Йәшая 20:1—6
20 Ушбу жили, Ассур шаһи Саргондин әвәтилгән баш командан Ашдотқа келип, уни қоршавға алди.
2 Шу вақитта Йәһва Амозниң оғли Йәшаяға мундақ деди: «Белиңдики җул-җулни вә путлириңдики сәндәлләрни йешип, ялаңғидақ жүр». Йәшая дәл шундақ қилип, ялиңач һәм аяқ кийимсиз жүрди.
3 Андин Йәһва: «Мениң қулум Йәшая үч жил давамида ялиңач һәм аяқ кийимсиз жүргини — бу Мисир билән Ефиопияға бәлгү һәм әскәртиш.
4 Ассур шаһи Мисирдин һәм Ефиопиядин тутқунларни мошундақ елип маңиду. Яшларни һәм қериларни, ялиңач һәм ялаңғидақ, йотилири ечилған түри билән. Мисирға шәрмәндә!
5 Шу чағда йәһудиялиқлар буни көрүп, дәһшәткә толуп, иза тартиду, чүнки улар үчүн Ефиопия үмүти еди вә Мисир шөһрити еди.
6 Шу күни мәзкүр деңиз бойида яшиғучилар мундақ дәйду: “Қараңлара, биз үмүт артқан панагаһимиз билән немә болуватиду! Биз уларға Ассур шаһидин қутулуш үчүн қачқан едуқ. Әнди өзимиз қандақму қутқузулимиз?”— дәп вайимға чүшиду».