Йәшая 21:1—17
21 Деңиз әтрапидики чөлгә — Бабилға қарита хәвәр:
Җәнуптин боранлар учуп келидиғандәк, апәт
Дәһшәтлик зимин, чөл-баявандин, келиватиду.
2 Маңа бир сүрлүк көрүнүш берилди:
Қарақчи булаң-талаң қиливатиду,
Вәйран қилғучи һәммини бузуватиду.
Елам, һуҗум қил! Мидия, қоршавға ал!
Мән Бабил әкәлгән барчә азапларға
Ахирни җәзмән қойимән.
3 Бу көрүнүштин бәллирим зор ағриққа толди.
Мени туғудиған аялни тутудиған азаплар тутти.
Мән шунчилик әндишигә чүштимки, һәтта
Һечнәрсини аңлимаймән. Мән шунчилик
Вәһимидә, һечнәрсини көрмәймән!
4 Жүригим пулаңлап, мени титрәк басти.
Маңа һөзүрлинишни вәдә қилған түн
Зор дәһшәткә айланмақта.
5 Дәстиханларни тәйярлаңлар, йәп-ичиңлар!
Күзәтчиләр күзәттә туриду.
Бәгләр, туруп, қалқанларни яғлаңлар!
6 Чүнки Йәһва маңа мундақ деди:
«Берип, күзәтчини қой, у
Көргини һәққидә җакалап турсун».
7 У, мана, атларға қошулған җәң һарвуни көрди.
Кейин ешәкләрдә келиватқан җәңчи әрләрни,
Андин төгиләрдә жүргән ләшкәрләрни.
У интайин диққәтчан тиңшап,
Әтрапни зор зеһни билән күзитәтти.
8 Андин у ширдәк қаттиқ вақириди:
«Йәһва Егәм! Мән күзәттә әтидин кәч киргичә
Турдум вә күзәт мунарисидә һәр түндә болдум.
9 Мана, мән адәмләрни, җәң һарвуда
Чавандазларни көрүватимән!»
Андин у жуқури авазда:
«Жиқилди, жиқилди Бабил! Униң барлиқ
Бутлири йәрдә чеқиқлиқ ятиду!»— деди.
10 Аһ, мениң янчилған дандәк хәлқим!
Сән мениң билән бир хаманниң буғдийи!
Мән Исраилниң Тәңри, Йәһва Сәрдардин немә
Аңлиған болсам, шуни саңа йәткүзиватимән.
11 Едумға қарши хәвәр:
Маңа Сәирдин мураҗиәт қиливатиду:
«Күзәтчи, сәһәргә аз қалдиму?
Күзәтчи! Түнгә қанчә болди?»
12 Күзәтчи җававән мундақ деди:
«Сәһәр йеқинлишиватиду, андин йәнә бир түн.
Әгәр йәнә бирнәрсини сорисаңлар, келиңлар!»
13 Далаға — Әрәпстанға қарита хәвәр:
Дедан карванлири, силәр даладики
Дәрәқләрниң қешида қонисиләр.
14 Теман зимининиң турғунлири,
Чаңқиғанни су билән қарши елиңлар,
Қачқанларға нан-туз бериңлар.
15 Чүнки улар қиличлардин, чиқирилған
Қиличлардин, тартилған оқ-ялардин вә
Урушниң шиддәтлигидин қачмақта.
16 Маңа Йәһва шундақ деди: «Нәқ бир жилдин кейин Кедарниң барлиқ шан-шөһрити йоқап-пүтиду.
17 Вә Кедар оғуллириниң арисида әскәрләр сани азла болиду, чүнки буни Исраилниң Илаһи Йәһва ейтиватиду».