Йәшая 43:1—28

43  Әнди Йәһва Худа мундақ дәйду. У сени, Яқуп, яратқан һәм сени, Исраил бәрпа қилған еди: «Қорқма, чүнки Мән сени сетивалдим, Сени исмиң бойичә атаватимән, Сән — Мениңки.   Әгәр суларни кечип өтсәң, Мән сениң билән болумән. Дәриялардин өткәндә, улар сени чөкүрмәйду, Оттин өткәндә, өрт сени көйдүрмәйду.   Сәвәви, Мән Йәһва — сениң Худайиңдур. Исраилниң Муқәддиси — сениң Ниҗаткариң. Сениң үчүн төләмгә Мән Мисирни беривәттим, Ефиопия һәм Сабеяни — сениң орниңда.   Чүнки сән Мениң көзүмдә қиммәтликсән, Сән һөрмәткә лайиқ һәм Мән сени сөйүмән. Шуңлашқа башқа кишиләрни сениң үчүн вә Хәлиқләрни җениң үчүн бериветимән.   Қорқма — Мән сениң билән. Шәриқтин әвладиңни әкелимән вә Ғәриптин пәрзәнтлириңни жиғимән.   Шималға: “Уларни беривәт!”— дәймән вә Җәнупқа: “Уларни тутма. Мениң оғуллиримни Жирақтин әкәлгин вә қизлиримни зиминниң Чәт-четидин жиғип кәлгин.   Ким Мениң исмим билән аталса, кимни Мән Өз шөһритим үчүн яратқан, җөндигән Болсам, барлиғини әкәлгин!”— дәп буйруймән.   Гәрчә көзлири болсиму, қарғу хәлиқни вә Һәтта қулақлири болсиму, паңқай хәлиқни. Мәзкүр җайға топлиғин.   Һәммәйлән хәлиқләр биргә жиғилсун вә қәбилиләр Учрашсун. Ким уларниң илаһлиридин бу һәққидә Ейтқан еди? Улар келәчәктә немә болидиғинини Җакалап, һәқлиғини испатлисун. Өзлириниң Гувачилирини кәлтүрсун. Улар ейтқинини аңлап: “Мошу һәқиқәт!”— дәп тәкитлисун.  10  «Силәр — Мениң гувачилирим,— дәйду Йәһва, Мениң қулум, Мән таллиған хизмәтчим. Чүнки силәр Мени билип, Маңа ишинишиңлар Үчүн һәм шуни чүшиниңларки, Мән шула Худадур. Мениңдин авал Худа болмиған һәм Мениңдин кейинму Һечким һечқачан болмиди.  11  Мән — Йәһвамән һәм Мәндин Башқа Қутқузғучи йоқ!»  12  «Мән бурундин ейттим һәм қутқуздум вә Бу тоғрилиқ барлиғи билди, шу вақитта Ят худалар силәрдә болмиған еди. Силәр Мениң гувачилирим,— дәйду Йәһва,— Мән болсам, силәрниң Пәрвәрдигариңлар.  13  Мән дайим шула Худа һәм һечким Мениң Қолумдин һечнәрсини тартивалмайду. Мән бир нәрсә қилишни башлисам, Ким Маңа тосқунлуқ қилалайду?»  14  Йәһва, силәрниң төләм Бәргүчиңлар, Исраилниң Қуддус Тәңри мундақ дәйду: «Силәр үчүн Мән Бабилға қошун әвәтип, Бар дәрвазилириниң қулуплирини сундуримән. Һалдийлар кемилиридә қечип, Дәрдидин қаттиқ жиғлишиду.  15  Мән Йәһва, силәрниң Муқәддәс Илаһиңлар, Исраилниң Бәрпакари һәм Падишайиңлар».  16  Деңизда йол салғучи вә җошқун суларда Йол ачқучи Йәһва мундақ дәйду. 17  У җәң һарвулири билән атларни, қошун Билән күчлүк әскәрләрни чиқарғучи Мундақ сөзләрни деди: «Уларниң һәммиси жиқилип, башқа турмайду. Улар лампиниң пилигидәк көйүп өчиду».  18  «Авалқини есиңларға алмаңлар Вә қедим һәққидә ойлимаңлар.  19  Мана, Мән йеңи нәрсини қиливатимән, Һазирниң өзидә бу йүз бериватиду. Силәр буни көрмидиңларму? Мән җәзиридә йол селип, Дәрияларни қақаста аққузимән.  20  Мени явайи һайванлар мәдһийиләйду, Чил бөриләр һәм төгәқушлар, Чүнки Мән чөлдә су беримән. Таллиған хәлқимниң услуғини қандуруш Үчүн баяванда дәрияларни беримән.  21  Ушбу хәлиқни мән Өзәм үчүн яраттим. У Мениң ишлиримни вәз қилип, мәдһийиләйду!  22  Амма сән, Яқуп, Мени чақирмидиң, Сән, Исраил, Мәндин һардиң.  23  Сән Маңа көйдүрмигә қойлириңни сунмидиң вә Қурбанлиқлириң билән Мени һөрмәтлимидиң. Мән сени Өзәмгә нан һәдийәлирини Әкелишкә мәҗбурлимидим вә хушпурақларни Сениңдин тәләп қилмидим.  24  Сән күмүчкә Мениң үчүн хушпурақ қомучни Сетивалмидиң һәм Мени қурбанлиқлириңниң Яғлири билән бақмидиң. Әксичә, сән Мени өз Гуналириң билән еғирлаштуруп, Қанунсизлиғиң билән һардурдиң.  25  Мән Өзәм үчүн сениң қилмишлириңни Йепип, гуналириңни башқа әскә алмаймән.  26  Кәл, сотлишайли. Әгәр Мән бир нәрсини унтуп Қалсам, теч турма, ақлиниш үчүн ейтқин.  27  Сениң әҗдадиң гуна өткүзгәнди вә сениң Даһилириң Маңа қарши чиққанди.  28  Шуңлашқа Мән ибадәтханаңниң бәглирини Пәсәйтимән, Яқупни ләнәткә тутуп, Исраилни мәсхиригә тапшуримән.

Изаһәтләр