Йәшая 37:1—38
37 Хизқия падиша ушбу сөзләрни аңлап, кийимлирини жиртип, қапни кийди вә Йәһва Худаниң өйигә барди.
2 Сарай башқурғучи Әлиакимни, катип Шәбнани вә шундақла қапларға кийингән чоң роһанийларни Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәргә әвәтти.
3 Улар берип, униңға: «Хизқия мундақ дәйду: “Мәзкүр күн — ғәм-қайғу, җазалаш һәм мәсхирә күни, чүнки бовақлар туғулушқа тәйяр, амма туғушқа күч йоқ.
4 Бәлким, сениң Тәңриң Йәһва рабсакниң, йәни баш шарап қуйғучиниң, гәплирини аңлиғанду. Уни егиси, Ассур шаһи, тирик Худаға күпүрлүк қилишқа әвәтти. Бәлким, Худайиң Йәһва ушбу мәсхирә сөзләр үчүн Ассур шаһини җавапқа тартар. Өтүнимиз, хәлиқниң тириклири үчүн дуа қилғина”»,— деди.
5 Хизқия падишаниң хизмәткарлири Йәшаяға кәлгәндә,
6 у уларға мундақ деди: «Мону сөзләрни тәхсириңларға йәткүзүңлар: “Йәһва мундақ дәйду: “Сән аңлиған, Ассур шаһиниң малайлири Мени мәсхирилигән, сөзлиридин зади қорқма.
7 Мән уни роһум билән дәвәт қилип, бир хәвәрни аңлитимән. У шу мәзгилдила өз йеригә қайтиду. Һәм Мән шундақ қилимәнки, өз зиминида у өз қиличидин һалак тапиду”».
8 Рабсак Ассурниң шаһи Лакиштин чекингинини аңлап, униңға қайтип кәлди. Шу чағда шаһ Либнаға қарши урушивататти.
9 Униңға қарши Ефиопияниң шаһи Тиргак уруш елан қилди. Буни аңлап, у әлчиләрни қайта Хизқияға әвәтти. У уларға мундақ дейишни буйриди:
10 «Йәһудияниң падишаси Хизқияға монуни йәткүзүңлар: “Сән Йерусалим Ассур шаһиниң қолиға берилмәйду, дәп ишиниватқан Худайиң сени алдимисун!
11 Сән өзәң аңлидиңғу, Ассур шаһлири барлиқ башқа йәрләр билән немә қиливәтти, улар буларни вәйран қилди, шуңлашқа сән қечип қутулаламсән?!
12 Мениң атилирим вәйран қилған хәлиқләр һәққидә аңлимидиңму? Уларниң худалири уларни қутулдурдиму? Қени һазир Гозан, Харан, Резет вә Телассарда болған Йеденниң оғуллири?
13 Қени Хаматниң шаһи, Арпадниң шаһи, Сәпарвайим, Һенаһ һәм Ивваниң шаһлири?”»
14 Хизқия хәвәрчиләрниң қолидин хәтни елип, уни оқуди. Андин у Йәһваниң ибадәтханисиға берип, уни Йәһваниң алдида ечип қойди.
15 У Худайи Йәһваға дуа қилишни башлиди:
16 «Йәһва, Исраилниң Пәрвәрдигари, хурабинларда олтарғучи Сәрдар! Пәқәт бир Сән пүткүл йәрдики дөләтләрниң һәқиқий Худаси. Сән асман билән йәрни бәрпа қилдиң.
17 Йәһва, қулақ салғина һәм аңлиғина! Йәһва, көзлириңни ечип, қарап баққина! Санхерибниң һәммә күпүрлүк сөзлирини аңлап көргинә. У Сени, тирик Худани, мәсхирә қилиш үчүн буни әвәтти.
18 Аһ, Йәһва! Дәрһәқиқәт, Ассур шаһлири пүткүл зиминларни, һәтта өз йериниму вәйраң қиливәтти.
19 Шу йәрләрниң илаһлирини отқа ташлиди, сәвәви, улар худалар әмәс, бәлки адәм балисиниң яғач билән таштин ясиған әсәрлиридур. Шуңлашқа уларни йоқитиш мүмкин болди.
20 Әнди болса, Сән Йәһва Тәңримиз, бизни Ассур һөкүмраниниң қолидин қутқузғина. Шундақ қилип, Сән Йәһва — бирдинбир Илаһ екәнлигиңни йәр-зиминниң барчә дөләтлири билсун!»
