Йәшая 34:1—17

34  Хәлиқләр, йеқин келип, тиңшанлар Вә қәбилиләр, қулақ селиңлар! Йәр вә уни толтуридиған барлиғи, Зимин вә униңда истиқамәт қилидиған Һәммәйлән аңлисун.   Йәһва Худа барчә хәлиқләргә ғәзәпләнмәктә, Униң қәһри йәрниң барлиқ қошуниға қарита. Тәңри уларни ләнәткә тутуп, қиришқа буйриди.   Өлгәнләрни йәрлимәйду вә уларниң Җәсәтлиридин сесиқ пурақ чиқиду, Һәтта қенидин тағлар нәмлишип кетиду.   Асман қошунлириниң барлиғи чириклишиду Вә сәмалар пүтүктәк орилип кетиду. Уларниң әскәрлири солишип, үзүм ғолидин Йопурмақ вә әнҗирдин полашқан Мевә төкүлгәндәк, чүшүп кетиду.   «Чүнки асманларда Мениң қиличим қанға Тойди, мана, у җазалашқа Едумға чүшти. Бу Мән қарғишқа бәргән хәлиқтур.   Йәһваниң қиличи қанға милинип, яғдин Майлиниду. Бу қойлар, текиләрниң қени Вә қойлар бөрәклиридики яғлар, чүнки Йәһваниң Бозрада қурбанлиғи вә Едум зиминида зор қан төкүши.   Улар билән явайи өкүзләр вә буқилар Мозайлар билән биллә жиқилиду вә Топрақ күчлүкләрниң қенини ичип, Чаң-топа яққа тойиду».   Сәвәви, Йәһва Пәрвәрдигарниң ушбу күн — Интиқам күни вә Сионға кәлтүрүлгән Вәһшилик үчүн адавәт жили!   Бозраниң дәриялири қаримайға, Униң тописи гунгутқа айлиниду. Бар зимини көйүватқан қаримай болиду.  10  У һечқачан, йә күндүзи, йә кечиси өчмәйду, Мәңгү униңдин ис чиқип туриду. Һәр вақитта, әвлаттин-әвлатқа у чөлдәрәп, Униң арқилиқ һечким башқа маңмайду.  11  Униңға пеликанлар вә кирпиләр егә болиду, Үкиләр вә қузғунлар униңда җайлишиду. Худа вәйран ағамчисини тартип өлчәп, Униңға чөлдәритиш тешини қойиду.  12  Униңда шаһ болушқа лайиқ һечбир Атақлиқ адәм қалмайду һәм барчә Шәйхлири қарға яримайдиған болиду.  13  Мустәһкәм сарайлири тикәнликкә айлинип, Қорғанлирида чақақ билән йепишқақ өсиду. Улар чил бөриләрниң маканлириға айлинип, Төгәқушлар үчүн еғил болиду.  14  У йәргә явайи мөшүкләр билән иштлар келиду Вә алваста текиләр бир-биригә вақиришиду. У җайда тәнтәкқуш өзигә арам тапиду.  15  Илан уга селип, тухумлирини қойиду. У уларни чөгиләп йетип, асрайду. Лачинлар җүплишип, биргә жиғилиду.  16  Йәһваниң китавида буни тепип, үнлүк оқунлар: Уларниң барлиғи чоқум мошу йәргә келиду Вә һәрқайсиниң җүпи болиду, Чүнки буни Йәһва буйриди вә Униң роһи уларни жиғиду.  17  У Өзи уларға чәк ташлиди һәм Өз Қоли билән уларға орун-җай бәрди. Улар ушбу зиминда мәңгүгә яшайду, Әвлаттин-әвлатқичә уни егиләйду.

Изаһәтләр