Йәшая 32:1—20

32  Мана, Падиша һәқиқәт бойичә Һөкүмранлиқ қилиду вә бәгләр Қанун бойичә һакимдарлиқ қилиду.   Уларниң һәрқайси шамалдин панагаһ Вә ямғурдин чедир болиду. Улар қурғақ йәрдики сулар булақлири, Қағҗирап кәткән зиминда Йоған ғарташниң сайиси болиду.   Көрүватқанларниң көзлири башқа йепилмайду Вә аңлаватқанларниң қулақлири техиму аңлайду.   Сәл ойлиғанларниң қәлблири мулаһизигә Үгиниду вә кекәчләп сөзлигәнләрниң Тиллири тез вә маһарәт билән сөзләйду.   Әқилсиз башқа мәрт дәп аталмайду вә Хәсис кишини бай дәп атимайду.   Чүнки надан ахмиқанә сөзни ейтиду вә Униң қәлби қанунсизлиқни ойлайду. У иккиүзлүк иш қилип, Йәһваға қарши Күпүрлүк сөзләр арқилиқ чекинишкә дәвәт Қилиду. У шунила ойлайдики, ачни нансиз Қалдуруп, уссиғандин суни тартивелишни.   Пәсниң қураллириму һалакәтлик, у ойлирида Кишәнләрни қуруп, гадайларни ялғанчилиқ Билән өлтириду. Һәтта бечарә һәқиқәтни Ейтиватқан болсиму.   Һалал киши яхшилиқ һәққидә ой жүгәртип, Дурус нәрсидә мәккәм туриду.   «Ғәмсиз һәм мәз аяллар, әнди силәр гепимгә Қулақ селиңлар! Қайғусиз қизлар, сөзлиримни Зеһин қоюп, тиңшанлар!  10  Бир жилдин азирақ вақит өткәндин кейин Силәр, беғәмләр, силкинип кетисиләр. Чүнки үзүмни жиғиш мәвсуми түгәйду, Лекин һосул жиғилмайду.  11  Өзәңларға мәз болған аяллар! Дәһшәткә чүшүңлар, кийимлириңларни Йешип, бәллириңларға қап бағлаңлар.  12  Мәйдилириңларни уруңлар. Мунбәт етизлар вә үзүмзарлиқларниң Мевилири һәққидә җиғлаңлар!  13  Чүнки хәлқимниң йери лойла кокатлар вә Тикәнләргә толиду. Шундақла бир дәвирләрдә Шатлиққа толған шәһәр билән өйлиридә Пәқәт тикәнләр йейилип өсиду.  14  Шу вақитта мустәһкәмләнгән мунарлар билән Сарайлар ташлиниду. Вараң-чуруңға толған Шәһәр чөлдәрәп кетиду. Егизлик һәм күзәт Мунариси явайи ешәкләр вә һайванларниң Отлайдиған яйлиғиға айлиниду.  15  Шундақ әһвал Худа жуқуридин бизгә Өз роһини төкмигичә йүз бериду. Мәзкүр чағда чөл-җәзирә баққа айлиниду, Бағ болса, җаңгалдәк болиду.  16  Баяванда адиллиқ истиқамәт қилиду вә Ушбу бағда һәққанийлиқ яшайду.  17  Һәқиқий һәққанийлиқ течлиқни туғиду Вә униң йемиши — хатирҗәмлик болиду. Шу чағда бехәтәрлик мәңгүгә созулиду.  18  Мениң хәлқим течлиқ маканда яшап, Ховупсиз вә тинич зиминда раһәтлиниду.  19  Амма мөлдүр төкүлүп, җаңгални йәр билән Түзләветиду вә ушбу шәһәр қаттиқ бузулиду.  20  Барлиқ суларда уруқни териватқанлар, Бәхитликсиләр вә етизлиққа буқа билән Ешәкни чиқирип, яхши иш қиливатисиләр!»

Изаһәтләр