Йәшая 15:1—9

15  Моабқа қарши еғир хәвәр: Шундақ, түндә Ар-Моаб вәйранчилиқтин Теч болиду! Шундақ, түн бойи Кир-Моаб Гумранлиққа учрап, харап болиду!   Кишилири дөңләргә көтирилип, Дибон Һәм бутхана һәққидә жиғлаватиду. Моаб Нево вә Медебаларға өпкидәватиду, Барлиғиниң чачлири чүшүрүлүп, Сақаллири кисқартилди.   Кочилирида һәммәйлән қапларға кийинди, Өгүзләрдә вә мәйданларда жиғилишип, Яш-нәмгә чөкүп қалди.   Есибон вә Елеале товлимақта, уларниң үни Һәтта Йахазда аңланмақта. Шуңлашқа Моабниң Ләшкәрлири қорқуп, җени чиқмақта.   Қәлбим Моаб һәққидә хапичилиқта. Униң қачқунлири Зоар вә Еглатқичә йәтти. Улар жиға-зерә билән Лухитниң қаптилидин Көтирилип, Хоронайинниң йолида апәт Азавидин қаттиқ жиғлишиватиду.   Нимримниң сулири қуруп кәтти, Яйлақлар қуруп, гия-кокатлар солашти. Отлақларда һечбир көк көрүнмәйду.   Шуңлашқа улар байлиғиниң һәм мал-мүлкиниң Қалдуқлирини елип, әрәпләрниң өстиңи вә Вадиси арқилиқ өтүватиду.   Уларниң жиға-зари Моабниң чәклиригә тарилип, Еглайимда уларниң зарлиши вә Беэр-Елимда Муңлуқ зувани чиқмақта.   Димонниң сулири қанға айланди. Амма Димон үчүн Мән йеңи нәрсә тәйярлап Қойдум: Мән Моабниң аман қалған нәслигә, Қачақларға вә вәтинидә қалғанларға, Жиртқуч ширларни әвәтимән.

Изаһәтләр