Йәшая 19:1—25
19 Мисирға қарши хәвәр:
Мана, Йәһва Худа булутта олтирип, Мисирға
Йол тутти. Униң йүзи алдида Мисирниң
Карға яримайдиған худалири титришип,
Мисир жүриги қорққинидин ерип кәтти.
2 «Мән мисирлиқларни бир-биригә қарши қойимән,
Қериндаш қериндаш билән, дост дост билән,
Шәһәр шәһәр билән урушидиған болиду.
3 Мисирниң роһи аҗизлишип,
Униң зеһнини йоқитимән.
Улар өзлириниң пайдисиз бутлириға,
Сехирчилириға вә өлүкләрни чақиридиған
Җодигәрлиригә мураҗиәт қилиду.
4 Мән Мисирни сүрлүк ғоҗайинниң қолиға
Тапшуримән вә вәһши шаһ үстидин
Һөкүмранлиқ қилиду»,— дәйду һәқиқий
Пәрвәрдигар, Сәрдар Йәһва.
5 Деңиздики сулар тартилип кетиду
Вә дәрияму қуруп кетиду.
6 Дәриялардин сесиқ пурақ чиқиду,
Нил өстәңлириниң сүйи тартилиду,
Қомуч билән сазлиқ қорайи солишиду.
7 Нил бойидики кокатлиқ қуруп кетиду.
Яйлақлар вә етизлиқлар йоқилиду,
Уларни шамал учартип әкетиду.
8 Белиқчилар қайғуруп, жиғлишиду.
Дәрияға қармақ ташлайдиғанлар
Азийип, хапичилиққа чүшиду.
9 Зиғирдин кийим тикидиғанлар вә
Ақ матани тоқуйдиғанлар уятта қалиду.
10 Шундақла уларниң сайманлири сунуп,
Ялланған ишчилири ишсиз қалиду.
11 Зоанниң бәглири әқлидин адашти,
Пирәвнниң данишмән мәслиһәтчилири бемәна
Мәслиһәтләрни бәрмәктә. Қандақларчә силәр
Пирәвнгә өзәңларни қедимий шаһларниң
Оғуллири, даналарниң әвлади дәләләйсиләр?
12 Қени әнди, сениң данишмәнлириң?
Улар саңа, әскәрләр Худайи Йәһваниң Мисир
Тоғрилиқ нийәтлирини билсә, ейтип бәрсун.
13 Зоанниң бәглири әқилсиздур,
Нотниң бәглири алдинип қалди вә Мисирни
Қәбилилириниң башчилири йолдин адаштурди.
14 Йәһва униңға мәсхуш роһини қуйди вә улар
Мисирни һәммә ишлирида йолдин чиқарди.
У гоя мәс киши өз қусуғида
Меңиватқандәк, тейилип жүриду.
15 Әнди Мисирда баш билән қуйруқ, пальма
Билән қомуч, йешәләйдиған иш болмайду.
16 Мошу күни Мисир аялға охшап кетиду.
У титрәп-силкинип, Сәрдар Йәһваниң униңға қорқунуч ишарәт көрситиватқан қолини көриду.
17 Йәһуда зимини Мисирни дәһшәткә әкелиду. Сәрдар Йәһва Худаниң ой-нийәтлирини чүшәнгәндә, һәтта бирси Йәһуда тоғрилиқ сөз қилса, улар чөчиду.
18 Ушбу күни мисирлиқлар йеридә бәш шәһәр Қанан йериниң тилида сөзлишиду вә Йәһва Сәрдарға садиқлиқта қәсәм ичиду. Уларниң арисидики бири Бузуш шәһири дәп атилиду.
19 Бу күни Йәһваниң қурбангаһи Мисир зимининиң оттурисиға қоюлиду вә Йәһваниң шәнигә орнитилған ядикарлиқ униң чегарисида.
20 Ушбу нәрсә Мисирдики әскәрләр Сәрдари, Худа Йәһваға болған бәлгү-нишан вә гувалиқ болиду. Адәмләр Йәһваға әзгүчилири һәққидә налә қилишиду вә У уларға қутқузидиған ниҗаткарни һәм һимайичини әвәтиду.
21 Шундақ қилип, мәзкүр күндә Йәһва Мисирда тонушлуқ болуп, мисирлиқлар Йәһва Рәббни тонуп-билиду. Улар Йәһваға қурбанлиқларни, һәдийәләрни сунуп, вәдиләрни берип, уларни орунлайду.
22 Йәһва әгәр Мисирни җазалисиму, уни уҗуқтуруп, андин сақайтиду. Кишиләр Йәһваға қайтиду вә У уларға еңишип, илтиҗалирини аңлап, давалайду.
23 Шу күни Мисирдин Ассурға йоған түз йол ятиду. Ассур Мисирға келиду вә Мисир Ассурға бариду. Мисир Ассур билән биллә Худаға хизмәт қилиду.
24 Ушбу күндә Исраил Мисир һәм Ассур билән иттипақ қуриду вә пүткүл йәр үчүн бәрикәт болиду.
25 Сәвәви, әскәрләр Сәрдари Йәһва уларни бәрикәтләп, мундақ дәйду: «Мениң хәлқим — Мисир вә қолумниң яратмиси — Ассур һәм Мениң мирасим — Исраил бәрикәтләнсун!»