Йәшая 24:1—23

24  Мана, Йәһва йәрни чөлдәритип, Уни вәйранчилиққа бериватиду. Униң түрини өзгәртиватиду Һәм турғунлирини чечиватиду.   Хәлиқ билән немә қилса, Роһаний биләнму шунила. Хизмәткар билән немә болса, Униң ғоҗайини билән шула, Хизмәтчи аял билән униң егиси-айим Немигә дуч болса, шула болуватиду. Сатқучи билән алғучидәкла иш йүз Бериватиду, қәриздар билән униңға Қәриз бәргүчидәк. Ким несийә алса, Несийә бәргүчидәк охшаш иш болмақта.   Йәр-зимин чөлдәрәп, Интайин зор вәйранчилиқта, чүнки Йәһваниң еғизлири бу сөзни ейтти.   Йәр наләп, чүшкүнлүккә берилди. Мунбәт зимин қуруп, һалак болмақта. Хәлиқ ичидә көтирилгәнләрму Чүшкүн әһвалға йетип қалди.   Йәрни униңда яшиғучиларниң путлири Дәпсәндә қилди, чүнки улар қанунларни Тәңситмәй, вәсийәтләрни булғиди. Улар мәңгү келишимни бузди.   Шуңлашқа йәрни ләнәт йемәктә вә Униң турғунлири әйипкар тепилди. Шуңа уларниң сани қисқирап, Инсанлар аздин-аз қалди.   Үзүмниң ширниси қайғуда, Үзүм ғоли қуруп кәтти, Қәлбдин шатланғанлар уһ тартмақта.   Дап-думбақниң авази түгиди, Мәшрәп ойниғанларниң үни тохтиди, Чилтарниң хошал тәнтәниси йоқ.   Кишиләр шарап ичсиму, нахша ейтмайду. Һарақ өзи ичиватқанлар үчүн аччиқ билиниду.  10  Чөлдәригән шәһәр харабилашти, Һәрқандақ өйдә ишикләр тақақлиқ.  11  Кочиларда адәмләр вақирап жиғлаватиду. Хошаллиқ пүтти, хурсәнлик әнди ушбу Йәрни ташлап кәтти.  12  Шәһәр пүтүнләй харабилиққа айланди, Дәрвазилар орнида догиланған даңгаллар.  13  Мениң хәлқим ушбу йәрдә, башқа хәлиқләр Арисида, худди зәйтунларни жиққандин Кейин қалған бирнәччә мевидәк Яки үзүмни жиғип болғандин кейин Қалған нәччә саптәк болиду.  14  Мошундақлар үнини көтирип, Йәһваниң Улуқлиғида тәнтәнә қилишип, ғәриптин Униң шан-шөһрити һәққидә җакалайду.  15  Демәкчи, Йәһвани шәриқтә мәдһийиләңлар, Деңизниң араллирида Исраил Рәбби Йәһваниң исми махтинилиду!  16  Йәр четидин нахша аңлиниду: «Һәқ Һәққанийға — шан-шөһрәт!» Бирақ мән ейттим: «Мән һардим, қаттиқ һардим! Маңа бәк еғир, чүнки әшәддий сатқунлар сетип, Вапасизлар вапасизлиқ қиливатиду!»  17  Ушбу йәр турғуни, сени дәһшәт һәм Ора, ташланған чирмақ күтмәктә.  18  Шу чағда дәһшәт авазидин қачқан киши Ориға чүшиду. Оридин аман чиққан Чирмаққа тутулиду, чүнки әрш деризилири Ечилип, йәр асаслири силкинип кетиду.  19  Йәр йерилип, йәр силкинип, Йәр-зимин гүмүрүлүп чүшиду.  20  Зимин мәс адәмдәк тәнтирәп, Шамалдики кәпидәк мидирлайду. Қилмишлириниң еғирлиғидин жиқилип, У зади путиға туралмайду.  21  Ушбу күни Йәһва Сәрдар асмандики әскәргә Вә йәрдики шаһларға қарар чиқириду.  22  Уларни жиғип, мәһбусларни ориға ташлиғандәк, Зинданға қамайду. Пәқәт нурғун күнләр Өткәндин кейин, уларни әскә алиду.  23  Әскәрләр Башчиси Йәһва Падиша болуп, Сион теғида, Йерусалимда, һөкүмранлиқ қилиду. У шан-шөһрәттә хәлқиниң ақсақаллири алдида Падишалиқ қилғанда, Униң һөкүмдарлиғиниң Шәрипи толун ай билән парлақ Қуяшниң нуридин ешип кетиду!

Изаһәтләр