Йәшая 31:1—9
31 Мисирға ярдәм үчүн маңғанларниң вә атларға
Ишәнгәнләрниң һәм җәң һарвуларға үмүт бағлап,
Уларниң чавандазлириға күчлүклиги үчүн үмүт
Артқанларниң, бәлки Исраилниң Муқәддисигә
Қаримай, Йәһвани издимигәнләрниң һалиға вай!
2 Лекин Худа әң Данадур вә У апәтни кәлтүриду!
У Өз сөзини рәт қилмайду вә зулумлар өйигә
Қарши туруп, қанунсизларни қоллиғанларни
Чоқум-җәзмән җазалайду.
3 Мисирлиқлар — бари-йоқи инсанлардур,
Улар Худа әмәс вә уларниң атлири роһ әмәс,
Улар — бари-йоки җисимлардур.
Йәһва қолини уларға созғанда,
Ярдәмчи путлишиду вә ярдәм алғучи жиқилиду.
Һәммиси биргә һалак болиду.
4 Чүнки Йәһва маңа мундақ деди:
«Йәһва, әскәрләрниң Сәрдари, Сион теғи вә
Униң чоққиси үчүн җәң қилишқа чүшиду.
У яш ширдәк олҗиси үстидин ғарилдайду.
Гәрчә көплигән падичиларни уни
Қоғлаветиш үчүн топлисиму,
У уларниң вақирашлиридин вә
Һәрқандақ ваң-чуңдин қорқмайду.
5 Қушлар җүҗилирини һимайә қилғандәк,
Йәһва Сәрдар Йерусалимни қоғдайду.
У уни һимайә қилип, қутулдуриду,
Сақлайду һәм қутқузиду».
6 «Исраил оғуллири, Кимгә силәр һакавурларчә Қарши чиқтиңлар? Шуниңға қайтип келиңлар!
7 Ушбу күни адәм өзиниң карға яримайдиған күмүч һәм алтун бутлирини рәт қилиду. Силәр уларни өзәңлар ясап, гуна қилдиңлар.
8 Ассур қиличтин һалак болиду, амма инсаний
Қиличтин әмәс. У қиличтин қачсиму,
Жигитлири әсир-тутқунға чүшиду.
9 Уларниң қорғини қаттиқ қорқунучтин гумран
Болиду вә уларниң шәйхлири туғни көрүп,
Алақзадә болушиду»,— дәйду Йәһва.
У Өз нурини Сионда парлитиду вә
Йерусалимда Униң очиғи көйиду.