Йәшая 33:1—24

33  Вәйран болмиған вәйран қилғучи! Булаңчилиққа дучар болмиған булаңчи Һалиңға вай! Вәйранчилиқни түгәткәндә Өзәңму вәйран қилинисән вә сатқунлуқни Пүтәргәндә, өзәңгиму сатқунлуқ қилиду.   Йәһва, бизгә ич ағритқина, пәқәт Сени күтимиз! Бизни Өз қолуң билән тутуп, Қистаң вақитта ниҗатимиз болғина.   Сүрлүк аваздин хәлиқләр қачиду. Сән турғанда, чәт қәбилиләр тарқайду.   Чекәткә һосулни қандақ йесә, адәмләр Силәрниң олҗаңларни шундақ жиғиду, Униңға топ чекәткидәк һуҗум қилиду.   Йәһва йүксәк, чүнки У әрштә яшайду. У Сионни адаләтликкә һәм Һәққанийлиққа толтуриду.   У силәрниң ишәнчлик таянчиңлар, Йәһваниң Алдида Униң ғәзниси бар — бүйүк ниҗат, Даналиқ, билим-тәлимләр һәм зор Һөрмәт-еһтирамлиқ қорқунуч.   Мана, уларниң ширлири сепиллири Арқида қаттиқ вақирап-чеқирап, Течлиқ хәвәрчилири өксүп жиғлимақта.   Йоллар чөлдәрәп кәтти, уларда жүридиған Саяһәтчиләр қалмиди. Дүшмән келишимни Бузди. У шәһәрләрни һечнемә һесаплимай, Кишиләрни кардин чиқириватиду.   Йәр қалдурулуп, қуримақта. Либан қизирип, солашмақта. Шарон чөлгә айланмақта. Башан билән Кармил йопурмақлирини ташлимақта.  10  «Әнди Мән туримән,— дәйду Йәһва,— Мән Өзәмни көрситип, мәдһийилинимән.  11  Силәр чөп йәп, саман туғусиләр. Роһуңлар силәрни көйдүрүветидиған Өрттәк тутушуп йоқитиду.  12  Хәлиқләр көйдүрүлгән һактәк чачрап, Чепилған тикәнликләргә охшайду.  13  Жирақтики йәрләрниң турғунлири, тиңшап Беқиңлар, Мән силәр билән немә қилидиғинимни! Шундақла йеқин зиминлардиму турғучилар, Мениң күч-қудритимни тонуп-билиңлар!  14  Сионда жүргүчи гунакарлар дәһшәткә толди, Сахтипәзләрни титрәк чирмавалди. Улар: “Аримизда ким ялмайдиған отниң Алдида туралайду? Ким әбәдий ялқунниң Йенида яшалайду?”— демәктә.  15  Һәққанийлиқта дайим жүридиған вә Һәқиқәтни дайим ейтидиған киши, У башқиларға алдамчилиқ билән Һелигәрликни ишлитип, зорлуқ қилмас. У қоллирини пара елиштин нери тутуп, Бирәвни һалак қилиш үчүн бирлишишни Өч көрүдиған киши Маңа яқиду.  16  Бундақ инсан егизликтә яшайду, униң макани Һечким йетәлмәйдиған қияташлардур. Униңға дайим нан берилиду вә Ичимлик униңда түгимәйду».  17  Сән Падишани Униң бар бүйүклиги һәм Гөзәллигидә көрисән, көзлириң жирақ Әҗайип зиминни көрәләйду.  18  Жүригиң дәһшәтләрни әскә алғанда, сән: «Қени катип? Қени селиқ бәргүчи? Қени мунарларни саниғучи?»— дәйсән.  19  Сән башқа тәкәббур, чүшәнмәс тилда Сөзләйдиған хәлиқни көрмәйсән.  20  Муқәддәс жиғинлиримизниң шәһири Сионға Қарап баққина! Көзлириң шуни көридуки, Йерусалим тинич һәм тәврәнмәс бир чедирдур, Униң түврүклирини һечким йәрдин чиқиралмайду Вә униң бирму ағамчиси һечқачан үзүлмәйду!  21  Сәвәви, у йәрдә улуқ Йәһва Рәбб биз үчүн Қорған болиду. Кәң дәриялар һәм өстәңләр Шәһәрни һимайә қилғинидәк, һечбир күчлүк Дүшмәнниң кемиси улардин өтәлмәйду.  22  Чүнки Йәһва — бизниң Сотчимиз, Йәһва — бизниң қанун Бәргүчимиз, Йәһва — бизниң Падишайимиз, У бизни қутқузиду!  23  Арқанлар бошап, кемидики түврүкләрни Туталмайду вә йәлкәнни әнди ачалмайду. Шу вақитта улуқ ғалибийәт олҗиси бөлүниду. Һәтта току-асқақларғиму хелә байлиқ тегиду.  24  Шу чағда бирму пухра: «Мән ағриқ»,— демәйду. Чүнки шу йәрдә яшайдиған хәлиқниң Барлиқ гуналири кәчүрүлиниду.

Изаһәтләр