Йәшая 27:1—13
27 Ушбу күндә Йәһва мәккәм һәм йоған қиличи
Билән тимсақни, илдам иланни, удул һәм әгир
Маңидиған иланни уҗуқтуриду. У деңизда
Яшайдиған йоған мәхлуқни өлтүриду.
2 Мәзкүр күни мундақ нахша ейтиңлар:
«Үзүмзарлиқ, сән шарапни мол берисән!
3 Мән, Йәһва, уни күзитиватимән, һәр вақитта
Уни суғуруватимән. Кечә-күндүз һечким
Униңға кирип, зиян йәткүзмәслиги
Үчүн пайлап-сақлаватимән.
4 Мәндә ғәзәп-қайнаш йоқтур.
Әгәр бирси Маңа явайи кокатлар билән
Тикәнләрни йолумни тораш үчүн өстүрсә,
Унда уларни дәссәп, көйдүрүп ташлаймән.
5 Шуңлашқа адәм Мениң қорғинимни издәп,
Мән билән иттипақ қурсун.
У Мениң билән течлиққа кәлсун».
6 Кәлгүсидә Якуп йилтиз тартип, бәргини бериду.
Исраил гүллинип, шахарайду вә униң йери
Мевиләргә толуп-тошиду.
7 Уни башқиларни урғандәк уруш керәкму?
Вә башқилардәк вәһшиләрчә қириш керәкму?
8 Тоғра өлчәм билән Сән уни сотлидиң.
Сүрлүк вақирап, уни қоғлидиң.
Шәриқ шамалиниң пүвдиши билән
Уни қәһриң билән жулуп ташлидиң.
9 Амма мошундақ қилип, Яқупниң қанунсизлиғи
Төлиниду вә У униңдин гунани елип ташлиғанда,
Пәрвәрдигар қурбангаһниң барлиқ ташлирини
Топиға айландуриду. Әнди башқа Аштаротниң,
Қуяшниң бутлири һәм түврүклири турмайду.
10 Чүнки бүйүк шәһәр чөлдәрәп кетиду.
Яйлақлар ташлинип, җәзиригә айлиниду.
У йәрдә мозайлар жүрүп, отлинип,
Шахлардики йопурмақларни йәйду.
11 Шахлар қуруп кәткәндин кейин аяллар
Уларни сундуруп, от қалайду.
Бу хәлиқ әқлини жүтәргәнликтин,
Униң Яратқучиси ич ағритмайду вә
Уни бәрпа Қилғучи рәһимлик көрсәтмәйду.
12 Мәзкүр күни Йәһва Фираттин тартип Мисир чегарисидики еқинниң вадисиғичә йәл-йемишләрни чүшириду һәм силәр, Исраилниң оғуллири, бир-бирләп жиғилисиләр.
13 Шу күни йоған карнәй челиниду вә Ассур зиминида һалак болуватқанлар һәм Мисир зиминида чечилғанлар келип, Йерусалимдики муқәддәс тағда Йәһва Рәббкә ибадәт қилиду.