Йәшая 46:1—13
46 Бел қийсайди, Нево қиңғайди.
Уларниң бутлирини һәрхил һайванлар
Тошуп маңиду. Һәтта улар һарған
Җаниварлар үчүн еғир жүк болди.
2 Мәзкүр худалар саңгилап қийсайди,
Улар өзлириниң бут-һәйкәллирини һимайә
Қилалмай, өзлириму әсиргә чүшти.
3 «Мени тиңшаңлар, Яқупниң өйи вә
Исраилниң қалдуғи! Баштин Мән
Силәрни анаңларниң қосиғидин тартип,
Ғәмхорлуқ қилип, көтирип жүргәндим.
4 Силәрниң қерилиғиңлардиму Мән шула
Вә чечиңлар ақарғичә авалқидәкла
Силәрни көтирип жүримән. Мән
Силәрни яраттим һәм җавапкәрликни
Өзәмгә алдим, шуңлашқа Мән
Силәрни көтирип, күзитимән.
5 Кимгә Мени охшитисиләр вә ким билән
Селиштурисиләр? Ким Маңа тәңдаш вә
Кимгә Мени қияс қилалайсиләр?
6 Адәмләр мәртлик билән қапчуғидин
Алтунини чиқирип, күмүчини таразида
Өлчәйду. Андин төмүрчини яллап,
Бут ясашқа буйрутма бериду. Андин
Униң алдида тизлинип, ибадәт қилишиду.
7 Бу һәйкәлни мүрилиридә көтиришип,
Тәйярланған җайиға қойиду вә у
Орнидин қозғалмай туриду. Улар униңға
Пәрияд қилсиму, у җавап қатмайду һәм
Адәм балисини дәрдидин қутулдурмайду.
8 Ушбуларни әскә елип, әқлиңларға келиңлар.
Хаинлар, роһуңларни жиғип,
Қәлбиңларға буни селиңлар!
9 Өтмүшни әсләп, әлмисақтин Мән Худа
Екәнлигимни хатирәңләргә чүшириңлар.
Мәндин башқа Худа болмиған һәм
Мәндәк Илаһ башқа йоқ.
10 Әң башта кейинликтә болудиған тоғрилиқ
Җакалаймән вә техи йүз бәрмигән һәққидә
Алдин-ала ачимән. Ейтимәнки:
“Мениң ойлиғиним орунлиниду вә
Мән көңлүмгә пүккән барлиқ
Ирадәмни әмәлгә ашуримән”.
11 Мән шәриқтин бүркүтни чақиримән,
Жирақ зиминдин нийитимни
Булҗутмай орунлайдиған кишини.
Мән ейттим һәм бәҗирдим, тәсәввур
Қилдим һәм әмәлгә ашурдум.
12 Мени аңлаңлар, берәһим жүрәкләр,
Һәққанийлиқтин жирақ турған, тәтүрләр!
13 Мән силәргә һәқиқитимни йеқинлаштурдум,
Һәққанийлиғим жирақ әмәс силәрдин
Вә ниҗатим кечикмәйду. Мән Сионға
Қутқузулушни беримән вә Исраилға
Шөһритимни һәдийә қилимән».