Йәшая 30:1—33

30  «Аһ, тәтүр балилар!— дәйду Йәһва. — Улар кеңәшләрни өткүзиватиду, лекин Мениңсиз, иттипақларни қуруватиду, Лекин Мениң роһумсиз. Шундақ қилип, Улар гунайиға гуна қошуватиду.   Улар Мени соримай, өзлирини пирәвнниң Қалқини билән һимайә қилиш үчүн, Мисирға берип, Мисирниң сайисида Болушни қаттиқ халаватиду.   Амма пирәвнниң қалқини силәр үчүн Шәрмәндигә айлиниду вә Мисирниң Сайисидики панаңлар силәрни Пәсәйтип аҗизлашқа әкелиду.   Мана, бәгләр Зоанға кәлди Вә әлчиләр Ханесқа йәтти.   Улар һәммисиниң абройи чүшиду, Чүнки бу хәлиқ уларниң үмүтини ақлимайду. Улардин йә ярдәм, йә пайда болмай, пәқәт Абройсизлиқ билән шәрмәндә келиду».   Җәнуп тәрәпкә маңған җаниварлар тоғрилиқ хәвәр: Улар дәрт билән йоқсизчилиқ йеридин өтмәктә, У җайда ширлар, һөкүрәватқан Ширлар яшимақта, зәһәрлик иланлар вә Уларниң түр-түри бар. Кишиләр ешәкләр Үстидә байлиқлирини елип маңди, Өзлириниң соғилирини төгиләрниң Дүмбилиригә артип маңди. Лекин бу хәлиққә һечбир ярдәм бәрмәйду.   Мисирниң ярдими бекар болиду. Шуңлашқа Мән уни: «Өйдә олтирип, Қәйсәр көрүнидиған Рахаб»,— дәймән.   «Әнди берип, мошу сөзләрни уларниң көзичә Тахтайчиға язғин вә келәчәктә, әсирләр бойи, Қелиши үчүн, буларни китапқа пүтүп қой.   Чүнки ушбу хәлиқ исиянчи, алдамчи, қулақ Салмас пәрзәнтләр. Улар Йәһва Илаһиниң Нәсиһитини тиңшимайдиған оғуллар.  10  Улар вәлийләргә мундақ буйруйду: “Вәһийләрни көрүшни тохтитиңлар!” Вә пәйғәмбәрләргә: “Пәйғәмбәрлик қилғанда, Һәқиқәтни ейтмаңлар, бизгә пәқәт йеқимлиқ Нәрсини дәп, ялған көрүнүшләрни дәңлар.  11  Йолуңлардин кетип, бизгә Исраилниң Муқәддәс Худаси һәққидә сөз қилмаңлар!”»  12  Шуңлашқа Исраилниң Муқәддәс Худайи Мундақ дәйду: «Силәр Мениң сөзүмни Рәт қилғанлиқтин, өзәңларниң хата Һәм қув амаллириңларға ишинип, Уларға дайим таянғанлиқтин, 13  Әйивиңлар силәрниң өрүлүп чүшидиған Қийсиқ һәм йочуқ тамға охшайду. У туюқсиз, бир мәзгилдә гүмүрүлиниду.  14  У сапал қачиниң кукум-талқан чеқилишиға Қияс болиду. Һәтта очақтин отни елишқа Яки көлчәктин суни елишқа ярайдиған Бирму парчисини тапалмайсиләр».  15  Исраилниң Муқәддиси, Илаһий Худа Йәһва мундақ дәйду: «Әгәр силәр Маңа қайтип, теп-теч болсаңлар, Қутқузулисиләр. Тиничлиқни сақлаңлар Вә Маңа үмүт артиңлар — мошуниңдин Силәрниң күчүңлар ибарәт болиду». Амма силәр халимидиңлар.  16  Силәр: «Яқ, биз атларда қечип кетимиз! Биз чапсан һайванатларда қутулимиз!»— Дедиңлар, шуңлашқа силәрни қоғлиғучилар Силәрдинму тезирақ болиду.  17  Бирниң қаттиқ вақиришидин миң титрәйду, Бәшиниң попузисидин көпчилик қачиду, Шуңа силәрдин қалдуқ шунчә аз болидуки, У тағниң чоққисидики таяққа вә Дөңдә орнитилған байраққа охшайду.  