Йәшая 23:1—18
23 Тир тоғрилиқ хәвәр:
Таршишниң кемилири, жиғлаңлар,
Чүнки кемәҗай вәйран болди!
Униңға әнди кириш мүмкин әмәс.
Ушбу һәққидә Киттим йеридин хәвәр кәлди.
2 Деңиз бойида яшиғучилар, теч олтириңлар!
Сидонниң содигәрлири силәрни
Һәрхил затларға бай қилатти.
3 Улар бүйүк сулар бойичә Шихорниң денини
Йәткүзүп, Нилниң һосулини әкеләтти.
Бу сени бейитип, хәлиқләргиму кирим берәтти.
4 Сидон, иза тартқин, чүнки сән деңиз бойидики
Мустәһкәмләнгән шәһәр едиң.
Сәвәви, деңиз мундақ дәйду: «Әнди мән туғут
Азаплирини тартмаймән вә пәрзәнтләрни туғуп,
Жигит-қизларни тәрбийиләп, чоң қилмаймән».
5 Тир тоғрилиқ хәвәр Мисирға йәткәндә,
Улар силкинип кетиду, чүнки Мисир
Тоғрилиқ хәвәр дәл шундақ еди.
6 Таршишқа үзүңлар, деңиз бойиниң турғунлири,
Зарлап-һөкүрәп жиғлаңлар!
7 Наһәтки бу қедимдин бәрпа болуп,
Дайим шатлинип өткән шәһәрдиму?
Әнди болса, униң аяқлири ят зиминларда
Сәргәрдан болуп жүрмәктә.
8 Ким бу қисмәтни Тир үчүн бәлгүлиди?
У шаһларға таҗларни таритатти,
Униң содигәрлири бәгләр еди вә
Униң тиҗарәтчилири — дунияниң
Атақлиқ кишилири болған.
9 Мәзкүр қарарни әскәрләр Худайи Йәһва чиқарди.
У шундақ қилип, Тирниң мәғрурини
Йәр билән йәксән қилди, дуния һөрмәтлигән
Вал-вул юлтузларни бемәна қиливәтти!
10 Таршишниң қизи, Нил дәриясидәк
Тосқунлуқсиз йейилип жүр!
Әнди кемилириң тохтайдиған җай йоқ.
11 Йәһва қолини деңизға созуп, шаһлиқларни
Тәврәтти. У Фәникийә һәққидә пәрман
Чиқирип, қорғанлирини бузувәтти.
12 У мундақ дәйду: «Әнди сән, тәқипләнгән
Сидонниң қизи, башқа хошал болмайсән!
Тур, Киттимға бар, лекин у
Йәрдиму арам тапмайсән».
13 Мана, халдийларниң зиминиға қарап беқиңлар!
Лекин ассурлиқлар әмәс, бәлки халдийлар
Тирни явайи чөлниң һайванлири үчүн
Яшайдиған маканға айландурди.
Улар қоршав иншаәтлирини қоюп,
Униң чиңайтилған мунарлирини бузуп,
Уни харабилиққа айландурди.
14 Таршиш кемилири, қаттиқ жиғлаңлар,
Чүнки силәрниң таянчиңлар гумран болди!
15 Ушбу күндә Тирни 70 жилға унтуйду (бу бир падишаниң һаят дәври). 70 жил өткәндин кейин Тир шәһири билән паһишигә нисбәтән немә болса, шундақ иш йүз бериду. Мана, у тоғрилиқ нахшида немә ейтилиду:
16 «Чилтарни елип, пүтүн шәһәрни
Кезип өт, унтулған паһишә!
Чевәрлик билән ойнап,
Көплигән күйләрни ейт.
Сени әскә елиши үчүн тиришқин».
17 Шундақ болидуки, 70 жилдин кейин Йәһва Пәрвәрдигар Тирни зиярәт қилиду. Ушбу шәһәр яңливаштин соғилирини елип, йәрдики барлиқ шаһлиқлар билән паһишивазлиқ қилишини давамлаштуриду.
18 Амма униң киримлири билән соғатлири Йәһва Худаға беғишлиниду. Уларни жиғип, қоймиларда сақлимайду, чүнки уларниң төләм һәққи Йәһваниң хәлқигә тегиду. Шуниң билән, улар яхши таам истимал қилип, чирайлиқ кийинидиған болиду.