Йәшая 45:1—25
45 Йәһва Сәрдар Өзи майлиған Көрәшкә
Мундақ дәйду (Мән уни оң қолидин алдим,
Униңға хәлиқләрни беқиндуруп беримән вә
Шаһларниң бәллиридин бәлбағларни йешимән.
Мән шундақ қилимәнки, униң алдида ишикләр
Ечилип, дәрвазилар тақақлиқ болмайду):
2 «Мән Өзәм сениң алдиңда маңимән вә
Дөңләрни түзләймән. Мис ишикләрни
Чеқип, төмүр тақақларни сундуримән.
3 Мән саңа қараңғулуқта йошурунған
Ғәзниләрни тапшуримән вә сирлиқ
Амбарларда сақланған есил затларни.
Шу чағда сән Мән Йәһва екәнлигимни
Билип, Исраилниң сени исмиң бойичә
Атаватқан Худайи бар екәнлигини билисән.
4 Мениң қулум Яқуп вә Мән таллиған
Исраил түпәйли, Мән сени исмиң билән
Атаватимән. Саңа, Мени билмисәңму,
Шәрәплик исим бериватимән.
5 Мән Йәһва вә башқа һечким йоқ.
Мәндин башқа Худа йоқ. Мән сени
Қудрәт билән бағлидим, гәрчә сән
Мени тонумисаңму.
6 Күн чиқиштин күн петишқичә
Адәмләрниң барлиғи Мениңдин башқа
Һечкимниң йоқлуғини вә Мән — Йәһва
Екәнлигимни чүшинип билиши үчүндур.
7 Мән йоруқлуқни яритип, зулмәтниму
Бәрпа қилимән. Течлиқни һәдийә қилип,
Апәтниму кәлтүримән. Бу һәммини
Мән — Йәһва бәҗиримән.
8 Әрштики асманлар ямғур төксүн вә
Булутлар һәққанийлиқни қуйсун.
Йәр ечилип, охинип, қутқузулуш мевисини
Әкәлсун. Һәқиқәт йемишлирини чиқарсун.
Мән, Йәһва, ушбуни қилғузимән».
9 Өз Яратқучи билән тәң-такалашқан кишиниң
Һалиға вай! У пәқәт йәрниң сапал
Чеқиндилириниң чеқиндиси, у йәрдә
Башқа чеқиндилар арисида ятиду.
Сапалчиға лай дәләләмду:
«Сән немә қиливатисән?» вә сән
Ясиған қача: «Униң қолидин
Һечнемә кәлмәйду»,— дәмду?
10 Атисиға: «Немигә сән мени дунияға әкәлдиң?»
Һәм анисиға: «Немә үчүн сән мени туғдуң?»—
Дегән кишиниң һалиға вай!
11 Исраилниң Муқәддәс Тәңри һәм униң
Яратқучиси Йәһва мундақ дәйду:
«Силәргә Мениң келәчәк һәққидә
Сөзлиримни гуманға қоюшқа вә Маңа
Қоллиримниң яратмиси, Мениң оғуллирим,
Билән немә қилишимни көрситиш лайиқ ишму?
12 Мән йәр-зиминни яраттим һәм униңда
Инсанни пәйда қилдим. Өз қоллирим
Билән асманларни тарқаттим һәм уларниң
Һәммәйлән қошуниға Мән
Қанун-қаидиләрни бәрдим».
13 «Мән һәққанийлиғимда ушбу кишини тиклидим
Вә униң барлиқ йоллирини уттур қилдим.
У Мениң шәһиримни қуриду вә хәлқимни
Тутқундин қоюп бериду. У уни пул вә
Соғилар үчүн азат қилмайду»,— дәватиду
Ләшкәрләр Сәрдари Йәһва Худа.
14 Йәһва мундақ ейтиватиду:
«Мисирлиқларниң әмгәклири вә
Ефиоплар билән сабиялиқларниң егиз,
Күчлүк адәмлири, бар мал-мүлки саңа
Өтиду һәм сениң болиду. Улар кәйниңдин
Меңип, зәнҗирләрдә келип, саңа
Тазим қилип, ялвуриду:
“Раст, пәқәт сениңдила Худа бар екән
Вә башқа һечқандақ Худа йоқкән!”»
15 Һәқиқәтән, Сән йошурун Тәңри екәнсән.
Исраилниң Илаһи, Ниҗаткаримиз.
16 Уларниң барлиғи шәрмәндә болушуп,
Пәскәшликтә қалиду. Улар, бутларни
Қилғучилар, уятта кетип қалиду.
17 Йәһва Рәбб Исраилни мәңгү ниҗатта
Қутулдуриду. Улар һечқачан уятта қалмайду
Вә әбәдий-әбәт мәсхирә болмайду.
18 Сәвәви, сәмани Яратқан һәқиқий Худа Йәһва,
У йәрниң Яратқучиси вә уни Мәккәмлигүчи.
У уни бекардин яратмиди, уни адәмләр
Яшиши үчүн бәрпа қилди:
«Мән — Йәһва һәм Мәндин башқа һечким йоқ.
19 Мән йошурун, йәрниң қараңғу җайида
Сөзлимидим. Мән Яқупниң әвладиға
Мундақ демидим: “Мени издигәнликтин,
Соалларни бериңлар, лекин бәрибир Мени
Тапалмайсиләр”. Мән Йәһва, силәргә
Һәқиқәтни ейтип, һәққанийлиқни ачимән.
20 Жиғилиңлар, келиңлар, һәммиңлар биргә
Йеқинлишиңлар, силәр, хәлиқләр
Һакимийитидин қутулғанлар! Өзиниң бутини
Көтирип, Униңға дуа қилғанлар, худайи
Қутқузмайдиған кишиләр нәқәдәр надан!
21 Ейтиңлар, бир-бириңлар билән мәслиһәтлишип,
Дәлил-испатлириңларни кәлтүрүңлар.
Ким буни жирақ қедимда алдин-ала агаһ
Қилғанди? Ким жирақ өтмүштә буларни баян
Қилғанди? Мән, Йәһва, әмәсму? Мәндин башқа
Худа йоқ. Мән һәққаний Пәрвәрдигар һәм
Мәндин башқа Қутқузғучи йоқтур!
22 Маңа бурулуңлар, йәрниң һәммә чәтлири
Вә силәр ниҗат таписиләр, чүнки Мән
Яратқучи вә Мәндин башқа һечким йоқ.
23 Өзәм билән қәсәм қилимән. Еғизимдин
Һәқиқәт чиқиду, өзгәрмәс сөз, Мән уни
Қайтурмаймән. Мениң алдимда һәрқандақ
Тил садиқлиқта қәсәм ичип, һәрқайси
Қәбилә Мениң алдимда тизлиниду.
24 Улар мундақ дәйду: “Пәқәт Йәһвадила
Һәқиқий һәққанийлиқ һәм күч-қудрәт.
Авал Униңға қарши дүшмәнлик қилғанлар,
Иза тартишип, Униңға келиду.
25 Исраилниң әвлади Йәһваға хизмәт қилип,
Дурус иш қилғанлиғини көриду вә
Пүткүл Исраил уруғи пәхирлинип,
Униң билән махтиниду!”»