Йәшая 26:1—21
26 Мошу күндә мәзкүр нахша Йәһуда йеридә ейтилиду:
«Бизниң шәһиримиз мустәһкәмләнгән.
Пәрвәрдигар бизгә сепил билән қорған
Орнида қутқузулуш һәдийә қилди.
2 Дәрвазиларни кәң ечиңлар:
Һәқиқәтни сақлайдиған, Худайиға
Садиқ һәққаний хәлиқ кирсун!
3 Сән Саңа таянғанларниң барини күзитисән.
Уларға түгимәйдиған течлиқни әвәтисән,
Чүнки улар Саңа пүтүнләй ишиниду.
4 Әбәдий-әбәт Йәһваға тайиниңлар,
Чүнки Йәһ, Йәһва — мәңгү Қорамташ!
5 У әрштә яшиғанларни, тәкәббур
Шәһәрни йәр билән йәксән қилди.
У уни гумран қилип, тупраққа ташлиди.
6 Әнди уни аяқлар чәйләйду, йоқсуллар
Вә бечариләрниң путлири дәссәйду».
7 Һәққанийниң йоли бәк түз.
Сән адил болғанлиқтин һәқниң
Йолини дайим түзләйсән.
8 Йәһва, қарарлириң йолида биз Сени күттуқ.
Исмиңни қәдирләп, уни әстә тутушни халаймиз.
9 Түнләрдә пүткүл вуҗудум билән Сени кинәймән.
Сәһәрдин башлап Сени роһум билән издәймән,
Чүнки сотлириң йәрдә өткәндә, турғунлири
Һәққанийлиқта яшашни үгиниду.
10 Әгәр қанунсизға рәһимлик көрситилсә,
У һәққанийлиққа үгәнмәйду. У һәтта
Һәқләрниң зиминида қилмиш қилип,
Йәһваниң алийҗанаплиғини көрмәйду.
11 Әй, Йәһва, гәрчә қолуңни көтәргән болсаңму,
Бирақ гунакарлар буни байқимиди.
Лекин улар Сениң Өз хәлқиңни қанчилик
Сөйүдиғиниңни көрүп, мәсхирә болушиду.
Хәлқиң һәққидә көйүнишиң дүшмәнләрни
Өрттәк көйдүрүп ташлайду!
12 Йәһва, Сән бизгә арамлиқ беришни қарар
Қилдиң, чүнки барчә утуқлиримиз
Сениң ирадәң бойичә берилди.
13 Пәрвәрдигаримиз Йәһва, Сәндин башқа
Егилиримиз болуп, бизни башқурди.
Лекин пәқәт Сениң исмиңнила
Биз мәдһийиләймиз.
14 Улар өлүкләрдур, тирилмәйду.
Улар күчсиз, туралмайду, сәвәви Сән
Уларни җазалап қиривәттиң,
Һәтта хатирисиниму йоқаттиң.
15 Әй, Йәһва, Сән Өз хәлқиңни көпәйттиң.
Хәлқиңни көпәйтип, Өзәңни тонутуватисән,
Йериңниң чегарилирини кәңәйтиватисән.
16 Йәһва, дәртлиридә улар Сени издиди.
Сән уларни җазалиғанда, мөмүн дуада
Жүрәк-бағрини Саңа төкәтти.
17 Йәһва, биз худди һамилдар аял туғути
Йеқинлашқанда, толғақлиридин вақирап
Азапланғандәк, бизму алдиңда
Шундақ һаләттә болдуқ.
18 Биз еғирбой болуп қийналсақму, пәқәт
Шамални туғдуқ. Ушбу дияримизға ниҗат
Әкәлмидуқ вә вәтинимиз үчүн
Керәк турғунларни туғалмидуқ.
19 «Сениң өлгәнлириң қайта яшайду.
Мәрһумларниң җәсәтлири тирилиду.
Охинип, тупрақта ятқанлар, тәнтәнә қилиңлар!
Саңа тәккән шәбнәм әтигәнлик шәбнәмдур
Вә йәр өлүкләрни қоюп бериду.
20 Хәлқим, ичкири бөлмилириңгә кирип,
Кәйниңдин ишиклириңни япқин.
Мениң ғәзивим өтүп кәткичә,
Бир мәзгил мөкүнүвалғин!
21 Мана, Йәһва Өз маканидин чиқмақта.
У йәр турғунлирини гуналири үчүн
Җавапқа тартмақта. Шуниң билән, йәр униңға
Сиңгән қанни көрситиду һәм
Әнди өлтүрүлгәнләрни йошурмайду».