Йәшая 25:1—12

25  Йәһва, Сән — мениң Худайимим. Сениң улуқ исмиңни махтап, Сени мәдһийиләймән! Қедимда бәлгүлигән әҗайип карамәт Ишлириңни әмәлгә ашуриватисән. Сән — садиқ һәм ишәнчликтур.   Сән шәһәрни ташлар догисиға айландурдиң, Мәккәм қорғанни — харабилиққа. Дүшмәнләрниң сарайлири бузулуп, Һечқачан улар тикләнмәйду.   Шуңлашқа Сени күчлүк хәлиқ шәрәпләйду, Берәһим хәлиқниң шәһири алдиңда титрәйду.   Чүнки Сән бечариләр үчүн панагаһ болдуң, Улар үчүн қистаң вақитта шувурғандин Һимайә, аптаптин сайә болдуң. Тәқипчиләрниң қәһрий роһи кәлкүн сулар Илдамлиғиға охшап, тамни елип ташлайду.   Қуяштин көйгән йәргә охшиған, Дүшмәнләрниң әдишини Сән тизгинлидиң. Булутниң сайиси аптапни тохтатқандәк, Зомигәрләрниң шатлиниши бесилиду.   Ушбу тағда Йәһва Сәрдар барлиқ хәлиқләргә Чоң зияпәт тәйярлайду. Униңда әң семиз Гөшләрдин таамлар, әң есил, әң таза Шараплардин ичимликләр болиду. Сүйәк ичидики яғлардин тамақлар Вә сүзүлгән ширин шараплар бар.   Мәзкүр тағда һәм У пүткүл хәлиқләрни Вә барлиқ қәбилиләрни йепивалған Муңлуқ еғир йопуқни еливетиду.   Илаһий Пәрвәрдигар Йәһва өлүмни мәңгүгә Қириветиду вә барчә инсанлар үзлиридин Яшларни сүртиду. Пүткүл йәр йүзидә У Өз Хәлқини шәрмәндиликтин қутқузиду, Чүнки Йәһва шундақ дәйду.   Мошу күни һәммәйлән: «Мана, Ушбу бизниң Худайимиз! Биз Униңға ишинип, күткән едуқ Һәм У бизни қутқузди! Мошу Худа — Йәһвадур. Биз Униңға үмүт арттуқ. Хошал болуп, Униң ниҗатида Шатлинайли!»— дейишиду.  10  Йәһваниң қоли ушбу тағда болиду, Моаб өз орнида саманни қиғда Чәйлигәндәк, чәйлинип кетиду.  11  Тәңри қолини шилтип, кәби Үзгүчи суда қоллирини ташлап Үзгәндәк, Моабни қаттиқ уриду. Худа чаққанлиқ билән униң Һакавурлуғини йоқитиду.  12  У чиң, егиз сепиллири бар шәһәрни Өрүп, чаң-топиға ташлайду.

Изаһәтләр