18  Шундақ болсиму Йәһва шу вақитни Чидамлиқ билән күтидуки, силәргә Рәһим көрситиш үчүн. У һәрикәтләнгәндә, Меһир-шәпқәтлик болиду. Чүнки Йәһва — адаләтликниң Тәңри, Уни күткәнләрниң барлиғи бәхитликтур! 19  Сион хәлқи Йерусалимда яшашқа башлиғанда, сән жиғлимайсән. У сениң пәриядиңниң үнини аңлапла, чапсан қулақ селип, тез җавап бериду. 20  Гәрчә Йәһва силәрни азап нени билән тойғузсиму вә тәқип сүйини ичкүзсиму, сениң Устазиң йошурунмайду. Сениң көзлириң Улуқ Рәббиңни көриду. 21  Әгәр силәр оңға яки солға кетип қалсаңлар, кәйниңлардин: «Мана йол, униң билән меңиңлар»,— дегән авазни аңлайсиләр. 22  Шу чағда силәр күмүчтин ясалған бутлириңларни паскинилар, дәп таписиләр. Уларниң алтундин ясалған көйнәклирини ташлап: «Йоқал мениңдин!»— дәп жиркинисиләр. 23  Шу чағда У етизиңға тәргән уруққа ямғур әвәтиду вә шуниң билән йериңниң мевиси мол болиду. Шу күни мал-вариниңлар кәң яйлақларда отлиниду. 24  Зиминни һайдиған өкүзлириңлар билән ешәклириңлар тузлуқ йәм йәйду, у тазилинилған һәм қурутилған йәм болиду. 25  Улуқ қан төкүш күнидә, мунарлар жиқилған вақитта, һәрқандақ егиз тағда вә һәрхил йоған дөңдә ериқлар вә сулар еқинлири ақиду. 26  Йәһва Өз хәлқиниң сунуғини теңип, җаза ретидә болған ярилирини сақайтқанда, айниң йоруғи қуяшниң нуридәк болиду, һә, күн болса, йәттә һәссә йоруқ яниду.  27  Мана, Йәһваниң исми! У жирақтин келиватиду. Униң қәһри лавулдаватиду вә еғизлиридин Аччиқ һәйвәт-нәпрәт чиқиватиду. Униң тили — ялмаватқан оттур.  28  Униң нәпәси тарилип кәткән еқиндур, У һәтта боюнғичә көтирилди. У барлиқ ят қәбилиләрни ғәлвур арқилиқ Өткүзиватиду вә һалакәткә апиридиған Еғиздуруқни хәлиқләрниң ағзиға салди.  29  Силәр болсаңлар нахшиларни Песах мәйримигә Тәйярлиқ көрүватқан кечисидәк ейтисиләр. Силәр Исраилниң Ғартеши, Йәһваниң теғиға Нәй садасиға ойнап чиқиватқан кишиләрдәк Хошал болуп, муқәддәслинисиләр.  30  Йәһва Пәрвәрдигар бүйүк авази билән Гүлдүрләп, Өз қудритини қайниған ғәзәптә, Көйдүридиған өрттә, қаттиқ ямғур-йешинда, Кәлкүндә вә өткүр мөлдүрдә көрситиду.  31  Йәһваниң авазидин Ассур дәһшәткә чүшиду, У уни төмүр калтиги билән уриду.  32  Йәһва Ассур билән җәң қилип, Қоли билән уни савайду. Униң һәрбир Уруши дап-думбақлар вә чилтарлар Сазлириға аһаңдаш болиду.  33  Униң үчүн Тофәт нәвақ тәйяр, У униң үчүн һәм шаһи үчүн тәйярланди. Худа Өзи отунларни кәң вә чоңқур ориға Тизди. Немә дегән көп отунлар билән зор от! Йәһваниң нәпәси Тофәтни гуңгут Еқинидәк көйдүрүп маңди.

Изаһәтләр