Йәшая 41:1—29

41  «Мени теч тиңшаңлар, араллар, Хәлиқләр күчлирини топлисун. Маңа йеқинлишип, гепиңларни аңлитиңлар, Келиңлар, биллә сотқа жиғилайли.   Ким шәриқтин кишини тиклиди? Ким уни, адиллиқни орнитиш үчүн, Хизмәткә чақирди? Ким униңға хәлиқләрни Тапшуруп, шаһларниң барини беқиндурди? Ким уларни униң қиличи билән тозаңға Йөткиди вә униң оқ-яси арқилиқ шамал Учартидиған саманға айландурди?   У уларни тузақсиз қоғлаватиду вә һечқачан Жүрмигән йоллар билән меңиватиду.   Ким буни қиливатиду? У шуки, Ким әң баштин әсирләрни яратқан. Мән, Йәһва, Мән тунҗа һәм ахирқи әвлатни Чақиримән һәм Мәндә өзгириш йоқ».   Араллар көрүп, қорқушуп кәтти. Йәрниң чәтлири титришип кәтти. Хәлиқләрниң барлиғи җәм болушти.   Кишиләр бир-биригә ярдәмлишип: «Ғәйрәтлик бол!»— демәктә.   Һунәрвән зәргарни қувәтләйду. Моздуз төмүрни урғучиға: «Яхши тутупту!»— дәватиду. Андин улар бутни миқлар билән Қеқип, путиға аран турғузуватиду.   «Сән болсаң, Исраил — Мениң қулум. Яқуп, Мән сени таллавалдим, чүнки Сән достум Ибраһимниң әвладидур».   Мән сени зиминниң қир-қирлиридин елип кәлдим, Мән сени униң чәтлиридин чақирдим. Саңа: “Сән Мениң хизмәтчим, Мән Сени таллавалғанлиқтин, рәт қилмидим.  10  Қорқма, чүнки Мән сениң билән. Дәһшәткә чүшмә, сәвәви, Мән сениң Тәңриң. Мән сени мустәһкәмләп, ярдәм беримән Вә оң қолум билән чиң тутуп, Дайим сени қувәтләймән”,— дедим.  11  Саңа қарши ғәзәпләнгәнләр шәрмәндидә Қалиду. Сениң билән күрәш қилғанлар Йоқ қилинип, һалакәткә учрайду.  12  Уларни издисәң, тапалмайсән. Сениң билән Җәңгә чиққанлар карға яримас болушиду.  13  Сәвәви, Илаһиң Йәһва сени оң қолуңдин тутуп: “Қорқма, Мән саңа ярдәмлишимән”,— дәйду.  14  Қорқма, қуруттәк аҗиз Яқуп, Мән саңа, Хәлқим Исраил ярдәмгә келимән!— дәйду Исраилниң Қуддус Қутулдурғучиси Йәһва. —  15  Мана, Мән сени ашлиқ бастуридиған, йеңи Өткүр чишлиқ чана қилдим. Сән чәйләп, Тағларни янчийсән вә өткүр чишлириң Дөңләрни саманға айландуриду.  16  Уларни үгүт тартқанда, шамал вә қуюн Учартип, һәр тәрәпкә әкетиду. Сән Йәһваниң қилған ишиға хурсән болуп, Исраилниң Муқәддиси билән махтинисән».  17  «Азапланғанлар һәм кәмбәғәлләр су издәйду, Лекин уни тапалмайду. Уларниң тили Уссизлиқтин қуруп кәтти. Мән, Йәһва, Уларни аңлаймән вә Мән, Исраил Худайи, Уларни ташлап кәтмәймән.  18  Мән төпиләрдә дәрияларни ачимән вә Вадиларда өстәңләр ақиду. Чөлни Сулар көллиригә айландуруп, қақас Йәрни сулар мәнбәси қилимән.  19  Баяванда кедр, қараған, мирт һәм зәйтун Дәриғини өстүримән. Явайи далада арча, Ерән һәм суваданлар қәд көтириду. 20  Барлиқ инсанлар буни көрүп, ойлинип, Йәһваниң қоли қилғанлиғини вә Исраилниң Хасийәтлик Худайи ушбу карамәтни Бәрпа қилғанлиғини тонуп-билсун».  21  «Өз ишиңларни сотта көрситиңлар»,— дәйду Йәһва. «Дәлил-испатлириңларни кәлтүрүңлар, — Дәп тәклип қилиду Яқупниң Падишаси. —  22  Улар бизгә кәлгүсидики қандақту-бир вақиәни Көрсәтсун. Өтмүшни ейтип бәрсун, у вақитта Йүз бәргән муһим нәрсиләрни ейтип, бизни Ойландурсун. Яки келәчәк һәққидә билим бәрсун.  23  Келиңлар, буниңдин кейин немә иш йүз Беридиғинини баян қилиңлар, униңдин Биз силәрниң худалар екәнлигиңларни биләйли. Яки яхши вә яки яман бир нәрсини намайән. Қилиңлар, шу вақитта биз һәйран қалайли.  24  Амма силәр һәқиқәтән һечнәрсә әмәссиләр Һәм һечнәрсә қилалмайсиләр. Шуңлашқа Силәрни таллиған киши жиркиничликтур.  25  Мән уни шималдин чақирдим һәм у кәлди. У күн чиқиштин Мениң исмимни вәз қилип, Һөкүмдарларни, сапалчи нәм лайни қандақ Чәйлисә, шундақ таладики патқақтәк чәйләйду.  26  Силәрниң араңлардин қайси-бири бу тоғрисида Биз билишимиз үчүн, баштин ейтқан еди? Қедимдин аңлап: “У тоғра дәйду”,— Дәп ейтқан едуқ? Лекин һечким һечнәрсә Ейтмиди, һечким агаһландурмиди, һечким Силәрдин бирму тоғра сөз аңлимиди!»  27  Мән дәсләптә Сионға: «Мана, немә болиду!»— Дәп ейтқан едим вә Йерусалимға хуш хәвәр Билән әлчәмни әвәткән едим.  28  Мән узақ қаридим, бирақ һечким болмиди. Улардин издисәм, бирму мәслиһәтчини Тапалмидим. Мән уларни сорисам, Амма һечким җавап бәрмиди.  29  Улар һәммиси йоқтәк, уларниң паалийәтлири Карға яримайду вә уларниң бутлири — Шамал билән аваригәрчилик!

Изаһәтләр