21 Шу чағда Амозниң оғли Йәшая Хизқияға адәм әвәтти: «Исраилниң Рәбби Йәһва мундақ дәйду: “Сән Маңа Ассур шаһи Санхериб тоғрилиқ дуа қилдиң”.
22 Мана Мән, Йәһва, униң һәққидә немә дәймән:
Сионниң иппәтлик қизи, сени
Тәңситмәй, үстүңдин күлүватиду.
Йерусалим қизи, сән һәққидә бешини чайқитиду.
23 Кимни сән мәсхирә қилип, һақарәтләйсән?
Кимгә авазиңни көтирип,
Қашлириңни чоңчи көрситисән?
Билгин, Исраилниң Муқәддәс Тәңригә!
24 Қуллириң арқилиқ сән Йәһвани яманлидиң вә:
“Көплигән җәң һарвулирим билән
Тағларниң чоққилириға, Либанниң
Жирақ қапталлириға чиқимән.
Шу йәрдики қудрәтлик кедрлирини
Вә зор арчилирини чепиветимән.
Мән униң әң йүксәк әршлиригә көтирилип,
Униң бағдәк гөзәл орманлирида яшаймән.
25 Мән қудуқларни қезип, сүйини ичимән.
Аяқлирим билән Мисирниң
Бар дәриялирини қурутимән”.
26 Һәҗәва, Сән аңлимидиңму? Буни Мән
Нәвақтин бери ойлап қойғандим.
Қедимий заманлардин башлап,
Әнди болса, уни орунлаймән.
Сениң арқилиқ мәккәм шәһәрләрни бузуп,
Уларни харабилиққа айландуримән.
27 Уларниң турғунлири аҗизлишип кетиду,
Титришип-татирип, уятта қалиду.
Улар кәби даладики гиялар, жумран чимәндәк,
Өгүзләрдә өскән кокаттәк, шәрқий
Аптап шамилида көйүп кетиду.
28 Мән билимәнки, сән қачан олтирисән,
Туруп чиқисән һәм йәнә кирисән.
Шуниму билимәнки, нәқәдәр
Сән Маңа қарита һакавурсән.
29 Сениң маңа қарши ғарилдишиң һәм тәкәббурлиғиң
Қулиғимға йәткәнликтин, мана, Мән бурнуңға
Төңгә һәм ағзиңға еғиздуруқни селип,
Кәлгән йолуң билән яңливаштин
Сени шу йол билән қайтуримән.
30 Әнди саңа, Хизқия, мундақ карамәт беримән: Мошу жили силәр өзи өсүп чиққан дан билән озуқлинилисиләр. Келәрки жили йәнә өзи өсүп чиққан һосулни йәйсиләр, үчинчи жили терип, ома жиғиштурисиләр. Үзүмзарлиқларни олтарғузуп, асрап, мевилирини истимал қилисиләр.
31 Йәһуда өйидин ниҗат тапқанлар төвәндә йилтиз тартип, учида йемиш әкелиду.
32 Чүнки Йерусалимдин аман қалғанлар вә Сион теғидин қалдуқ чиқиду. Буни қизғинлиқ билән әскәрләр Сәркиси Йәһва Худа қилиду.
33 Шуңлашқа Йәһва Ассур шаһи тоғрисида мундақ учүр бериду:
“У бу шәһәргә һәргиз қирмәйду
Вә униңға оқ атмайду, қалқан
Билән қоршимайду вә униңға қарши
Топа қоршавини догилимайду”.
34 “У қандақ йол билән кәлгән болса, шу йол
Билән қайтиду, амма ушбу шәһәргә
Кирмәйду,— дәйду Йәһва.
35 Мән бу шәһәрни қоғдап, Өзәм үчүн һәм
Қулум Давут үчүн уни қутулдуримән”».
36 Йәһваниң пәриштиси чиқип, Ассур станида 185 000 әскәрни қиривәтти. Әтигәнлиги адәмләр туруп қариса, мана, һәммә йәрдә, пүткүл әтрапта, өлүк җәсәтләр ятқан.
37 Шу чағда Ассурниң шаһи Санхериб чәтнәп, Ниневияға қайтип кәлди һәм шу йәрдә қалди.
38 Бир күни у илаһи Нисроһниң бутханисида ибадәт қиливатқанда, униң оғуллири Адрамелех һәм Шарезер уни қилич билән өлтүрди. Өзлири болса, Арарат зиминиға қечип кәтти. Санхерибтин кейин оғли Есархадон мирасхор шаһ болди.