап чүштиң?!
13 Сән өз жүригиңдә: “Асманларға көтирилип,
Худа юлтузлиридин жуқури болумән.
Тәхтимни әрштә қоюп, жиғинниң теғида,
Шималниң қирида олтиримән.
14 Булутлардин егиз җайға чиқип,
Һәммидин Йүксәккә қияс болумән!”— дедиң.
15 Лекин сән гөргә, қәбиргә,
Чоңқур ориниң түвигә ташландиң.
16 Көргәнләр сән һәққидә мулаһизә қилишип:
“Наһәтки ушбу шәхс йәрни зил-зилигә
Кәлтүрүп, шаһлиқларни титритәтти?
17 Җаһанни чөлгә айландуруп,
Шәһәрлирини вәйран қилатти вә
Тутқунлирини һәргиз өйигә қоюп
Бәрмәтти?”— дәп, һәйран қалиду.
18 Хәлиқләрниң барлиқ шаһлири шан-шәрәптә,
Һәрқайсиси өз мәқбәрилиридә ятмақта.
19 Сән болсаң, ялғуз қәбирсиз, кәби керәксиз
Сунған шахқа охшап, өлүкләрниң җәсәтлири
Астида яттиң. Сән чәйләнгән җәсәткә охшидиң.
20 Сән шаһлар билән биллә дәпин қилинмайсән,
Сәвәви, өз йериңни вәйран қилип, өз
Хәлқиңни қиривәттиң. Залимлар әвлади
Әсирләр бойи әскә елинмайду.
21 Әнди болса, униң оғуллирини атилириниң
Қилмишлири үчүн дарға есиңлар.
Улар кәлгүсидә күчкә толуп, йәрни егиләп,
Қарши чиқмаслиғи үчүндур.
22 «Мән уларға қарши чиқимән»,— дәйду әскәрләр Сәрдари, Йәһва Худа.
«Мән Бабилниң исмини йоқ қилип, униңдин қалған қалдуқни һәм әвладини йоқитимән»,— дәйду Йәһва.
23 «Мән уни кирпиләрниң маканиға һәм сазлиққа айландуруп, қириш сүпүргиси билән сүпүрүветимән»,— дәйду Сәрдар Йәһва Пәрвәрдигар.
24 Әскәрләр Башчиси Йәһва қәсәм ичти:
«Мән немә ойлиған болсам, шу болиду,
Немини нийәт қилсам, шу дәл йүз бериду.
25 Мән Ассурни Мениң йеримдә һәм Мениң
Тағлиримда чәйләветимән. Хәлқимдин униң
Жүкини елип, униң мүрисидин ташлаймән».
26 Худаниң пүткүл йәр-зиминға тегишлик
Қарари шундақтур вә Униң қоли
Барчә хәлиқләргә қаритилғандур.
27 Сәвәви, әскәрләр Сәрдари Йәһва қарар чиқарса,
Ким Униңға қаршилиқ көрситәләйду? У
Қолини созса, ким уни қайтуралайду?
28 Ахаз падишаниң өлүм жилида мундақ елан болди:
29 «Филистия, сән һәм пүткүл хәлқиң сени
Уҗуқтуриватқан калтәкниң сунғиниға хошал
Болма, чүнки иланниң йилтизидин пәқәт
Зәһәрлик илан чиқиду һәм униң мевиси —
Учудиған от илан болиду.
30 Шу чағда җапакәшләрниң тунҗа балилири
Тойғичә отлайду вә гадайлар хатирҗәм ухлайду.
Сениң томуриңни болса, Мән ачарчилиқ билән
Өлтүримән һәм қалдуғиң һалак қилиниду.
31 Дәрвазилар, жиғлаңлар! Пүткүл шәһәр, товла!
Филистия зимини, пүтүнләй чечилип кетисән,
Чүнки шималдин ис-түтәк йеқинлишиватиду,
Әскәрлириниң ичидә бирму осалли йоқ.
32 Хәлиқләр хәвәрчилири немини җакалаватиду?
Йәһва Худа Сионниң һулини қайта салди
Вә Униң аҗиз хәлқи Сионда панагаһ тепип,
Бехәтәрликтә истиқамәт қилиду.