Йәшая 29:1—24

29  «Давут истиқамәт қилған шәһәр, Ариилниң — “Худа қурбангаһи очиғиниң” һалиға вай! Жил жилға қошулуп маңивәрсун, Һәржиллиқ байрамлар өз новитидә өтивәрсун.   Лекин Мән Ариилни қистаймән, У йәрдә налә билән жиға аңлиниду. У Мениң үчүн қурбангаһ болиду.   Шу чағда Мән қараргаһим билән Өп-чөрәңдә туримән вә сени учлуқ Яғачлар билән қоршап, ориларни Саңа қарши колаймән.   Сән чоңқурға жиқилип, йәрдин сөзләйсән. Топа сениң авазиңни пәсәйтиду вә Үнүң өлүкниң үнидәк чиқиду һәм Әрваларни чақириватқан җодигәрниң Пичирлишиға охшап кетиду.   Дүшмәнлириңниң әскәрлири ушшақ Топа-чаңдәк болуп, хамандики самандәк Учуп кетиду. Буниң барлиғи бирдәмдила, Уштумтут, туюқсиз йүз бериду.   Йәһва, әскәрләр Сәрдари, сени гүлдүрмома, Йәртәврәш, қаттиқ ваң-чуң, күчлүк шувурған, Қуюнтаз вә ялмайдиған өрт билән қоғдайду».   Ариилға қарши җәң қиливатқан хәлиқләр Униң билән урушуп, униң қорғанлириға Һуҗум қилип, мунарларни ясимақта. Улар чүшидә көргән қар бесиштәк йоқап кетиду.   Ач кишигә чүшидә у тамақ йәватқини киргәндәк, У оханғанда, мана, техила у ачтур. Чаңқиған киши чүшидә су ичиватқан болуп Кирсиму, амма у оханғанда, техиму чаңқайду Вә униң җени бу хаһиш һөкүмидә. Дәл шундақ Сион теғиға қарши урушуватқан Хәлиқләр көпчилиги билән шундақ болиду.   Һәйран болуңлар вә аң-таң қелиңлар! Көрүп, буни чүшәнмәңлар! Чүнки улар мәс, лекин шараптин әмәс, Сәнтүрүлиду, лекин һарақтин әмәс.  10  Йәһва силәрни уйқа роһиға чөмдүрди, У көзлириңларни йепивәтти — Пәйғәмбәрлириңларни қарғу қиливәтти. Мейилириңларни йепивәтти — Араңлардики өткүрләрни зеһнидин айриди. 11  Һәрқандақ бәшарәт силәр үчүн йепиқ, тамғиланған пүтүктики сөзләрдәк болиду. Ушбу пүтүкни оқуйдиғанни билидиған кишигә берип: «Үнлүк оқуп бәргинә»,— десә, у шу мәзгилдила: «Оқалмаймән, чүнки пүтүк йепиқ»,— дәйду. 12  Яки уни оқушни билмәйдиған адәмгә берип: «Оқуп бәргинә»,— дәп сориса, у җававән: «Мән оқушни билмәймән»,— дәйду.  13  Шуниң билән, Йәһва Рәбб мундақ деди: «Мәзкүр хәлиқ Маңа тили билән йеқинлишип, Еғизлири билән Мени иззәтләйду, лекин Уларниң жүрәклири Мәндин жирақтур. Уларниң барчә алдимда болған һөрмити — Инсанларниң ядлавалған вәсийәтлиридур!  14  Шуңлашқа, мана, Мән бу хәлиқ билән Һәйран қаларлиқ нәрсә қилимән. Әҗайип вә әқилгә сиғмайдиған мөҗүзә яритимән: Данишмәнлириниң даналиғи өлиду Вә әқиллиқлириниң әқли қалмайду».  15  Йәһва Тәңридин өз нийәтлирини Йошуруватқанларниң һалиға вай! Улар зулмәттә яман ишлирини қилип: «Ким бизни көрәләйду һәм ким биз Тоғрилиқ биләләйду?»— дәватиду.  16  Қандақларчә силәр бурмилап пикир Жүргизисиләр! Наһәтки сапалчи лайға Тәңму? Әсәр-әтиқә уни ясиғанға: «Сән мени ясимидиң»,— дәмду? Вә бәдиий әсәр муәллипи һәққидә: «У һечнәрсини чүшәнмәйду»,— дәмду?  17  Гуманланмаңлар, тез-арида Либан баққа Айлиниду, бағ болса, ормандәк болиду.  18  Ушбу күни паңлар Китапниң сөзлирини Аңлайду вә қарғуларниң көзлири ечилип, Улар қараңғулуқтин бошинип чиқиду.  19  Азапланғанлар яңливаштин Йәһвада Чоң хошаллиқ тапиду вә бечарә кишиләр Исраилниң Қутлуқ Илаһида тәнтәнә қилиду!  20  Сәвәви, зулумлар башқа болмайду вә Күпүрлүк қилғучилар йоқайду, көрәңләп, Қилмиш издигүчиләр ахирини тапиду.  21  Улар адәмни сөзлиридә қаймуқтуридиғанлар Вә адиллиқни тәләп қилидиғанларға Қармақларни қоюдиғанлар, улар һәқни Чөлләргә апирип, ташлайдиғанлар.  22  Шуңа Ибраһимни сетивалған Йәһва Худа Яқуп өйигә мундақ дәйду: «Әнди Яқуп башқа иза тартмайду, Униң чирайи әнди қизармайду.  23  Чүнки у йенида Мениң қолумниң Яратмиси — балилирини көриду. Шу чағда һәммәйлән Мениң исмимни Муқәддәс түридә һөрмәтләйду. Улар Яқупниң Қуддус Тәңрини Муқәддәсләрчә иззәтләп, Исраил Худайиниң алдида зор әйминиду.  24  Шу вақитта роһий адашқанлар Һәқиқәтни тонуп-билиду, улар Даналиқ һәм зерәкликкә егә болиду. Өзбешимчилар болса, нәсиһәткә үгиниду».

Изаһәтләр