Йәшая 17:1—14
17 Дәмәшқкә қарши хәвәр:
«Дәмәшқ шәһәрләр қатаридин чиқирилип,
Харабилиқларға айлиниду.
2 Ароерниң шәһәрлири ташлинип,
Һайванларниң падилири үчүн қалиду.
Улар шу җайларда дәм алиду һәм
Һечким уларни қоғлимайду.
3 Әпрайимда мустәһкәмләнгән шәһәрләр болмайду
Вә Дәмәшқниң шаһлиқ һоқуқи қалмайду.
Униң билән қалған Арамниң шәрипи түгәйду.
Исраил оғуллириниң шөһрити билән болған
Иш улар биләнму йүз бериду»,— дәп җакалайду
Сәрдар Йәһва.
4 «Мәзкүр күндә Яқупниң шан-шәрипи
Осаллишип, семиз тени оруқлап кетиду.
5 Униң билән нәқ шундақ иш йүз беридуки,
Репаимлар вадисидики етизларда омичилар
Һосул жиғип болғандин кейин азла башақлар
Қалғандәк, уларму дәл шундақ болиду.
6 Пәқәт азлирила аман қалиду.
Зәйтунларни дәрәқләрдин чүшәргәндин кейин
Икки-үч мевә учида қалғандәк яки дәрәқниң
Йемишлик шахлирида төрт-бәш мевә туруп
Қалғинидәк»,— дәйду Исраил Худаси Йәһва.
7 Мошу күни адәм балиси өз Яратқучисиға бурулуп қарайду вә көзлирини Исраилниң Муқәддәс Илаһиға тикиду.
8 У қоллириниң әсәри, қурбангаһларға, қаримайду вә униң бармақлири ясиған Аштарот вә Қуяшниң бутлириға нәзәр ташлимайду.
9 Ушбу күни униң мустәһкәмләнгән шәһәрлири
Орманлиқта ташланған йезиларға охшайду
Вә исраиллиқлар алдида ташланған шахтәк,
У йәрдә чөл-баяван болиду.
10 Чүнки сән ниҗатиң Тәңрини унтуп қалдиңғу
Вә сени мустәһкәм қилидиған ташлиқ тағ
Һәққидә мулаһизә қилмидиң. Шуңлашқа сән
Оюн-тамашә бағлирини асрап, уларда
Ят үзүмзарлиқниң көчәтлирини тиктиң.
11 Күндүзи өсүшигә ғәмхорлуқ қилдиң.
Уруғуң өсүп чиқип, гүлләнди, лекин күткән
Һосулуң орниға тәсәллисиз қайғу-һәсрәт
Сениң олҗаң болиду.
12 Тиңшаңлар! Немә дегән көплигән хәлиқләрниң
Вараң-чуруңлири чиқиватиду!
Улар боран-чапқунлуқ деңиздәк чеқираватиду.
Бу қәбилиләрниң немә дегән һөкүриши!
Улар қудрәтлик сулардәк какираватиду.
13 Хәлиқләр кәби мол сулардәк һөкүриведи,
Амма Худа уларға попуза қилди —
Улар жираққа қечишти, шамалдин қоғланған
Самандәк тағларға қачти вә топа-чаңдәк учти.
14 Кәчқурунлуғи апәт кәлди вә униң билән
Туюқсиз дәһшәт. Сәһәр йоруғичә дүшмән йоқ.
Мана мошундақ болиду бизни булаң-талаң
Қиливатқан қарақчиларниң қисмити!