Йәшая 16:1—14

16  Селадин йәр һөкүмдариға қойларни әвәтиңлар. Уларни чөл-җәзирә арқилиқ Сион қизиниң Теғиға әвәтип бериңлар.   Моаб қизлири Арнонниң өткүллиридә угисидин Қоғланған вә тәнтирәп жүргән қушқа охшайду.   «Бизниң умум хаһишимизни орунлап бәргинә. Сениң көләңгәң түндәк болуп, Сәргәрданларни япсун, қачқанларни Дүшмәнләр қолиға бәрмигинә.   Моаб, сениңда адәмлирим пана тапсун. Һуҗумчидин уларниң йопуғи болғин. Чүнки әзгүчиниң ахири келиду, вәйран қилиш Тохтайду вә булаңчилиқ қилғанлар Йәр бетидин йоқитилиду.   Шу вақитта тәхт меһир-шәпқәткә бола чиңийиду Вә униңда Давут әвладидин падиша олтириду. У һәққаний һәм тәҗрибилик сотчи болуп, Униң һакимийити вапа сөйгү һәм Садиқлиқта мәккәм асаслиниду». У адил һөкүм қилип, кечиктүрмәй Тоғра ишини башлайду.   Биз Моабниң тәкәббурлиғи, чәксиз мәғрурлиғи, Униң йоғанчилиғи, мәнмәнлиги вә көрәңлиги Һәққидә аңлидуқ, лекин униң Махтиниши — қуруқ сөздур!   Шуңлашқа Моаб өзи һәққидә жиғлайду. Моабниң барлиғи һөкүрәйду, йеңилғанлар Қирхәрәстниң кишмишлик тоғачлири Тоғрилиқ қаттиқ қайғуриду!   Сәвәви, Хешбонниң етизлири қуруп кәтти Вә Сивманиң үзүм ғоллири йоқ болди. Хәлиқләр һөкүмранлири уларниң есил Қеп-қизил үзүмини чәйләвәтти. Униң Бәргилири Язерғичә йетип, сәһрада йейилатти, Ғоллири һәтта деңизғичә йәткәнди.   Мана немишкә мән Язердәк Сивманиң үзүм Ғоллири һәққидә жиғлаймән. Хешбон вә Елеала, силәргиму көз-яш қилимән, Чүнки һосул жиғиш пәйтидә Ваң-чуң хошаллиғиң түгиди.  10  Бағларда вә үзүмзарлиқларда әнди шатлиқ Вә хошаллиқ аңланмайду. Һечким үзүмни Искәнҗиләрдә чәйлимәйду. Мән ушбу Шадиманлиққа чекит қойдум.  11  Шуңлашқа ичим Моабқа нәйдәк жиғлайду Вә жүригим Қирхәрәст тоғрилиқ ичишиду. 12  Қанчиму Моаб һарғичә қутлуқ егизликлиридә сәҗдә қилмисун вә өзиниң бутханисида қанчиму дуа қилмисун, һечнәрсә ярдәм бәрмәйду. 13  Мана, Йәһваниң Моаб һәққидә қедимда ейтқанлири. 14  Әнди болса, Йәһва Худа мундақ дәйду: «Топ-тоғра үч жилдин кейин Моабниң улуқлиғи орниға шәрмәндилик келип, униң турғунлири пәсийип, паракәндиликкә чүшиду. Униңдин азғина муһим әмәс, бәлки аҗиз қалдуқ қалиду».

Изаһәтләр